Басты бет Денсаулық МУАМИЛИСИ ИЛЛИҚ ШИПАКАР

МУАМИЛИСИ ИЛЛИҚ ШИПАКАР

0
300

Сорап-сүрүштириштин тәшхис (диагноз) қоюшни билишниң өзи – сәнъәт, қабилийәт. Қошумчә тәһлилләр уни толтуруш, ениқлиқ көрситиш үчүн тәләп қилиниду, халас. Һазир шипакарлар немә қиливатиду? Бемарни тәкшүримәй, мулақәт қилмай туруп, «ЭКГ, УЗИ тәһлиллирини елип келиң» дәйду. Бу болса дохтур пикир қабилийәтлигиниң йоқлиғидин дерәк бериду. Бу хил көрүнүштин шипакар билән бемар оттурисида дил йеқинлиғиниң йоқилип кетип барғанлиғини биливелиш тәс әмәс. Хәп, бу ечинишлиқ…

Шипакар бемар билән сөһбәттә болса, нутқиниң мәзмуниға, тәсирчанлиғиға, мәнтиқигә, гөзәллигигә етивар бериши – бемарни ишәндүрүшни билиши, өзигә рам қилиш қабилийитигә егә болуши керәк. Һәтта, бемар шипакар сөһбитидин кейин өзини роһий жәһәттин йеник һис қилсун, ағриғидин түзүлүшкә үмүти ойғансун. Сөһбәт дәвридә ағриқниң риважлиниш тарихи һәққидә мукәммәл мәлумат топлаш қийин. Бу жәриян сәвир-тақәтни, әдәпликни вә бәрдашлиқни тәләп қилиду. Бүгүн биз шундақ дитни вә ибрәтни пир тутқан Уйғур наһийәсиниң мәркизий ағриқханисида, йәни «Тез ярдәм» бөлүмидә он бәш жилдин ошуқ хизмәт көрситип, тәжрибә топлиған дохтур (медбрат) Нураждин Сираждин оғли Барисов һәққидә сөз қилмақчимиз.

– 4-синиптин тәбиәтшунаслиқ пәни оқутулушқа башлиғачқа, мениңдә шипакар болуш арзуси пәйда болған вә шуниңға интилған. Әслидә шипакар оптимист болуши, арзу қилишни билиши керәк. Бу аддийла сөз әмәс. Мана қараң, шипакар үчүн тибабәттә өз орнини тепишниң асасий сири – давани дора-дәрмәктин әмәс, өзидин издәш! Асасий дава шипакарниң өзидур! Шипакарлиқ кәсип, паалийәт әмәс, бу қәлб әмри билән инсанларға ярдәм беришкә интилиш, қизиқиш, һәвәс, истидат вә қисмәтму һәм. Көп философиялик пикирләрни ейтиватисиз дейишиңиз мүмкин. Амма ишиниңки, һәқиқий шипакарниң қәлбидә қандақту дәрижидә философия яшайду. Бүйүк Гиппократму тибабәт философиясидин яралған дегән. Данишмәнлик вә тибабәт оттурисида чәмбәр-час мунасивәтлик бар, – дәйду өз ишиға иштияқ бағлиған дохтур Нураждин тәмкинлик билән.

Нураждин Барисов 1984-жили 17-январьда уйғур наһийәсигә қарашлиқ Таштиқарису йезисида туғулған. У 1990-жили мәзкүр йезидики, йәни «Бокина» намидики рус синипиниң 1-синипиға бариду. Аилә шараитиға бағлиқ 1998-жили мәзкүр наһийәдики Баһар йезисиниң А.Розибақиев намидики оттура мәктивиниң сәккизинчи синипиға оқушқа йөткилип, 2001-жили оттура билим елип чиқиду. Дохтур болушни кичигидин арманлиған Нураждин 2001-жили Чонжа йезисидики һәмшириләрни тәйярлайдиған (Талғар тибабәт колледжниң филиали) колледжға оқушқа кириду. Бу билим дәргаһини 2004-жили тамамлап, фельдшер-акушер мутәхәссислигини елип чиқиду. Мәхсус билимгә егә болған Нураждин Сираждин оғли 2005-жили иш-паалийитини наһийәдики жирақ йезиларниң бири болған Бөдүтә йезисида фельдшер-акушер болуп башлайду. 2007-жили Баһар йезисидики ФАПқа фельдшер болуп тайинлинип, 2011-жилғичә хизмәт қилиду. 2011-жили Нураждинни наһийәлик ағриқхана мәмурийити Чонжидики наһийәлик мәркизий ағриқхана йенидики «Тез ярдәм» бөлүмигә тайинлайду. Шу иш билән та мошу күнгичә хизмәт қилип келиду.

Меһри атәш Нураждин Мукарәм Тохтиғожа қизи Хусундинова билән аилә қуруп 4 қиз сөйиду.  Уларниң чоңи болған Адэля АГУниң 2-курсида тәһсил көрмәктә. Қалған үч қизи Чонжа №1-оттура мәктивидә билим еливатиду. Барлиқ қизлири өз билимлири вә тәрбийиси билән курсдаш һәмдә синипдашлири арисида алаһидә пәриқлинип, жәмийәтлик ишларниң активисти болуп йетилмәктә.

Н.Барисов пәқәт мәхсус хизмити биләнла чәкләнмәйду. У өзигә тәшналиқ билән күтүватқан һәр қандақ бемарниң йениға йетишкә, униң сағламлиғини тикләшкә, көңлини көтирип, кесәл азавидин қутулдурушқа мәйин сөзлири вә силиқ муамилиси билән дәсләпки давасини көрситишкә алдирайдекән. «Яхши сөз жан озуғи» дәйдиғу даналар. Шуңа шипа тапқан жанлар «сөзи юмшақ, қәлби иллиқ шипакар балимиз» дейишидекән. Сираждин оғли Нураждин иллиқ муамилиси билән бемарларниң миннәтдарлиғиға еришиватқан яш дохтурдур. Шундақла у һәр қандақ тәшкил етилгән жәмийәтлик ишларниң йенидин тепилидиған әжайип әмгәкчан жигит екән. Жамаәтчилик арисидики мәйли хәйрихаһлиқ, мәйли ғәмхорлуқ қилиш, йәни түлүк әһваллардики соваплиқ ишларғиму қол учини берип, әлниң миннәтдарлиғиға чөмүливатқан жигитләрдин екән. Шуңа ағриқхана мәмүрийити тәрипидин берилгән алқиш вә изгү тиләкләр ейтқанлиримизға купайә. Немә болушидин қәтъий нәзәр, көпниң һөрмитидин артуқ мукапат болмиса керәк.

Сөзниң қисқиси, һеч бир утуқниң өзлигидин кәлмәйдиғанлиғини әскә алсақ, яш болсиму, һазирдин әмгиги көпкә үлгә сүпитидә тонулуватқан бүгүнки қәһриманимизниң кәлгүсидә техиму көпчиликниң зор миннәтдарлиқ алқишлириға сазавәр боливәргин, хәлиқ саламәтлигидики ишлириңға өз саламәтлигиң яр берип, аиләңдә хатирждәмлик һөкүм сүргәй, дегән изгү тилигимизни билдүримиз.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…