Басты бет Мәдениет және руханият МӘХСИТИ – ЖУТНИ АВАТЛАШТУРУШ

МӘХСИТИ – ЖУТНИ АВАТЛАШТУРУШ

0
1,261

Һәр бир аилә бәхитлик өмүр сүрүшкә лайиқтур. Униң үчүн ихчам вәтәндики бәрикәт-бирликниң, иттипақлиқниң сақланғини әһмийәтлик. Аләмгә мәшһурки, елимиз Қазақстан һәр тәрәплимә йүксилип, камал тепиватқан дөләт. Рәһбиримиз Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли елимиз тәрәққий етип; мәйли ихтисаттин болсун, мәйли мәдәнийәттин болсун, мәйли сағламлаштуруштин болсун камал тепип, Қазақстан дәп аталған маканимизни аләмгә паш әттүрмәктә.


Әлниң келәчигини ойлиған Президент һәр жили өз хәлқигә йеңи-йеңи программа-реҗиләрни бәрпа қилип, хәлиқ еһтияҗи билән мәдәнийитини тәрәққий әткүзүшкә беғишлап кәлмәктә. Кейинки йоллиған мақалисида инсан тәрәққияти, хусусән, униң мәнивий роһиниң йеңилинишиға көп нәзәр селип, хәлиқниң милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр болуп шәкллиниши охшаш ғайини оттуриға қоюп, Қазақстан хәлқиниң мәхсәтлик илгири бесишиға зәмин яратти.
Президентниң «Келәчәккә нишан: Мәнивий йеңилиниш» мақалисидин илһамланған Қазақстан пухралири қәйәрдә истиқамәт қилишидин қәтъий нәзәр, өзи туғулуп өскән дияриға хизмәт қилип, униң тәрәққиятини шәкилләндүрүшни нийәт қилмақта. Мәнивий йеңилинишни муқум чүшәнгән хәлиқ «Туған жер» программисиға әмәл қилип, өзлириниң туғулуп өскән жутиниң өсүп-йетилишигә көңүл бөлүп, жутиниң мәдәний, ихтисадий вә сағламлаштуруш охшаш ишларни қолға кәлтүрүп, паалийәт елип бармақта. Шундақ илғар ойни мәвқә қилған, өз жутидин жирақта жүрсиму униң келәчигини ойлап хәлқи үчүн хизмәт қиливатқан инсанлар наһийәмиздиму барчилиқ. Җүмлидин, Ғалҗат йезисида өсүп йетилгән, йәни өтмүштики әҗдатлириниң роһлирини нурландурған, жутиниң мәдәний тәрәққияти үчүн тәшәббускар болуп мәйданға чиққан көрнәклик алим вә устаз Марат Асимовтур. Йәтмиш яшқа йеқинлап қалған у, өтмүшкә нәзәр ташлап:
– Мениң бовам вә момамлар – Марихан билән Асим – 1900-жиллири шу йезида мәктәптә устазлиқ қилған екән. Саватлиқ болған Асим кейинирәк бехәтәрлик комитетида ишләпту. Момимиз муәллимә болуши билән тәң, жуттики саватсиз аялларни мәктәпкә тартип, мәлидә аяллар кеңишиниң рәиси хизмитини атқурған екән. Бовимизниң сәвийәлик адәм екәнлигини яхши билгәнлиги үчүн орунсиз гуналар чаплап, сүргүн қилиду. Шу кәткәндин қайтип кәлмигән екән. Бу ойдурма яла-төһмәттин чөчигән момимиз оттузинчи жилларниң оттурлирида аилисини елип, Ғулҗиға өтүп кетипту. Саватлиқ болған момимиз у яқтиму икки рәт мәдәний инқилапниң (революция) ғәлвүридә тасқилиду. Пурсәт тепип, 1959-жили Кеңәш елигә, Қазақстан дияриға қонуш авдуриду. Шу дәвирләрдики қийин-қистақ күнләрни өткүзгән, рәһимсиз җаллатларниң төмитигә йүзләнгән, һаятини пәқәт әлниң паравән күнлиригә беғишлиған, һеч бир яхшилиқ көрмәй һаятини өткүзгән әҗдатлирим билән жутдашлиримниң қәһриманлиқ тәғдирлирини дайим әсләп жүрәттим. Мана бизму әр йетип, өткәнләрни хатириләп, уларниң роһлирини нурландуруш мәхситидә мошу бир ишни әвлатлирим билән қолға алған едуқ. Бу 120 квадрат метр мәйданға чүшиватқан мәдәний ақартиш сағламлаштуруш мәркизини селишқа тәшәббускар болған, йәни өз хираҗитимизгә иш тутуватқан Асимовлар әвладиға яр-йөләк болуп, мәслиһәтлирини бәргән жут мөтивәрлириниң, яшларниң қол сунуши бизгә зор хошаллиқ һәдийә қилди. Шундақ һисдашлиқ көрситиватқан барлиқ жутдашлиримға тәшәккүримни билдүримән. Шундақла мошу мәркәзниң лайиһисини ясап бәргән алим Бәһрим Ғилавдиновқа рәхмитим чәксиз, – дәп өзиниң ички сәмимий сезимини билдүрди телефон арқилиқ Марат Асимов.
Марат Асимов бүгүнки күнләрдә Алмута шәһиридә яшап, истиқамәт қиливатқан инсан саламәтлигиниң инженеридур. У Ленинградта тибабәт институтида тәһсил көргән. Умумий иш-паалийитидики стажи 40 жил болса, униң жигирмә жили Алмута шәһиридики С.Ж.Асфендияров намидики Қазақ-Миллий медицина университетида профессор лавазимида болуп дәрис берип кәлмәктә. Маратниң балилириму чәт әлдә тәһсил көрүп, бири Барселонада хизмәт қиливатса, бири Аргентинада оқуп келип, Қазақ Дөләт Университетиниң (шәхсий) математика бөлүмидә устазлиқ қилиду…
Бүгүнки күндә бу мәдәний ақартиш мәркәзниң асасий қисми пүтти. Әнди униң сиртқи көрүнүши, нәқишләш җәриянлири вә җиһазлар, түрлүк үскүнләр билән җабдуқлаш ишлири қоюлса, мәркәз ишигини ачиду. У ишларниң вақти-қәрәлиму узаққа бармайдиғанлиғиға көзүмиз йетиду. Мундақ тәдбирчан, жути үчүн мәрданилиқ көрситиватқан Асимов Маратниң заман тәливигә мувапиқ, барлиқ шәрт-шараитларға җавап беридиған мәркәз ишини йерим йолда қалдурмай, тиришчанлиқ көрситип, аз күнләрдин кейин жут адәмлирини хошал қилидиғанлиғида шәк-шүбһә йоқ. Әлвәттә, мундақ вәтәнпәрвәр әзимәтниң келәчәк әвлат үчүн көрситиватқан халисанә хизмитигә апирин әйләп, саламәтлигиниң мустәһкәм, аилисиниң хатирҗәм вә шәрәплик ишиға муваппәқийәтләр тиләймиз.

Худавәди
МӘҢСҮРОВ

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДАРАБОЗ ДАРЫН ИЕСІ

Ілияс Жансүгіровтың аты аталса дара шауып, құйындап келе жатқан Құлагер көз алдымызға келе…