Басты бет Саясат МУҺТАЖЛИҒИМИЗ ЙЕШИЛМӘКТӘ

МУҺТАЖЛИҒИМИЗ ЙЕШИЛМӘКТӘ

0
152

Елимизниң тәрәққияти камал тепип, пухраларниң заманға хас мәдәний еһтияжи күн санап тәминлинип кәлмәктә. Шуңа «Алдимизда турған интайин муһим нишан – йезиларни һәр тәрәплимә йүксәлдүрүш. Сәвәви, йезини риважландуруш, ениқ ейтсақ, пүткүл Қазақстанни риважландуруш дегән сөз» дегән еди Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев йоллиған мәктүблириниң биридә. Президент тәрәққиятниң, ишләп чиқиришниң зор мәнбәси – йезилардин башлинидиғанлиғини қәйт қилған. Һә шундақ, йеза тирикчилигисиз, уларниң етизлирида һосулдарлиқ ишлири болмиса, өйлиримиздә бәрикәт, дәстихинимизда нан болмаслиғи сөзсиз.

Бүгүнки таңда мәһәллиләрниң тәрәққияти билән мәдәнийәт мәсилиси шәһәрләрдин һеч камчилиғи йоқ. Тағ бағриға худди жипқа тизилған мәрвайиттәк бир-биригә улишип кәткән йеза-мәһәллиләр күн санап аватлишип, гүллинип өз тәрәққиятини риважландуруп кәлмәктә. Жутлардики мәктәпләр, мәдәнийәт өйлири, дохтурханилар, түрлүк мәдәний-мәиший хизмәт орунлири бәрпа болуп, хәлиқләрниң муһтажлири һәл қилинип, уларни хошаллиққа бөләп келиватиду. Һазирқи күндә йезиниң һәр бир пәс түзләң, идир-қирлириғичә интернет тартилип, ойман-чоңқур йоллири түзүлүп, қараңғу кочилири йоруп, хәлқи таза ичимлик су билән тәминлинип, бәхүдүк яшаш имканийитигә егә болмақта.

Һә, шундақ хошаллиқтин чоңқур сезингән, хәлиқлири шатлиққа бөләнгән йезиларниң бири – Дардамту жутидур. Һәммигә бәлгүлүк, наһийәмиздики узун тарихқа егә, пухралири инақ-ижил, меһриван болған, йәни төрт мәһәллидин тәркип тапқан Дардамту йеза округиниң мәркизи һесаплинидиған бу тәвәниң, йәни Дардамтуниң һазирқи көрүнүши алаһидә. Бу жәриянни йезиға киришидинла һәр бир инсан һис қилалайду дәймән. Сәвәви, тахтайға охшаш йейилип, техи мейи сиңип үлгәрмигән, йәни қуруп пүтмигән қап-қара асфальт мәһәллини әжайип бир көрүнүштә өзгәрткән. Кочилири йәниму кәңийип, мәдәний көчәтлири рәтлик тикилип, йезиниң сөләтлик көрүнүши һәр кимни мәптун қилиду.

Өткән жили бир нәччә кочисиға асфальт ятқузулған Дардамтуниң бийил қалған барлиқ кочилири асфальтланмақта. Буниңға бюджеттин 45 862 300 миллион тәңгә бөлүнгән. Ишни әмәлгә ашуруш «Алматы жолдары» жавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи қолға елип, 6,1 километр йолға жөндәп-ясаш ишлирини жүргүзмәктә. Очуқ ейтсақ, Һ.Искәндәров, Абай, Н.Һошуров, Ы.Мустапаев, Гагарин, Достлуқ кочилири болуп, умумий сани алтә коча ясалмақта. Бүгүнки таңда ишләйдиған ишниң 90 пайизи пүткән. Иш толуғи билән аяқлашса, мәһәллиниң кочилири толуқ асфальтланған һесаплиниду, әлвәттә.

Бурунлири худди қурақ көрпидәк яки ямақчә салған кийимдәк болған кочилири түрүп ташлинип, униң орниға йеңи йолларниң ясилиши – дөлитимизниң йезиларға алаһидә етивар бәргәнлигиниң шарапити десәк һеч хаталашмаймиз.

Йәкүнләп ейтқанда, жут аһалиси йол, су мәсилисидики муһтажлиқтин қутулған. Заман нәпәсигә һисдаш болған хәлиқниң йәнә бир муһим мәсилилириниң бири – тәлим-тәрбийә макани болған мәктәп бенасини йеңилаш болуп туриду. Мәктәп көп жиллар илгири ясалған болуп, бүгүнки тәләп дәрижисигә толуқ жавап берәлмәйду. Буниңдин хәвәр тапқан жуқарқи орунлар бу мәсилиниму йеқин арида һәл қилинидиғанлиғи тоғрилиқ  хәвәрниң барлиғини ейтқанда, илгириләшкә интилған жут турғунлири роһлири көтирилип, диллири хуш болмақта. Әлвәттә, буни вақитниң әнчисигә қалдуримиз.

                                                             Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…