Дөлитимизниң рәһбири Нурсултан Назарбаевниң Қазақстанимизни мукәммәл тонуш, униң тарихий җайлирини келәчәк әвлатқа йәткүзүш хусусида бир нәччә программа вә Мәктүб-мақалиларни язди. Шуларни асас қилған һалда «Туғулған йәр» программисиға мувапиқ наһийәмиздики тарихий җайлардин қисқичә болсиму йезип қалдурушни борчум дәп билдим. Бизниң өлкә – кәң түзләң даласи, тоқайлиғи, көл-булиғи, дәрияси, флориси билән фаунаси бар карамәт макан. Шуңлашқа тарихий орунлиримиз билән тарихий шәхслиримизгә мунасивәтлик …