Басты бет Ақпарат ағыны ҒАЛИПЛАР ЕНИҚЛАНДИ

ҒАЛИПЛАР ЕНИҚЛАНДИ

0
78

Йеқинда, йәни 14-ноябрь күни жумһурийәт миқиясида бәш жилда бир атилип өтүлидиған «Илһам» мукапитиниң тәнтәнилик мәрасими болди. Тәнтәнә Алмута шәһиридики №101-санлиқ Мәсим Яқупов намидики оттура мәктәптә өтти. Бу тәнтәнигә жумһурийитимиз даирисидә ана (уйғур) тилида оқутиватқан мәктәпләрниң уйғур синипиға балиларни тартиш бойичә дәрижилирини ениқлап, уларға мукапатлар соға қилинди.

Тәнтәнигә қәдәм тәшрип қилған барлиқ меһманлар саат 10,30да мәктәп алдида жәм болди. У йәргә жиғилғанларниң көпи мәктәп устазлири, мәһкимә рәһбәрлири, илмий орунларниң вәкиллири вә ана тилиға жан көйәрләр кәлгән.  Улар бир-бири билән һал-әһвал соришип, тәнтәниниң маһийитини өз ара муһакимә қилишип, тәнтәнини қизиқиш билән күтмәктә.

Вақти келип, һәммә мәзкүр мәктәпниң мәжлисләр залиға киришти. Зал тамашибинларға лиқ толған. Аздин кейин риясәтчиләр икки тилда (мәмликәтлик вә ана ) иш елип барди. Сөзни Алмута шәһиридики №153-оттура мәктәпниң мудири Шәвкәт Өмәров елип, жумһурийәт даирисидә уйғур синиплириниң алдинқи икки-үч жилда мәктәпкә оқуғучиларниң жәлип қилинишини ениқ мисаллар арқилиқ (диаграмма билән) көрситип өтти. Андин бу жиғилишқа кәлгән бир нәччә меһманлар сөз елип, өткүзүливатқан тәнтәниниң маһийитигә ризалиғини билдүрүп, уюштурғучиларға, мусабиқигә қатнашқучиларға өзлириниң иллиқ инкаслирини билдүрди. Бу тәнтәнини мунасип күтүвелишта, мәзкүр мәктәпниң сәнъәт һәвәскарлири өз һүнәрлирини намайиш қилди.

Тәнтәниниң асасий қисмини риясәтчиләр изһар қилип, сәһнигә «Мустәқил илһам» мукапитиниң асасини салған вә Меценат, «БЕНТ» фирмиси мудирлар кеңишиниң рәиси Дилмурат Кузиевни чақирди. У киши тәнтәнигә қатнашқучиларни тәбрикләп, бүгүнки өткүзүливатқан чариниң алаһидилигини ейтти:

– Бүгүнки тәнтәнә авалқи тәнтәниләргә охшимайду. Бүгүн пәқәт бир номинация бойичә өтиду. У болса кейинки жилларда уйғур синиплириға балиларни жәлип қилишта көзгә чүшкән мәктәпләрни ениқлап, тәғдирләштин ибарәттур. Бу ишта көплигән назарәтчиләр, ениқлашлар, рейтингилиқ тәңләштүрмиләр әмәлгә ашурулди. Шуларниң нәтижилири бойичә орунлар бәлгүләнди.

Бу йәрдә йәнә ейтарлиқ нәрсә, бүгүнки тәнтәнини өз зиммисигә алған Пирмуһәммәт һажимниң әвлади екәнлигини ядиңларға салимән, – дәп, мукапатларни өзи әмәс, һәдиси вә балилириниң тапшуридиғанлиғини тәкитләп өтти.

Шундақ қилип мустәқил «Илһам» мукапитини тапшуруш рәсмийити башланди. Жуқурида аталған көрсәтмә-ениқлимилар асасида Талғир наһийәсиниң Туздыбастау (бурунқи Калинин) йезисидики №31-оттура мәктәпкә биринчи орун (алтун медаль), ассосацияниң тәбриги, кубоги, 500 миң тәңгә соға қилинди. Иккинчи орунға Уйғур наһийәси №3-Илья-бәхтия намидики оттура мәктәпкә берилип, күмүч медаль, ассосацияниң тәбриги вә 100 миң тәңгә, шундақла Алмута шәһәрлик №150-оттура мәктиви билән Әмгәкчиқазақ наһийәси Байсеит мәлисидики И.Тайиров намидики оттура мәктивигә медаль, ахчилиқ соға, тәшәккүрнамиләр берилди. Мошу төрт мәктәпкә ЮНЕСКОниң махташ қәғизи берилип, һәммиси лауреат аталди.

Жиғин ахирида, «Илһам» мукапатиниң һулини салған Д.Кузиев ғалип аталған мәктәпләрни қатнишип олтарған меһманлар намидин тәриклиди. Ахирида мукапатқа еришкән мәктәпләр билән хатирә үчүн сүрәткә чүшти.

Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ДИРЕКТОР – ЖҮЛДЕГЕР

«Білім беру ұйымының табысты көшбасшысы» атты облыстық байқауы өткізілді. Байқау жалпы біл…