«Келәчәккә нәзәр ташлаш, башқа хәлиқләр билән инақ вә өмлүктә яшаш уларниң мәдәнийитини, әнъәнилирини, урпи-адәтлирини һөрмәтләш керәк…» дегән еди Қазақстан хәлиқлири Ассамблеясиниң асасиниң салғучи
Тунжа Президентимиз, Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң ҚХАниң І сессиясидә сөзлигән нутқида. Мана шуниңдин буян 26 жил өтти. Елбасы көзлигән мәхситигә йәтти. У йүз оттуздин ошуқ милләтниң достлуғини мустәһкәмләп, бирлик билән бәхит қучқан әлниң һулини тиклиди.
Қазақстанда яшайдиған һәрбир милләткә мәдәнийити, әнъәнә вә урпи-адәтлирини сақлашқа, риваҗландурушқа зәмин яритип бәрди. Бепаян қазақ даласидин өгәйлик көрмигән өзгә этнос вәкиллири бир чаңирақ астиға бир мәхсәттә җәм болди. Қазақстан хәлиқлири Ассамблеяси барчә қазақстанлиқларни бириктүргүчи күчкә айланди һәм бүгүнму шу йөнилиштә йемишлик паалийәт елип бармақта.
Мәлумки, 1-май – Қазақстан хәлиқлириниң бирлиги күни һарписида өткән ҚХАниң ХХІХ сессиясидә Елбасы Н.Ә.Назарбаев зор үмүт билән Ассамблеяниң тизгинини Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевқа өткүзүп бәрди. Бу тарихий вақиә. Ассамблея – мустәқиллигимизниң әң чоң мевиси, тәрәққиятимиз тириги, келәчигимизниң капалитидур. Ушбу 30 жилди Қазақ ели қолға кәлтүргән муваппәқийәтләрниң бирлигимиз бәдилигә кәлгини раст. Ишинимәнки, Елбасы башлиған дағдам йолниң көч бешиға чиққан Президентимизму бирлигимиз билән Қазақстанни тәрәққий әткән оттуз дөләтниң қатариға қошиду.
Селимәм ӨМӘРОВА,
«Қизил Ай» жәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси