Басты бет Заң және қоғам НИШАНИМИЗ – БЕХӘТӘРЛИК ЖӘМИЙӘТ ҚУРУШ

НИШАНИМИЗ – БЕХӘТӘРЛИК ЖӘМИЙӘТ ҚУРУШ

0
148

– Турмуштики зорлуқ-зомбилиқниң алдини елиш сәяситини қайта қаришимиз керәк. Аяллар билән балиларниң һоқуқлирини һимайә қилишни қанун даирисидә күчәйтиш лазим. Аиләвий қәдрийәтләрни тәрғип қилишқа алаһидә етивар бәргинимиз әвзәл. Шуни ейтип өтмәкчимизки, биз жәмийәттики, кочидики, һәтта һәр бир өйдики бехәтәрликни тәминлимисәк, тәрәққий әткән әлләниң қатариға киришимиз қийин болиду. пухралиримиз әркин жүридиған жәмийәт қурушимиз керәк, – дәп ейтқан Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев.

«Қауіпсіз қоғам» программиси бойичә ишлар әмәгә ашурулуп кәлмәктә. Бу әснадики мәхсәт – бүгүнки заманға мунасивәтлик пәйда болуватқан жинайәт түрлириниң алдини елиштур. Хусусән, аяллар билән балилар һоқуқини аяқ асти қилип, уруп зәрбә бериватқан аилидики зорлуқ-зомбилиқлар көпийип бармақта. Мошу әһвални ойлиған Дөләт рәһбири жил бешида жәмийәт бехәтәрлигигә нуқсан кәлтүриватқан жинайәт түрлиригә қарши һәрикәт қилиш ишлирини тапшурған еди.

Һәқиқәтән, жәмийәт бехәтәрлиги толуқ тәминләнмигән әлдә илгири интилиш яки риважлиниш тоғрилиқ сөз қилиш еғир. Шуңлашқа тәшкил етилгән программиниң бизгә пайдиси көп. Жүмлидин, жәмийәт бехәтәрлиги у – биринчи новәттә, балиларниң бәхтияр һаяти десәк, иккинчидин, уларни тәрбийәләватқан аял аниларниң һоқуқини толуқ қоғдилиши болуп һесаплиниду. Бала тәрбийиси билән шуғуллиниватқан анилар бирәр сәлбий әһвалға учрап, жүкләнгән вәзиписини атқуралмиса, уларниң тәрбийисидики балилар жәзмән әқилгә намунасип йолларни таллап, әриксиз жинайәтчиләр қатарида болуп қалғанлиғиниму билмәй қелиши еһтималдин жирақ әмәс. Балағәт йешиға толмиған өсмүрләрниң йеңилиқларға болған һәвәсини көз алдимизға кәлтүрсәк, улар чапсанла һарақниң яки бүгүнки йеңи заманниң бизгә бериватқан «яхшилиқлири» болған түрлүк синтетикилиқ наркотикларниң қулиға айлиниватқанлиғи сир әмәс. Шундақ екән, аял аниларниң һоқуқини қоғдиғинимиз әвзәл екәнлигини салаһийәтлик мутәхәссисләрму қоллайду.

Кейинки вақитларда аяллар һоқуқи тоғрисида нурғунлиған мәсилиләр ейтиливатиду. Камаләт йешиға толмиған балилар тәрипидин болған жинайәтләр көпийип, униңға қарши иш жүргүзүш техиму күчәйгән. Мәсилән, жил бешидин алсақ, шундақ балиларға бағлиқ 2000ға йеқин жинайәт тиркәлгән. Уларниң 700дин көпирәги камаләт йешиға толмиғанлар екән. Бу, әлвәттә, әпсуслинарлиқ әһвал. Мундақ йолдин адашқан балиларни қайта тәрбийиләп, жәмийитимизгә пайдиси болидиған шәхсләрдин қилип йетиштүрәләймизму?!

Президентниң ейтқанлирини қоллап, жәмийитимизниң бехәтәрлиги үчүн һәммимиз күч чиқиридиған болсақ, барлиқ мәжбурийәтләрниң ички ишлар органлириға артип қоймастин, бирликтә ишләйдекәнмиз, сөзсиз, пухра хатиржәм, балилиримиз бәхитлик болуп яшайду.

«Йеңи Қазақстан» қурумиз дәйдекәнмиз, өсмүрләр арисидики жинайәт түрлирини азайтишни қанун йоли билән һимайә қилишимиз лазим. Яш әвлат вәкиллиридә вәтәнпәрвәрлик роһни көтирип, уларниң һоқуқлирини қоғдап қелишқа капаләтлик бәргән һалда, билим елип, вәтинигә хизмәт қилишиға зәмин яритишимиз керәк. Ейтайлуқ, чәт әлгә берип кәлгән адәм у яқтики адәмләрниң тәбиәткә яки һайванларға болған мунасивитиниң башқичә екәнлигини сөз қилиду. Бир-биригә болған мунасивити, муһит тазилиғиға риайә қилиши һәққидиму шундақ көз қарашта болиду. У әлләрдә мәдәнийәтниң бу түри әжайип тәрәққий тапқан. Кимниң ким болушидин қәтъий нәзәр, адәмләр өз ара бир-биригә шәхс сүпитидә бағлиниш ясайду. Бириниң намиға яман сөз қилиштин авал, көп ойлиниду. Әгәр хаталиғи испатланса, сот арқилиқ ишлар һәл қилинип, жәриман төләшкә мәжбур қилидекән. Бу йәрдә гәп пулда әмәс, муһими уларниң бойида өз ара һөрмәтләш мәдәнийити йолға қоюлған.

Аста-аста елимизда қелиплишиватқан профилактикилиқ ишлар нәтижисидә, бир қатар шәһәрлиримиздә жәмийәтлик тәртипни бузудиғанлар сани азийиватиду десәк, хаталашмаймиз. Амма бу азлиқ қилиду. Яш әвлат вәкиллириниң бойида вәтәнпәрвәрлик һис-туйғусини мустәһкәмлигән һалда, уларни тоғра йолға башлаш – бизниң тоғридин-тоғра борчимиз. Шундила биз жәмийитимизгә зиян кәлтүриватқан жинайәтләрдин аз болсиму, һәр һалда қутулидиғанлиғимиз ениқ.

Кәң қазақ даласиға зиярәт қилған поляк сәяһәтчиси А.Янушкевич: «Әгәр дуниядики һәммә хәлиқләр қазақлар охшаш меһмандост болса, жаһанни чарлап чиқаттим», дегән екән. Бу бекар ейтилған сөз әмәс. Өйигә кәлгән һәр қандақ тонумайдиған кишигә көңлини елип, барини берип меһман қилишқа майил қазақ хәлқини аләмдә әйнә шундақ тәрипләйду. Қараңа, биз нәқ әшу мәмликәттә яшаймиз. Униң келәчигиму өзимизниң қолида екәнлигини сезинип, бехәтәрлик жәмийәт қуруш үчүн күришәйли!

                                                                                 Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Верховный Суд не отменял запрет на ношение платков в школах

◾️ В публикациях СМИ и в социальных сетях распространяется недостоверная информация, что В…