Басты бет Жолдау Бизниң мәхситимиз – вәтинимизни мәдһийиләш

Бизниң мәхситимиз – вәтинимизни мәдһийиләш

0
339

Һәммигә мәлум, мошу жилниң январь ейиниң бешида елимизда йүз бәргән тәртипсизликләрни Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев чоңқур тәһлил қилип, инсанлар үчүн әң әвзәллик болған һоқуқ қоғдаш системисини ислаһат қилишниң әһмийитини тәкитлиди.

— Умумән, дөләт вә жәмийәт оттурисидики өз ара мунасивәтләрни өзгәртиш зөрүрийити пишип йетилди. Жәмийәтлик түзүмниң йеңи шәкли керәк. Қазақстан сәясий йеңилаш йолини давамлаштуриду. Бу мениң принципиал мәвқәм, — дәп елан қилған еди Қ.Ж.Тоқаев.

Түнүгүн елимизниң жумһурийәт Парламенти төвәнки вә жуқарқи палатилири билән вилайәт һакимлири вә башқиму жәмийәтлик тәшкилатларниң алдида Президент новәттики муражиитини жарий қилди.

Муражиәт асасән он қәдәмдин ибарәт болуп, елимиз тәрәққиятиниң келәчигигә мөлчәрләнгән. Түрлүк саһаларни өз ичигә алған қәдәмләрниң ичидә йәттинчи қәдәмгиму, йәни мәтбуат вә әхбарат вакалатлигигиму алаһидә нәзәр ағдурған. Президент:

-Январь вақиәсини аримизда һәр хил атап жүргәнләр бар екәнлигини билимән. Әлвәттә, хәлиққә көп нәрсә чүшиниксиз. Тәртипсизликкә бәл бағлиған қарақчилар, террорчилар Алмутиға сирттин кәлди. Мәхсәт ениқ: адәм өлтүрүш, қорқутуш, дуканларни тонаш, аялларни зорлаш, ахирида һакимийәтни ғулитиш болди. Шундақла елимизда қолға елинған ислаһатларға бәзиләр тосалғу болушқа тиришти. Һәтта Президентқа қарши болди.  Чүнки өзгиришниң асасий мәхсити – адаләт жәмийәт қуруш, монополияләрни йоқитиш, сәясий трансформация ясаш, елимизниң тәрәққиятини чапсанлитиш,-  дәп ейтқан. Мошундақ алаһидиликләрни аһалиға йәткүзүштә, тәшвиқ қилишта мәтбуат вә әхбарат васитисиниң муһим қурал екәнлиги тилға елинди. Бәзән елимиздики журналистикиниң дәрижисигә көңли толмайватқан жәриянларниңму барлиғи  атап ейтилған еди. Биз демократиялик жәмийәт қурумиз десәк, аммивий әхбарат васитилири саһасини һәқиқий мәнадики «төртинчи һакимийәт» дәрижисигә көтиришимиз керәклигигә тохталған Президент қазақ журналистикисиниң әһмийитини алаһидә баһалап, январь вақиәлири пәйтидә әхбаратлиқ вакуум пәйда болған. Уни кәспий турғудин тәйярланған террорчилар, жинайәтчиләр өз пайдисиға пайдиланмақ болди. Интернетни тохтитишқа мәжбур болди. Бирақ башқиму әхбарат васитилиримиз барғу. Террорчилар телерадио каналлириниң беналирини өртәп, бузуп ташлиди. Униңдин башқа әхбарат васитилири тохтимай ишләп, хәвәр тарқатти. Һеч қандақ чәклимә болмиди.

Амма мошундақ вәйранчилиқ, дәһшәтлик күнләрдики вәзийәтләрни түрлүк әхлақлиқта ойдурмилар туғдуруп йезип, хәлиқни қаймуқтурған әһвалларму учрашти. Бирақ әркинлик – оюҢға немә кәлсә, шуни ейтиш әмәс. Һәр қандақ демократик әлләрдә ялған әхбарат таратқан адәм жавапқа тартилиду. Һәр бир журналист, әң алди билән, дөләтпәрвәр граждан болуши керәк дәп һесаплаймән. Әпсус, бәзи бир журналистлар ялған әхбарат тарқитип, елимиз мәнпийитигә қарши ишләйду. Һазирқи заманда блогерлар көпийип кәтти. Уларниң айрим һәрикәтлири сәлбий ақивәтләргә елип келиду. Айрим блогерлар тоғра язиду. Йәнә бирлири мәсилиниң маһийитигә йәтмәйду, тәтқиқ қилмайду, бепәрва қарайду. Буниңдин қәтъий нәзәр, гражданлиримиз ақ-қарини ажриталмайду дәп ойлаймән. «Әхбаратлиқ уруш» пүткүл дунияда болуватқан жәриян. Шуңлашқа униңға мувапиқлишишимиз лазим. Шуниңға мувапиқ әхбаратларни тоғра вә адил йезип көрситиш журналистниң пәрзи. Журналист бир хил мавзуда язмай, хәлиқни тәврәндүридиған, ойландуридиған, шундақла һәқиқәтни дәллиң көрситидиған үлгилик , сәвийиси жуқури болуши дәркар. Биз, журналистларниң язғанлиримиз, қәдрийәтлиримиз келәчәк әвлатқа аманәт болуп қелиши керәк. Шундила Президентимизниң ишәнчисини ақлиған болумиз.

Қазақстанниң Президенти Қ.Ж. Тоқаевниң қазақстан хәлқигә йоллиған бу муражиити сөзсиз көпчиликниң көңлидин чиқиду дәп ишинимән. Чүнки әтики күнүмизниң парлақ болушиға қаритилған муражиәттур. Қазақстанниң келәчигиниң парлақ болудиғанлиғи сөзсиз. Буниңға ишәнчим камил. Бизниң бирла Вәтинимиз бар. Башқа Вәтинимиз йоқ һәм болмайду. Елимизниң мустәқиллиги һәммидин қиммәт. Бу – аксиома, һәқиқәт. Уни көзүмизниң қаричуғидәк сақлаш – умумий пәрзимиз, уни мәдһийиләп йезишимиз, биз, журналистларниң бирдин-бир пәрзи вә қәрзидур.

                           Худавәди Мәңсүров,

 Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

БӘСЕКЕЛЕСТІККЕ ТӨТЕУ КЕРЕК

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Тоқаев биылғы Жолдауында экономикаға басымдық берді. Салық с…