Басты бет Тағзым ҺАЯТ ЙОЛИ НӘМУНӘ

ҺАЯТ ЙОЛИ НӘМУНӘ

0
1,880

Өзиниң ғемини ойлимай, җәмийәтниң тәрәққиятиға, хәлиқниң ихтисадиға, өлкисиниң мәдәнийитигә инсаний вуҗуди билән қарап, пүтүн өмрини бәрпакарлиққа беғишлиған әҗайип вижданлиқ һәм сезиниш тәпәккүри жуқури әзимәтләрниң болғанлиғи билән һәқлиқ түрдә пәхирлинимиз. Уларниң әткән әҗрилирини мәдһийиләп, бүгүнки күнгичә мәшъәл қилип келиватимиз. 


Мана шундақ нами хәлқиниң қәлбидин чоңқур орун алған маһир рәһбәр, һөкүмитимизниң көрсәткән йол-йоруқлирини әмәлдә иҗавәт қилған, рәһбәрлик қилған өлкисиниң түрлүк саһадики тәрәққиятиға мунасип һәссә қошқан наһийәмизниң сабиқ рәһбири мәрһум Һашим Арзиев бийил аман болса өзиниң шанлиқ тәвәллуди болған 90 яшлиғини дағдуғилиқ қарши алған болар еди. Шундақ болушиға қаримай, униң йолида меңип, мәслиһитини аңлап биллә хизмәт қилған, әқиланә сөзлири түпәйли өз йоллирини тапқан замандашлири билән шагиртлири бу кәмтәр вә алий хисләтлик инсанни һеч әстин чиқармай, һәр чағ яд әйләп, қилған әҗридин һеликәмгичә сөзләп, әмгәклирини яш әвлатқа тәрғибат қилип кәлмәктә…
Көрнәклик рәһбәр, маһир тәшкилатчи Һашим Арзиев Алмута вилайитиниң Челәк наһийәси (һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәси), Байсейит йезисида 1927-жили кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. Кеңәш һакимийити дәвридә Йәттису уйғурлири арисидин чиққан даңлиқ җәмийәт әрбаби, көп жиллар рәһбирий орунларда хизмәт қилған адәм. Һәр қандақ шараитта өз хәлқиниң шәнини, шәклини сақлап қелиш үчүн күрәшкән инсан. У һәқиқий бәйнәлмиләлчи шәхс болған еди.
Һ.Арзиев алий оқуш орунлирини тамамлап, дәсләп Челәк наһийәсидә ВЛКСМ комитетиниң биринчи кативи, андин «Тельман» намидики колхозға вә «Қорам» совхозиға мудир болуп, үнүмлүк әмгәк етиду. Униң жут башқуруш, уюштуруш қабилийитини көргән жуқарқи орунлар 1970-жили апрель айда Уйғур наһийәлик партия комитетиниң биринчи кативи қилип тайинлайду. Иш саһалирида тәҗрибә топлиған Һашим Арзиев күч-ғәйрити вә алған билими билән ишқа җиддий киришиду. У бу наһийәдики өзләштүрүлмигән, йәни бош ятқан зиминларни пайдилиниш, қурулмиған яки болмиған иншаәтләрни бәрпа қилиш охшаш ишларни қолға елип, әмгәкчиләрниң һаллиқ вә мәдәнийәтлик турмуши үчүн һәр хил саһаларни бәрпа қилип, уларни әмәлиятта пайдилинишқа күч салиду. Җүмлидин, 1970-жили суғирилидиған йәр мәйданини кәңәйтип, төвәнки Чонҗа магистраллиқ канилиниң қурулушини, Сүмбә йезисидики сиғимлиғи 10 миллион куб су қоймиси, Тоққуз булақтики 2 йәр асти тосмилири ясилиду. Ақивәттә, наһийәниң су билән тәмин етилиши 400 гектарға улғайди. «Әмгәк» колхозиниң тәркивидики суни жиғип таритиш коллектори селинип,униң һесавидин 1500 гектар йәр су билән тәминләнди. Кичик Кәтмән өстиңидә тосма қурулуши аяқлишип, Қосағаштики су сақлаш тосмиси билән Ақтөбә магистраллиқ каналиниң су жиғиш системиси тәкрар җөндәштин өткүзүлиду. 1971-жили наһийә мәркизи Чонҗида яш өсмүрләр спорт мәктиви, 1972-жили Чонҗида 400 орунлуқ мәдәнийәт өйи пайдилинишқа берилди. 1975-жили наһийәниң йеза егилиги әмгәкчилири мәмликәткә 1.5 млн. пут ашлиқ өткүзүп, пландин сирт 2100 тонна ашлиқ сақланди. 1976-жили Чарин йезисида 400 орунлуқ мәдәнийәт өйи селинди. 1980-жили Қара даладики йәр асти сулирини пайдилинишниң нәтиҗисидә ямғурлитип суғиридиған «фрегат» орнитилди. Шу жили наһийәлик мал бодаш бирләшмиси мәмликәткә пландики 1320 тонна гөш орниға 1514 тонна гөш өткүзүп, жуқарқи көрсәткүчкә қол йәткүзди. Шуңлашқа шу жили Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң, Министрлар кеңишиниң, Казсовпроф вә Қазақстан ЛКСМ Мәркизий Комитетлириниң «Құрмет» дипломи билән тәғдирләнди.
1983-жили Чонҗидики 1176 орунлуқ рус оттура мәктиви пайдилинишқа берилди. 1987-жили Кәтмән йезисида 1179 орунлуқ мәктәп селинди. Шу жили наһийәмизниң тәрәққиятиға алаһидә һәссә қошқан адәмләргә «Наһийәниң Пәхрий пухраси» атиғини бериш қолға елинди. Әлһасил, буниңдин башқиму саһалар бойичә Һашим Арзиевниң рәһбәрлиги билән көплигән ишлар әмәлгә ешип, наһийә хәлқиниң ихтисади, мәдәнийити, милләтләрниң өз ара бир-биригә болған һисдашлиғи мустәһкәмләнди.
Вәтәнниң йүксилишигә, хәлиқниң һаллиқ турмушиға вә мәдәнийитигә көңүл бөлгән Һ.Арзиевниң әмгигини һөкүмәт өз дәвридә баһалап турди. 1970-1988-жиллардики Уйғур наһийәсиниң йүксилишигә әмгигини сиңдүргән Һашим Арзиев Қазақстан Компартиясиниң 5-қурултийиға, КПССниң бир қурултийиға делегат болуп қатнашқан. Қазақстан Компартиясиниң 12-қурултийида Мәркизий ревизия комиссиясиниң әзаси, 14-15-қурултайлирида болса, Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң әзаси болуп сайланған.
Һ.Арзиев көрсәткән әмгиги үчүн «Ленин», «Октябрь Инқилави», үч қетим «Әмгәк Қизил Туғи» орденлири билән көплигән медаль һәм тәшәккүрнамиләрни алған. Икки рәт Җумһурийәт Алий Кеңишиниң «Пәхрий грамотисини» елишқа муйәссәр болған.
Һашим Арзиевниң ишларни муваппәқииәтлик әмәлгә ашурушида наһийә даирисидә уни қоллап-қувәтлигән сәпдашлири, мәсләкдашлири көп болған. Һазирниң өзидә көпчиликниң еғизиға елинип жүргән шагиртлириму барчилиқ. Мана мошундақ бәрпакарлиқ ишларни вуҗутқа кәлтүргән Һашим Арзиевқа Чонҗиниң чоң бир кочисиниң нами берилип, исимини әбәдийләштүрүп кәлмәктә. Биз мундақ маһир рәһбәр, тәшкилатчи вә иш биләрмән инсанниң атилип өтүлмәкчи болуп турған шанлиқ тәвәллудининиң мунасип өтүшигә ишәнчимиз камил.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ

Бөлісу:
  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ТАСҚАРАСУДЫҢ КӨГІН ЖЫР ТЕРБЕДІ

Шығысы шекара, батысы Бұғыты тауларымен танымал, әлемге Шарын шатқалымен әйгілі, қасиетті …