Унтулмас учришиш

0
751

Мустәқиллик – бизниң әң бебаһа байлиғимиз. Елимиз буниңдин оттуз жил илгири әркинликкә еришип, әсирләр бойи арманлиған бәхтигә қол йәткүзгән еди. Жүмлидин, мошуниңдин 30 жил илгири елимиз азатлиғиниң теңи атқанда йоруқ дунияға көз ачқанларниң биримән. Мустәқилликниң қурдиши екәнлигимни мәғрурлиниш билән тилға елип, буни яхшилиққа жориймән. Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев Мустәқиллик әвлатлириниң Қазақстанни аләмдики риқабәткә қабил әлләрниң биригә айландуридиғанлиғиға ишинидиғанлиғини ейтқан еди. Елимизниң бүгүнки утуқлириниң һәммиси келәчәк әвлат үчүн. Өз новитидә биз яшларму  Вәтинимиз үчүн әмгәк қилип, униң гүллинишигә өз үлүшимизни қошуватимиз.

Мустәқилликниң тәңтуши сүпитидә бийил наһийә, вилайәт даирисидики һәрхил жиғин һәм учришишларға тәклип қилиндим. Һәрбир баш қошуштин алған тәсиратим өзгичә. Болупму, бийил мәйрәм һарписида мустәқиллик тәңтушлири қатарида Сенат рәиси Мәулен Әшимбаев вә вилайәт һакими Қанат Бозымбаевлар билән учришиш имканийтигә егә болғанлиғим, мениң һаятимдики унтулмас вақиәләриниң биригә айланди.

Вилайәт мәркизи Талдиқорған шәһиридики учришиштин чоңқур тәсират билән қайттим. Һәр саһада йемишлик хизмәт қиливатқан қурдашлирим билән тонуштум. Уларниң арисида шаир, волонтер, округ һакими, дохтур, алим, чемпион һәм маңа охшаш билим саһасида хизмәт қиливатқан устазларму болди. Сенат рәиси Мәулен Сағатханоғли билән вилайәт һакими Қанат Алдабергеноғли бизни Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи билән тәбрикләп, елимизниң тәрәққий әткән 30 дөләтниң қатариға қошуш үчүн давамлиқ тиришип әмгәк қилидиғанлиғимизға ишәнч билдүрди.

Хулләс, Мустәқиллигимизниң 30 жиллиғи һарписида вилайититимизниң 30 Мустәқиллик тәңтуши билән өткән учришишниң ахирида келәчәккә аманәт капсулисиға мөр бесип, музейға тапшурдуқ. Икки саатқа созулған учришишта вилайәтниң тәвә-тәвәлиридин кәлгән яшлар иш-паалийти вә кәләчәккә қойған арман-мәхсәтлири һәққидә сөз қозғиди. Мустәқиллик тәңтушлириниң тиришчанлиғи Сенат рәиси билән вилайәт һакимини хурсән болди.

Сумбат ТУҒЛУҚОВА,

№1-Чонжа мәктәп-гимназиясиниң муәллими

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

МУСТӘҚИЛЛИК ПАРАВӘНЛИГИМИЗНИҢ АСАСИ

Әтә елимиз Қазақстан хәлқиниң «Жумһурийәт мәйрими» күни нишанлиниду. Мәзкүр сәрләвһә әтрап…