Сәя-сий хизмәт тәсиллири билән гражданлиқ җәмийәтниң тәрәққий әткән институтлири, һазирқи замандики риқабәткә қабил сәясий системиси бар ихтисадий күчлүк, демократиялик, дуниявий, һоқуқлуқ, иҗтимаий дөләт қурушқа қол йәткүзүшни мәхсәт қилған «Nur Otan» партиясиниң мустәқил елимизниң тәрәққиятиға қошқан төһписи зор.
Дөләтлик бийлик билән йәрлик өзини-өзи башқуруш органлириға сәясий көчбашчилар, партия әзалирини тәйярлаш, уларни қоллаш вә тәвсийә қилиш; партияниң программилиқ вә қануний мәхсәтлири билән вәзипилири-ни хәлиқ арисида чүшәндү-рүш һәм несиһәтләш, өз хизмити тоғрилиқ әхбарат таритиш; Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциясигә мувапиқ җумһурийәтлик референдумларға қатнишиш; дөләтлик бийлик вә йәрлик өзини-өзи башқуруш органлириға партия вә униң әзалириниң, гражданлар билән түрлүк иҗтимаий топларниң мәвқәсини қоғдаш; партия программисиға мувапиқ иҗтимаий-ихтисадий вә сәясий реформиларни жүргүзүшкә қатнишиш, өмүр сапасиниң миллий стандартлирини қелиплаштуруш; кичик вә оттура тиҗарәтчиликни, йеза егилигини (фермер егиликлирини) қоллаш; милләтләр ара вә конфессия арилиқ келишим билән җәмийәттики турақлиқни мустәһкәмләшкә ярдәмлишиш; қанун лайиһәлириниң пүткүлхәлиқлик муһакимилиригә қатнишиш; җәмийәт билән дөләт өмриниң иҗтимаий, ихтисадий вә өзгиму саһалириға яшларни бириктүрүшкә ярдәмлишиш; бәлгүләнгән тәртип билән партия әзалирини дөләтлик мукапатларға тәвсийә қилиш; партия әзалирини моральлиқ турғудин қоллаш; гражданларни парихорлиқтин сақлинишқа тәрбийиләш вә бийлик органлириниң хизмитидә җәмийәтлик назарәтни әмәлгә ашуруш – партияниң асасий вәзипилиригә кириду.
Жуқурида тәкитләнгинидәк, партия һәр тәрәплимә паалийәт елип бариду. Барлиқ саһа бойичә иш жүргүзүп, хәлиқниң мәвқәси үчүн әмгәк қилиду. Хәлиқни қоғдайду, турғунларға тиғириқтин чиқидиған тоғра йолни көрситиду. Елбасы-Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң тәшәббуси билән барлиққа кәлгән «Nur Otan» партияси бийлик билән хәлиқ арисида йол ачти. Бу нурлуқ йолда үзүлгән үмүтләр улинип, пучулған арманлар пүтүнләнди. Наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кондидат сүпитидә мән хәлиқни «Nur Otan» партиясигә аваз беришкә чақиримән! Көчбашчи партия билән көчбашчи әлгә айлинидиғанлиғимизға ишәнчим камил.
Муслим АМАНГЕЛДИ,
наһийәлик мәслиһәт депутатлиғиға кандидат