Басты бет Саясат ЕЛИМИЗ ТӘРӘҚҚИЯТ ЙОЛИДА

ЕЛИМИЗ ТӘРӘҚҚИЯТ ЙОЛИДА

0
904

    Өткән жил Қазақстан үчүн һәқиқәтәнму һәл қилғучи һәм бурулуш жили болди. Жил бешида елимизда орун алған пажиәлик вақиәләр миқияслиқ ислаһатларни әмәлгә ашурушниң лазим екәнлигини, башқичә ейтқанда, дөләт башқуруш системисида жиддий һәм сүпәтлик өзгиришләрни тәләп қиливатқанлиғини айдиңлаштурди. … Конституциягә өзгиришләрни киргүзүш вә новәттин ташқири Президент сайлими мәмликәтниң ички сәясий һаятидики муһим вақиәләрдин болуп, улар асасий дөләт институтлирини йеңилашни башлап бәрди.

Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Адаләтлик дөләт. Бир пүтүн милләт. Хатиржәм жәмийәт» намлиқ мәктүби сәясий йеңилашниң давами вә Адаләтлик Қазақстанни қурушта муһим элемент болуп һесаплиниду.

Шундақла йәттә жиллиқ қәрәл билән Президент сайлими өткүзүлди. Сайламда сәясий вә ихтисадий ислаһатларни, йәни уни оттуриға қойған «Адаләтлик Қазақстан» қуруш йолида пидакар болған Қ.Ж.Тоқаев сайланди. Бүгүнки күндә һакимийәтниң барлиқ асасий институтлирини изчил йеңилаш сәясий йеңилаш билән биллә давамлишиду. Қисқиси, бу сайлам дөләтниң системисини түп асасидин басқучлуқ йеңилашни башлиди. Өткән жил мурәккәп, лекин мәлум дәрижидә бурулуш жили болуп, дөләт ислаһатлириниң нәтижилирини намайиш қилди.

Жумһурийәт өз тәрәққиятиниң йеңи йоли – басқучиға қәдәм ташлиди. Мәмликәт пайтәхти – Нур-Султан шәһири қайтидин «Астана» болди. 25-октябрь Жумһурийәт Күни – дөләт мәйрәмлири қатариға қайтидин қошулди. Тунжа Президент күни дөләт мәйрәмлири тизимидин чиқирилди. 1-декабрь кәспий мәйрәмләр қатарида мәйрәм күни аталди. Конституциялик кеңәш Конституциялик сот болуп қайта қурулди. Қазақстанда үч вилайәт – Абай, Жетису, Улытау вилайәтлири қурулди. Мәлумки, ихтисатниң реал секториниң күчәйтилиши, әлвәттә, жәмийәт һаятиниң башқа саһалириға ижабий тәсир қилиду. Бу болса, ахирқи һесапта, йеңи иш орунлириниң вужутқа кәлтүрүлишигә вә мәмликәт гражданлири паравәнлигиниң ашурулушиға елип келиду. Жәмийәт һаятида тилға аларлиқ өзгириш-йеңилиқлар йүз бәрди.

Йеңи жил һарписида мәмликәт даирисидә сәясий өзгириш алаһидиликлири болмақта. Жүмлидин, ҚЖ парламенити сенатиниң йеңи тәркивигә сайлам өткүзүлди. Аз күнләрдин кейин ҚЖ Мәжлис вә мәслиһәтләрниң сайламлири униң мәнтиқий давами болиду дегән сөз.

Көрүп турумизки, сәясий жәһәттин мустәқил Қазақстан тарихи ислаһатлар вә өзгиришләргә толуп ташмақта. Шуни ениқ билимизки, әмәлгә ашурулуватқан ислаһат-өзгиришләрниң жәмийәт тәрәққиятида ижабий роль ойнайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

                                                                    ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…