Диний экстремизм хусусида наһийәмиздики жирик жиғилишларда, мәһәллә ичидә өткүзиливатқан чарә-тәдбирләрдә дайим тилға елинип, униң зиянлиқ ақивәтлиридин көпчиликни хәвәрдар қилип келиду. Қисқиси, бу көтирилип турған мәсилә бойичә аһалә арисида жиддий ишлар жүргүзүлүп, түрлүк пикир-мулаһизиләр ейтилмақта.
Мәлуматларға қариғанда, бизниң вилайәттә алтә йүзгә йеқин диний бирләшмә тиркилипту. Һазир бизниң жәмийитимиздә диний экстремизм мәсилиси қанат йейип туриду. экстремистик һәрикәтләр билән топлар Қазақстанда пәйда болуп, түрлүк пейилдики көрүнүшлири билән көзгә чүшмәктә. Мошуниңға бағлиқ, Қазақстан Жумһурийитиниң 2005-жили 15-февральдики экстремизмға қарши иш-һәрикәт тоғрилиқ №031- қануни қобулланған.
Һазир бәзи бир ташқи экстремистик күчләр яшлиримизни ислам дининиң һәқ йолидин адаштуруп, тәтүр пейиллиқ йөнилишкә жәлип қилмақта. Жүмлидин, наһийәмизниң бир нәччә кәнтлиридә ислам динини чүмпәрдә қилип, башлирини түрлүк маталар билән орап (қиз-аяллар), мәнтиқисиз қилиқлар билән ислам динимизға ят әмәлләрни ясап, ойдурма яки рәңвазлиқ һалларни мәвжут қилмақта. Яшлиримиз сақалларни халиғиничә өсүрүп, өзгичә көрүнүшләрни бәрпа қилип, «өйниң ичигә өй турғузуп» шәриитимизгә мас кәлмәйдиған һилләтләрни туғдурмақта. Бундақ әһваллар наһийәмиздики Чоң Ақсу, Чарин, Баһар кәби мәһәллиләрдә өз әксини тапмақта. У йолға киргән адәмләр жәмийитимиздә жиркинич вә заман тәрәққиятиға мутлақ ят қилиқлар билән яндишип, инсанлар арисидики тәңсизликни пәйда қилмақта.
Мошуниңға бағлиқ әждатлиримиз үлгә қилип пайдиланған дәстүрлүк динимиз исламда — яш әвлатниң сәвийәсигә адәмгәрчилик, гуманистик, мәдәнийәтлик тәрбийини қәлбигә сиңдүрүш вәзиписи алдимизда туриду. Мусулман адәм һажәтлигигә қарап мечитқа берип намаз оқуп, үгинип өзини-өзи тонуши керәк. Һәр бәндә өз балисини мошу йолда үгитиши керәк. Алла Таалаға намаз оқуп, Ислам дини арқилиқ аилисини әркинликкә, иманлиққа чақириду. Шу сәвәптин диний экстремизм билән терроризмгә қарши иш-һәрикәт хусусидики программиниң иш-чариләр режисидә баян қилған вәзипиләрниң бири – әхбарат-нәсиһәт топлирини йеңилаш вә жәмийәткә мувапиқ муқумлаштуруш мәхситидә радикаллиқ диний идеологияни қелиплаштуруш болуп һесаплиниду. Бизниң тарихий таллишимиз — әқиллиқ мәмликәт билән жәмийәт. Әқиллиқ дегинимиз — течлиқни сөйидиған, илгириләшни халайдиған, толерантлиқ, очуқ жәмийәт. Биз дәстүрлүк динларни қоллаймиз. Бирақ тоғра кәлгән экстремизмни тамамән әксигә (тәтүргә) чиқиримиз. Диний экстремизм бизниң елимизгә хәтәрлик екәнлигини ядимизда тутуп жүргинимиз әвзәл.
Худавәди МӘҢСҮРОВ