Мана, һәш-пәш дегичә, Қазақстанниң мустәқилликкә қол йәткүзүп, әркин дөләт сүпитидә моҗут болуп келиватқиниға 30 жил болди. Бу пүтүнсүрүк бир дөләт үчүнла әмәс, бәлки «қамча сепидәк қисқа» болған һаятта инсан үчүнму интайин аз вақит. Лекин бу жиллар ичидә Қазақстан чоң вә узақ мусапини бесип өтти.
Әң муһими, Қазақстан дуниядики көплигән чоң-чоң әлләр етирап қилған мустәқил дөләт болуп шәкилләнди. Мустәқилликниң 30 жили – бу Қазақстанниң чоққиларға интилған жиллири. Һазир дөлитимизниң дунияниң сәясий мәйданида тутқан орни вә роли, ихтисадий-иҗтимаий вә мәдәний тәрәққиятида қолға кәлтүргән утуқлири тоғрилиқ әхбарат васитилиридә көп ейтиливатиду һәм йезиливатиду. Әлвәттә, елимизниң 30 жил ичидә қол йәткүзгән утуқлири тоғрилиқ бир пәстә йезип түгитиш мүмкин әмәс.
Раст, дәсләптә яш мустәқил дөләтниң алдида мисли көрүлмигән қийинчилиқлар пәйда болди. Әйнә шундақ еғир пәйттә, дөлитимизни башқуруш интайин қийин вә еғир вәзипә. Хәлиқ ишәнчисигә егә болған Тунҗа Президентимиз Нурсултан Назарбаев хәлиқни мошу қийин дәвирдин изчиллиқ вә разимәнлик, пәйдин-пәй ихтисадий ислаһат сәясити арқилиқ йеңи даванларға башлашни билди. Дөләт рәһбиримиз тәшәббуси түпәйли аз вақит ичидила мустәқил Қазақстанниң рәмзи болған һәм Азия қитъәсиниң мәрвайитиға айланған йеңи пайтәхт – Астана (һазир Нур-султан) қәд көтәрди. Мениңчә, Нур-Султан билән мустәқил Қазақстан уқумлирини бир-биридин айрип қарашқа болмайду. Шуңлашқа мустәқиллик нәтиҗисидә адәмләрниң турмуш-тирикчилигила яхшилинип қалмай, пүткүл әлниң тәрәққиятида муһим тарихий вақиәләр йүз бәрди.
Өткән 30 жил ичидә Қазақстан хәлиқ ара дәриҗидики әң чоң чарә-тәдбирләрни уюштурушқа қол йәткүзди.Мустәқил Қазақстанда билим бериш, медицина саһалири билән бир қатарда, сағлам һаят тәрзигә, тән-тәрбийә билән спортни тәрәққий әткүзүшкә алаһидә диққәт бөлүнмәктә. Көплигән спортчилиримиз олимпиадиларға қатнишип, дуния вә Азия чемпиони атилип, елимизниң аброй-шәнини қоғдап келиватиду.
Әлвәттә, мустәқиллик жиллирида қолға кәлтүргән утуқларниң һәммиси – җумһурийитимизниң тунҗа Президенти, Милләт Лидериниң әмгәк-әҗриниң мевиси. Шуңлашқиму, дуния хәлқи Қазақстан Җумһурийити билән тәң тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевни Милләт Лидери сүпитидә етирап қилди.
Мустәқил Қазақстанниң қолға кәлтүргән әң чоң утуқлириниң бири – йүздин ошуқ милләт вәкиллириниң бир-бири билән инақ вә достлуқта яшаватқанлиғи. Хәлиқләр достлуғи вә миллий разимәнлик – мустәқил Қазақстанниң әң чоң һәм муһим байлиғи, келәчәктә көңүлгә пүккән барлиқ тәрәққиятниң тәврәнмәс зәмини. Елбасы Нурсултан Назарбаевниң дана сәясити түпәйли, елимиздә яшаватқан 130дин ошуқ милләтниң арисидики достлуқ мустәһкәмләнди. Шүбһисизки, йүздин ошуқ милләтни башқурушқа дана сәясәт, йетәрлик дәриҗидә әқил-парасәт һаҗәт. Мустәқил Қазақстанда һөкүм сүрүватқан течлиқ, җәмийәтлик турақлиқ вә милләтләрара разимәнлик, биринчи новәттә, Елбасы Нурсултан Назарбаевниң миннәтсиз меһнити, бебаһа хизмитиниң мевиси екәнлиги талашсиз. Қазақстан хәлқиниң достлуғи, дәвриниң қандақ болушидин қәтъий нәзәр вақит синиғидин өтүп тавланған. Буниң нәқ шундақ екәнлигини биз күндилик турмуш-тирикчилигимиздә ениқ сезип, биливатимиз. Чүнки умумий тәғдир вә тарих бирләштүргән түрлүк милләт вәкиллири елимиз мустәқиллигиниң дәсләпки пәйтлиридин башлапла ортақ өйимиз – Вәтинимизниң һулини бирлишип қурдуқ. Бүгүнки күндә бизниң дөләтни сүръәтлик индустриал инновациялик тәрәққий әткүзүш бойичә муһим ишлар күтиватиду. Мана мошундақ тарихий әһмийәткә егә вәзипиләр көп милләтлик Қазақстан хәлқини билим егиләшкә дәвәт қиливатиду.
Бүгүнки Қазақстан – өз йери охшаш кәңпейил, меһмандост, бирлиги билән инақлиғи ярашқан әл. Мустәқил елимизниң келәчәктә гүллиниши, тәрәққий етиши билимлик яшларниң қолида. Иштик сүръәттә тәрәққий етиватқан йеңи замандики илимниң утуқлиридин толуқ хәвәрдар болған биз, дөлитимизни йәниму тәрәққий әткүзүшкә интилишимиз керәк. Мана шундила Мустәқил Қазақстан алға қойған мәхсәтлиригә йәтмәй қоймайду.
Саттарҗан ҚӘМӘЕВ,
Ақтам оттура мәктивиниң
тарих пәни муәллими