Басты бет Көкжиек БИЙИЛҚИ БИЛИМ САҺАСИДИКИ ӨЗГИРИШЛӘР

БИЙИЛҚИ БИЛИМ САҺАСИДИКИ ӨЗГИРИШЛӘР

0
631

Бийил, йәни 2022-2023- оқуш жилида оқуғучиларни қандақ йеңилиқларниң күтүватқанлиғи тоғрисида миллий билим академиясиниң рәһбири Мадина Тыныбаева маарип министрлигиниң кеңәшмисидә очуқ баянат қилди. Униң ейтишичә, йеңи оқуш жилида оқутуш қазақ тилида жүргүзүлидиған синипларда «Әлиппе» вә «Ана тілі», оқутуш рус тилида жүргүзүлидиған синипларда «Букварь» вә «Казахский язык» пәнлириниң оқутулидиғанлиғи хусусида әхбарат бәрди. Шундақла Қазақ тилида оқутидиған биринчи синипта «Русский язык» вә «Английский язык», қазақ тиллиқ әмәс синипларда «Английский язык» пәнлири оқутулмайдиғанлиғини қошумчә қилди. Бу болса йеңидин мәктәп босуғисини атлап кириватқан оқуғучиларниң дәсләптә өз ана тиллирини мукәммәл үгинивалмиғичә, йәни гөдәкләрниң бирдин бир нәччә тилни елип меңиши еғир келидиғанлиғини әскә алған болуши керәк. Әлвәттә, техи тили толуқ чиқмиған, һәрипләрни изчил үгәнмигән гөдәкләр үчүн билим елиш қийин еди. Билим саһасидики бу өзгириш барлиқ ата-аниларниму қанаәтләндүриду.

1-синипта оқутулидиған «Бәдиий әмгәк» пәниниң «әмгәк» вә «сүрәт» дәриси болуп бөлүп оқутулидиғанлиғиму алаһидә көрситилгән. Шундақла, бу оқуш жилиниң ахирқи қоңғуриғи май ейиниң ахири болудиғанлиғи, һәмдә чарәкләр арисидики тәтил күнлириниң қисқарғанлиғиниму билдуқ.

Алаһидә ейтарлиқ бир өзгириш – илгәрки жилларда бир жилда оқутуш 34 һәптә болса, бийил 36 һәптә оқуйду. Униң ичидә 0 вә 1-синиплар 35 һәптә оқуйдиған болидекән.

Елимиз миқиясида бу өзгиришни билгән муәллимләр ишқа киришти. Улар бийилқи оқуш жилиниң өзгичиликлирини билип, шуниңға әмәл қилған һалда оқуш жилиниң башлинишини күтмәйла – оқуш программилири, типлиқ программилар, методикилиқ қолланма вә материалларни тепип үгинип, биринчи сентябрьгичә тәйяр турушлири һажәт дегән сөз. Әлвәттә, бу алаһидиликни мәктәп рәһбәрлигиму чоңқур сезинип, муәллимләргә тәхсим қилинидиған саат жүклимисиниң қандақ болудиғанлиғини, қанчә муәллимни қобул қилиш керәклигини билиш охшаш мәсилиләрму бар.

Һазирқи күндә барлиқ билим дәргаһлиридики устазлар жиғилиш һәм семинарларни уюштуруп, билим саһасидики бу өзгиришләрни чоңқур сезинип, әмәлдә пайдилиниш йоллирини үгинишкә қәтъий киришиш тәләп қилиниду, әлвәттә.

                                                                ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысында жаңа инновациялық мектеп ашылды

2024 жылғы 6 қарашада Алматы облысы Еңбекшіқазақ ауданы Рахат ауылдық округіне қарасты Өрі…