Бала – Алланиң инсанға бәргән әң чоң соғиси. Бу йоруқ дунияниң периштилири. Уларниң шох күлкиси, мөлдүрләп қарашлири, һәсәлдәк ширин гәп-сөзлири һәр қандақ җайни шатлиққа, хошаллиққа бөләйду. Улар билән һәр күнүмиз мәрикә, әмәсму. Шекәрлиримиз – балилиқ қилиқлири билән, шохлуқлири билән жүригимизгә бәхит нурини чачиду. Конилар «Балилиқ өй – гүлистан, балисиз өй – зимистан» дәп бекар ейтмиса керәк… Ата-ана болғучи пәрзәнтини өз җенидин артуқ көриду. Һаятини җан-җигәр пәрзәнтигә беғишлайду. Шүбһисизки, бала билән ата-ана арисидики бу муқәддәс мунасивәтни тил билән ейтип йәткүзүш мүмкин әмәстур. Мәйли у кәмтар болсун яки бемар болсун, һәр бала ата-аниси үчүн дуниядики әң гөзәл җан болуп қалмақ.
Наһийәлик мәдәнийәт өйидә «Биллә биз – бирдәк биз» намлиқ мәйрәмлик иш-чарә уюштурулуп, тамашибинлар зали көрүрмәнләргә лиқ толди. Хусусән, балиларниң иллиқ тәбәссүми зал ичини бөләкчә җанландуривәтти. Мәйрәмлик иш-чарә йеқимлиқ нахша-саз билән башланди. Кейин риясәтчиләр сәһнигә чиқип, дәсләпки сөзгә наһийә һакими Шухрат Нурахуновни тәклип қилди. Наһийә һакими елимиздә мүмкинчилиги чәкләнгән җанларға жуқурқи дәриҗидә көңүл бөлүнүп келиватқанлиғини тилға елип, өлкимиздә мүмкинчилиги чәкләнгән җанларни ишқа тартиш, медицинилиқ җәһәттин ярдәм көрситиштә көзгә көрүнәрлик ишларниң әмәлгә ешиватқанлиғини қәйт қилди. Шундақла, бүгүнки күндә 21 мәмликәтлик мәһкимидә пандус мәсилиси һәл болғанлиғини, алдики вақитта техиму чоң ишларниң әмәлгә ашидиғанлиғини тәкитләп, бүгүнкидәк әҗайип иш-чарини уюштурғучи Һетахун Бакриевқа миннәтдарлиғини йәткүзди. Ш.Турдахун оғли сөз ахирида, мүмкинчилиги чәкләнгән инсанларни ушбу мәйрими билән тәбрикләп, залдики омақ қара көзлиримизгә соғиларни һәдийә қилди.
Изгү тиләкләрдин кейин, сәһнигә «Арзу», «Жазерке» ансамбльлириниң сәнъәткарлири чиқип, нахша-уссули билән һәммигә көңүллүк кәйпият беғишлиди. Болупму, коррекциялиқ мәркәздә тәрбийилиниватқан балиларниң уссули, иҗра қилишидики нахшилири һәм ипадилик ядқа оқуштики шеирлири залдикиләрниң жүрәк тарини тәврәтмәй қоймиди. Андин сәһнә төригә клоунлар чиқип, балилар билән оюн ойнап, сехир көрситип гөдәклиримизни чәксиз хуш қиливәтти. Залда тохтимай алқиш-садалар яңриди. Мәйрәмлик иш чарә қәдәм тәшрип қилғучиларда зор тәсират қалдурди. Әң муһими, балилар шатланди. Пәрзәнтлириниң йүзидин хошаллиқ көргән ата-анилар иш-чарини уюштурғучилардин толиму сөйүнди.
Пәйғәмбәр (саллаллаһу әләйһи вә салам) мундақ дәйду: «Кишигә берилидиған балаю-апәт қанчә чоң болса, униңға берилидиған совапму шунчә болиду. Алла Таала һәқиқәтән бирәр қовумни яхши көрсә, түрлүк балалар билән уни синайду. Кимки униңға рази болса, Алла Таала униңдин рази болиду. Кимки униңдин датлиса, Алла Таала униңға ғәзәплиниду» [Тирмизи ривайити]. Демәк, мүмкинчилиги чәкләнгән инсанлар Алланиң әң сөйүмлүк бәндилири дәп билимән. Дурус, мүмкин уларниң тенидә, аң-сәвийәсидә мәлум камчилиқлар бардур, лекин улардики жүрәк әң қәйсәр һәм әң чидамлиқтур. 12-октябрь – мүмкинчилиги чәкләнгән балиларни һимайә қилиш күнигә беғишланған иш-чариниң маңила әмәс, һәммигә чоңқур ой салғанлиғиға ишәнчим камил.
******
Мошундақ изгү ишларни «Қизил Ай» җәмийәтлик бирләшмиси давамлаштурди. Гезитимизда һәр вақит ушбу җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Селимәм һәдә Өмәрованиң башланмисида әмәлгә ешиватқан хәйрихаһлиқ ишлар һәққидә пат-пат йезилип туриду. Бу қетимму у изгүлүк қилиштин чәттә қалмиди. Тиҗарәтчиләр А.Ашимов, С.Һәмраев, А.Сәйдуллаев, Р.Масақов вә әр-аял Жумахуновларниң һамийлиқ қилишида 15 мүмкинчилиги чәкләнгән балиға соға тәйярлап, өй-өйлиригә апирип һәдийә қилип, уларниң һал-әһвалини билип қайтти. С.Өмәрова башлиған топта наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң башчиси Гүлжаһан Әликеева вә «Уйғур наһийәлик мүмкинчилиги чәкләнгән җанлар җәмийити» җәмийәтлик бирләшмиси «Әвлия чоққа» корпоративлиқ фондиниң рәиси Һетахун Бакриевлар болди. Бу изгүлүкни уюштуруштики асасий мәхсәт – балиларға соға таритишта әмәс, бәлки уларға бу күнниң маһийитини уқтуруп, чеһригә тәбәссүм әта қилишқа қаритиштур.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА