Басты бет Спорт Муз мәйданиниң гүлтажиси

Муз мәйданиниң гүлтажиси

0
4,061

     Мошу күнләрдә дуния спортчилири Хитай Хәлиқ Жумһурийитиниң пайтәхти Бежинда өткүзиватқан XX1V қишлиқ Олимпиада оюнлири һарписида дунияни өзигә мәһлия қилған, бир нәччә рәт дуния чемпиони аталған, муз мәйданиниң гүлтажиси, елимизниң муз үстидә конькидин тейилиш маһири, мәрһум Денис Тенни әсләп өтүшни мақул көрдим.

    …Бу қайғулуқ вақиә бизнила әмәс, миллионлиған хәлиқниң жүрәк қетидин орун алди. Вәтәндашлиримиз үчүн талантлиқ спортчи, өз елиниң һәқиқий патриоти, Қазақстанниң пәхри болған Денис Тенниң вапати орни толмас қайғу… Униң нурлуқ қияпити бизниң дилимизда мәңгү сақлиниду.

Муз мәйдани дайим соғ болиду. Муз дегән ети изғар болғини билән көңлүмизгә бир иллиқ беридиған аһаң аңланмақта. Тәсадипи йоруқ янди. Муз мәйданиниң оттурисида әжайип чаққан кийингән, көрүнүшидин гөзәл бир башмалтақтәк бала тейилип кәлмәктә. Таң шәпиғидә угисидин чиққан күнниң нуриға чөмүлүп, көлгә қонған аққуштәк гөзәл көрүнүштә бурулуп келип, мәйданниң қақ оттурисида тохтиди. Мошу мәзгилдә Көкшениң яңирақ аһаңи «Япыр-ай» ойнап кәтти. Биз көргән чирайлиқ көрүнүш муз үстидә аһаңлиқ нахшиға жор болуп, долқунлап кәлмәктә. Қазақчә нәқиш, маңлийида кәштиләнгән оюғи бар ромал. Худди бир чәвандаздәк муз бетини тилип келиду. Һәрикитигә шамал майил болуп, қош ғолиға тақиған идирниң қизил түлкисиниң териси сәлкин билән биллә йәлпүлдәп, уссулниң қәдрини техиму әһмийәтлик қилмақта. Стиль, хорезм, техника, кийим, тән қурулуши, тулуп, аксель – барлиғи маслишип кәлмәктә. Қандақ чирайлиқ, жанға ләззәт беғишлиғандәк раһәткә бөлүнисән. Уссул кәң даланиң көк майсә гиясидәк тәврәп, дуниявий классикиниң егиз чоққисиға «Япыр-айни» йетәклә дегән тилигимиз тохталсиз болмақта. Таңлайлиримиз қетип раса уссиған бизниң уссулуғимиз бесилип, тәрәннүм ечилишиниң гувачиси болдуқ. Көк әйнәктәк музниң үстидә қуштәк учуп кәлгән бармақтәк бала оттуриға келип, тизини музға тирәп, оң қоли билән жүрәк тәрипини тутуп, чирайлиқ уссулни аяқлаштурди. Мошу вақитта диктор тәрипләп тейилғучи Денис Тен дәп хәвәрлиди. Қарчуғидәк бала миллионлиған хәлиқниң оттурисиға етилип чиққандила иллиқ инкасқа бөләнгән еди. Бу йоли техиму йүксәкликкә көтәрди. Маһирлиғи билән қазақниң нахшисини жуқури сөригән Денис Тен қазақ хәлқиниң хошаллиғиға айланди.

Һә, бу күни муз үстидә қазаққа күн тәптини сийлиған Денис Тен еди. «Еди» дәп өткән заманда сөзләш қандақ еғир. Дуния йүзиниң алдида қазақни тонуштурған маһир тейилғучи Денис Тен әнди йоқ… «Йоқ» дегән сөз һәммимизгиму еғир тегип турғанлиғини билимән. Билип турсамму ейтишқа тоғра келип туриду. Зор шәһәрниң оттурисида қан ичәр қарақчиниң қолидин қаза тапти дегәндә, қовурғам егилип, жүригим қақ бөлүнгәндәк һис қилдим. Түнүгүнки сән мәдһийилигән муз мәйдани бүгүн соғ көрүнүштә. Бурунқидәк мәйдандин иссиқ нәпис әмәс, изғар уруп турғандәк. Өзәң бар чағда чирайлиқ уссулиң билән әтрапиңдики достлириңниң жүригини исситип өтәттиң. Бүгүн болса музлитиватисән. Өз сәнътиңни көрсәткән «Балван шолақ», «Халық арена», «Алматы арена» бүгүн житимсирап, муңлинип туриду. Сениң чиқидиған чоққилириң техи алдиңда едиғу. Хәлиқ саңа ишәнч билдүрди, сән шу ишәнчини ақлидиң. Униңға барлиқ Қазақстан даласиниң хәлқи гува  болди. Саңа мәғрурланди, шатланди, талантиңға апирин әйлиди. Азиада билән Универсиаданиң алтунини ейтмиғанда, Сочи күмүчиниң салмиғиму еғир еди. У қазақ тарихида тунжа медаль. Сән шуниң билән қанаәт қилмидиң. Алдиңда болидиған Олимп чоққисиға интилдиң. «Қандақ қилсам қазаққа алтун соға қилимән» дәп тәлпүндиң. У арминиңғиму йетәр едиң. Әгәр қан ичәр қарақчиларниң қолиға дуч кәлмигәндә. Улар сениң хәлиқниң балиси екәнлигиңни биләмду? Һәй, билмәйду. Билсә мундақ явузлуққа барматти. Муз үстидики ләззәткә бир өзәңла раһәтләнмидиң. Кәйниңдин шагирт йетәклидиң. У аз болғандәк, дуниядики барлиқ достлириңни башлап, қазақ даласиға әкәлдиң. Аддийла меһман қилмай, қазақниң муз мәйданида маһирлиқлирини көрсәткүздиң, тейилғуздиң. «Мениң елимни көр, дәстүрүмни сөй, таамимдин ләззәт ал» дедиң. Шулар арқилиқ өзәңниң аброюң билән елиңниң шәнини көтәрдиң. Мошу әрлигиң үчүн қазақ хәлқи саңа қәриздар. Мундақ әрлик йеқин арида тәкрарланмас, бәлким. Тәкрарлансиму дәл сениңкидәк болмайдиғанлиғи ениқ. Боғумлириң қатмай туруп, он бәш-он алтә йешиңда аләмни өзәңгә қараттиң. Атақлиридин ат үркүйдиған Патрик Чен билән Плюшенколарму  сениң билән һесаплишидиған әһвалға йәтти. Бу сениң милләтпәрвәрлигиң еди. Барлиқ есил хәсийәтни боюңға жиғип, бәргиниңдин берәриң көп болсиму, интайин әтигән аримиздин кетип қалдиң. Амал қанчә, тәғдиргә көнүмиз…

Бирдин йоруқ сарғайди. Изғар шамал йоқ. Бурунқидәк әмәс, наһайити соғ. Тән-тенимдин өтүп бариду. Ақ мончақ вал-вул қилип, Яалла, йәргә тамидиғандәк. Ялғанду бәлким… Хош, муз мәйданиниң гүлтажиси!

           Худавәди Мәңсүров

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

КӘСІПОДАҚ МҮШЕЛЕРІ САЙЫСҚА ТҮСТІ

   Ж.Құдайбергенов атындағы орта мектебінің спорт залында «Алматы облысының оқу-ағарту жән…