Басты бет Заң және қоғам ТАРИТИШТИН ЖИРАҚ БОЛАЙЛИ!

ТАРИТИШТИН ЖИРАҚ БОЛАЙЛИ!

0
1,487

Кейинки вақитларда әл аңлимиған «терроризм, «экстремизм» сөзлири көпийип кәтти. Бүгүнки таңда һоқуқ қоғдаш органлириниң хизмитиниң асасий йөнилишлириниң бири терроризмниң алдини елип, жәмийәтлик бехәтәрликни тәминләш болуп туриду. Чәт әлниң түрлүк фильмлирини көрүп өскән яш өсмүрлиримиз һәзил-чақчақ билән һоқуқ қоғдаш орунлириға телефон арқилиқ террорлуқ актилири (һәрикәтләр) тоғрилиқ ялған мәлуматлар бериш фактилири көпийип бармақта. Шуниң тәсиридин тез ярдәм, тез хизмәт көрситиш вә һоқуқ қоғдаш органлириниң күчлири билән қураллири пайдилинип, ишләп чиқириш орунлар, билим бериш, саламәтликни сақлаш йәнә башқиму мәһкимиләрниң ишлиши вақитлиқ тохтитилип, самолетлар билән поездларниң жүрүш кәштилири бузулуп, нәтижидә мәмликәт йәнә башқиму тәшкилатларниң ғәзнә фондиға ейтарлиқ чиқимлар болуп туриду. Материаллиқ чиқим бу яқта турсун, хәлиқ арисида қорқунуч пәйда қилип, уларни вәһимигә селип, хатиржәмлигини бузуш көпәйди.

Рәсмий мәлумат мәнбәлиригә көз жүгәртсәк, өткән жилларда Қазақстанда парчә-пуратларни қошқанда 150тин ошуқ террорлуқ хәвәрлимә ясилип, униң бәлгүлүк қисими жинайәт ретидә тиркәлгән. Мундақ жинайәт һәққидә Алмута билән Астана шәһәрлири алдинқи қатарда туриду. Ялған терроризмниң асасий сәвәплири — һоқуқлуқ тәрғибат билән қанун саватлиғиниң төвәнлигила әмәс, иккинчи тәрәптин қоллиништики қанун санкциялириниң йеник болуп кәлгәнлиги йошурун әмәс. Мәсилиниң шунчима қалаймиқанлиқ әһвалғичә бериши қанун чиқарғучиларниңму нәзәридин чәттә қалғини йоқ. Қарап көридиған болсақ, бу мәсилини йолға қоюш мәхситидә бир нәччә рәт қанунларға өзгиришләр киргүзүлгән. Мәсилән, 2012-жили 18-январьда Қазақстан Жумһурийити Жинайәт Кодексиниң 242-бабиға өзгиришләр киргүзүлүп, қанунниң жазалаш санкцияси жиддийлашти. Өзгириш киргүзүлгичә қанунниң 242-бабиға мувапиқ тәйярлиниватқан терроризм актиси тоғрилиқ ялған хәвәрләш икки йүздин бәш йүз айлиқ һесаплиқ көрсәткүч миқдарда яки сотланған адәмниң икки айдин бәш айғичә мәзгилидики айлиғиниң, шундақла башқиму күн көрүш көзиниң мөлчәридә жәриманә селишқа, яки бир жилдин икки жилғичә түзитиш орунлириға, яки икки жилғичә баш әркинлигидин чәкләшкә, яки дәл шу мәзгилгә баш әркинлигидин айришқа жазалинидиған болса, әнди толуқтурулған өзгиришләрдин кейин қанунниң 242-бабиға мувапиқ тәйярлиниватқан терроризм актиси тоғрилиқ ялған хәвәр таритиш икки йүздин бәш йүз айлиқ һесаплиқ көрсәткүч мөлчәрдә  жәриманә селишқа яки йәттә жилға баш әркинлигидин чәкләшкә, яки алтә жилғичә баш әркинлигидин айришқа жазалиниду.

Бу мәмликитимизниң терроризмға қарши күрәш сәяситиниң асасий чарилириниң бири.

Жинайәтниң қисқичә тәсвири:

 

Терроризм актиси тоғрилиқ ялған хәвәр бериш, йерилиш, от қоюш яки башқиму иш-һәрикәтләрниң тәйярлинивактқанлиғи тоғрилиқ ялған хәвәрләш хәлиқ арисида қорқунуч пәйда қилиду, жүригигә тәсир етип, әнсизликкә салиду. Адәмләрниң көпчилик қисими йерилидиған затларни издәп, вақитлирини мәнасиз һәрикәтләр билән өткүзүшкә мәжбурлайду. Шуңлашқа, мошундақ һәрикәтләр үчүн жинайәтлик жавапкәрчиликни бәкитиш қанунға мувапиқ болуп һесаплиниду. Жәмийәтлик бехәтәрликкә қарши қаритилған мундақ жинайәтләр пәқәт мәмликәтлик органларниң турақлиқ хизмәт қилишила әмәс, шундақла мәһкимиләрниң, тәшкилатларниң, ишләп чиқириш орунлириниң ихтисадий жәриянлириға, йәни айрим әзимәтләрниң һоқуқлири билән жавапкәрчилигигиму зиян кәлтүриду.

Шундақла мундақ зиян кәлтүрүш —  тәйярлиниватқан террорлуқ һәрикәт тоғрилиқ һажәтлик һоқуқ қоғдаш, мәһкимиләр яки ишләп чиқириш орунлириға, айрим әзимәтләргә әттәйләп ялған хәвәрләштин ибарәт. Тәйярлиниватқан террорлуқ һәрикәт тоғрилиқ түрлүк нишанда вә түрлүк усул билән ясилиши мүмкин: еғизчә, йезиқчә, телефон билән, башқа адәмләрниң ярдими арқилиқ, мәтбуат васитилири арқилиқ, анонимлиқ түрдә вә башқилар. Әйиплик (гунаһкар) адәм өзиниң ялған мәлумат хәвәрләйдиғинини билиду. Шу нийәт арқилиқ тәшкилатниң, мәһкиминиң, ишләп чиқириш мәмүрийитиниң, шундақла барлиқ хәлиқни чөчитип, қорқутқиси келиду. Бу жинайәт тәркивиниң миннәтлик бәлгүси – әттәй ялған мәлумат бериш  болуп һесаплиниду. У һарам нийәтлик адәмниң ойдин түзүлгән мәлумитиниң һәқиқәткә маслашмайдиғанлиғини билидиғанлиғини билдүриду. Әнди униңға қаримастин, у қандақту бир сәвәпкә бағлиниши, уни бирлиригә йәткүзгиси келиду.

Орун алған яки тәйярлиниватқан террорлуқ актиси һәққидә бәлгүлүк болған әһвалда дәрру һоқуқ қоғдаш органлириға хәвәр бериш һәр кимниң пухралиқ миннити екәнлигини билишимиз керәк. Шуниң билән қатар, у тоғрисида ялған хәвәр бериш жинайәт болғанлиқтин, униң қанун асасида жазалинидиғанлиғини унтимаслиғимиз керәк.

Қисқичә ениқлима:

Жинайәт объекти – жәмийәтлик бехәтәрликкә вә жәмийәтлик тәртипкә қарши жинайәтлик топқа ятиду. Жинайәт объкти – әқил-һоши дурус, 14 яшқа толған адәм. Объектилиқ тәрипи – актив һәрикәт. Субъектив тәрипи – әттәйләп (нийити билән толуқлиниду). Дәрижиси бойичә – жинайәтниң еғир түри (6 жилғичә әркинлигидин айрилиш қаралған).

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ЖЕМҚОРЛЫҚҚА ЖОЛ ЖОҚ

Сыбайлас жемқорлық – заман ағысымен бірге өсіп-өркендеп, мол қаражат және қоғамдық бәсекел…