Ака-ука төрт батур

0
640

Уруш һәққидә сөз қозғалса, ядимға бирдин атам вә униң акилири чүшиду. Чүнки бир өйдин төрт қериндаш Нурғоҗа, Мәһәмәт, Бешир вә Яқуп Җәмиевлар җәңгә атлинип, азатлиқ йолида қәһриманлиқ көрсәткән. Төрт ака-ука наһийәмизниң тағ бағриға җайлашқан гөзәл һәм қедимий жутлириниң бири Долата йезисида дунияға кәлгән. Бовимиз Җәми аддий дехан, момимиз Тохтихан өй ишидики аял болуп, азду-тола тевиплиғиму бар еди. Улар төрт қиз, төрт оғул сөйүп, әл қатарида беқип қатарға қошиду. Рәһимсиз уруш башланғанда төрт оғли җәңгә атлиниду. Буни тәғдир дәймизму яки тәләй дәймизму билмидим, мәйданға кәткән төрт қериндаш Улуқ Вәтән урушиниң бешидин ахириғичә қатнишип, төртилиси жутқа аман-есән қайтқан. Шу заманларда бир аилидин төрт оғулниң урушқа қатнишип, уруш пүткәндә һәммисиниң сақ-саламәт жутқа қайтиши «мөҗүзә» болидиған.
Пәрзәнтләрниң чоңи Нурғоҗа Җәмиев1903-жили дунияға кәлгән. 1941-жили Улуқ Вәтән уруши башланғанда җәң мәйданиға атлиниду. Уруш мәшәқитини Сталинград фронтидин башлиған Нурғоҗа шәһәрни азат әткәндин кейин фашист қузғунчилирини қоғлап илгириләйду. Нами қара һәрипләр билән тарихта қалған «Курск доғиси» дәп аталған шиддәтлик җәңгә қатнишиду. Дәһшәтлик, ериқ сүйидәк аққан қан, ис-түтүн, топа-чаңниң ичидә күн билән түн пәриқләнмәйдиған азап-оқубәтлик икки айға созулған җәңдә бир қолидин еғир җараһәт елип, госпитальға чүшиду. Шу җәңдә көрсәткән әрлиги үчүн «Җасарити үчүн» медалини мәйдисигә тақайду.
1943-жили Днепр дәриясини кесип өтүш җәңлиригә қатнашса, андин Павлов шәһирини азат етип, көрсәткән әрлиги үчүн баш қолбашчиниң тәшәккүрнамисини елишқа муйәссәр болиду. Урушни Чехословакия йеридә тамамлап, 1945-жили май ейида өз жутиға қайтиду. Уруштин кейин колхоз тирикчилигигә арилишип, фирма йетәкчиси болуп ишләп һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Өмүрлүк җүпти Айшәм чоң апам билән сәккиз балилиқ болуп, қатарға қошиду. 1967-жилниң апрель ейида аләмдин өтиду.
Оғулларниң иккинчиси Мәһәмәт Җәмиев 1912-жили туғулған. Улуқ Вәтән уруши башланғанда дәсләпкиләрдин болуп җәң мәйданиға атлиниду. 1941-жили Москва йенида болған дәсләпки җәңләргә қатнишип, қәһритан қишта немис фашистлирини Москва түвидин қоғлап чиқиш җәңлиридә җасарити билән көзгә чүшүп, баш қолбашчиниң тәшәккүрнамисигә сазавәр болиду. Шу күнләрни чоң дадам көзигә яш елип әскә алатти.
Москва түвидә дүшмәнгә зәрбә бәргәндин кейин Белоруссия фронти қаримиғида Белоруссия йәрлирини немис фашистлиридин азат қилиш җәңлиригә қатнишиду. Шу пәйттә әһмийити зор «Багратион» операциясигә өз үлүшини қошиду. Шундақ шиддәтлик җәңләрниң биридә путидин еғир яридар болуп, госпитальға чүшүп қалиду. Сақийип қатарға қошулғандин кейин Брест сепилини вә шәһирини азат қилиш җәңлиригә қатнишиду. Андин Буг дәриясидин үзүп өтүп, Польша йеригичә бариду. Бу җәңләрдә көрсәткән қәһриманлиғи үчүн иккинчи мәртә тәшәккүрнамә билән тәғдирлиниду. 1944-жили Калининград вилайитидики җәңгә қатнишип, Киннисберг шәһирини азат әткәнлиги үчүн медаль билән мукапатлиниду. Йеңишни Гданьск шәһири йенида күтүвелип, уруштин кейин йәнә бир жил һәрбий хизмәттә болиду. 1946-жили апрель ейида ана жутиға аман-есән қайтип келип, һәрхил жуқури хизмәтләрдә ишләйду. Өмүрлүк җүпти Нурванәм чоң апам билән бәш пәрзәнт сөйүп, қутлуқ орунлириға қондуриду. Мәһәмәт чоң дадам 1968-жили июль ейида бақилиқ болди.
Өйниң үчинчи оғли – Бешир Җәмиев 1939-жили 18 йешида Қизил әскәр сепигә чақиртилғанда, өзиниң һәрбий хизмитиниң узаққа созулидиғанлиғидин бехәвәр еди. У дуниядин беғәм һәрбий борчини өтәп жүргән пәйтидә туюқсиз СССР билән Финляндия арисидики уруш башлинип кетиду. 1939-жили ноябрьда 551-атқучилар полкиниң поездиға олтирип Петрозаводск шәһиригә келиду. Финляндия билән башланған урушниң алдинқи сепигә әвәтилип, 1941-жили Выборг шәһирини азат етиду. Финляндия тәслим болуп, өйигә қайтиш тәрәддутида жүргән пәйтидә ойлимиған йәрдин иккинчи дуния йүзлүк уруш башлинип кетиду.
Бешир Җәмиев 1941-1942-жиллири Ленинград шәһири үчүн болған урушларға қатнишип, Ленинградни, андин Прибалтика җумһурийитини немис фашистлиридин азат етиду. Белоруссия йеридики җәңләргә қатнишип, аста-аста Европа әллириниң чегарисидин атлайду. Улуқ Ғалибийәтни Варшава шәһиридә қарши елип, уруш ахирлашқандин кейинму һәрбий хизмәттә болуп, 1947-жили күзлүги өйигә қайтиду. Фин урушидин башлап иккинчи дуния йүзлүк Улуқ Вәтән урушиға қатнишип, фашистларға зәрбә бериду. Он сәккиз йешида әскәргә чақиртилған әзимәт 26 йешида орден-медальлар билән қан мәйданидин жутиға сақ-саламәт қайтип келиду. Бешир чоң дадам чоң апимиз Хасийәтхан билән аилә қуруп, йәттә пәрзәнтлик болиду. Бешир чоң дадам уруштин кейин «Әмгәк» колхозида узун жиллар звено йетәкчиси болуп ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. 1989-жили 2-январьда вапат болиду.
Бешир чоң дадамниң уруш һәққидә ейтип бәргәнлири мениң ядимда алаһидә сақлинип қалған. «Волхов дәриясидин үзүп өтүватқанда, оқ ямғурдәк йеғип, самолетлар ташлаватқан бомбилар йәрниң тописи билән дәрия сүйини асман-пәләк көтәргәндәк көрүнәтти. Судики долқунлар шунчелик күчлүк едики, униңдин үзүп өтүш мүмкин әмәс еди. Әйнә шундақ вәзийәттә яридар полк командириниң суға буруқтум болуватқанлиғини байқап қалидимдә, дәрһал қутулдурушқа атландим. Уни су долқунлири арисидин қирғаққа қандақ қилип елип чиққанлиғимни өзәмму билмәймән. Батурлуқ дегән күтмигән йәрдин пәйда болидиған охшайду. Командирни сөрәп чиқип, санитарларға тапшуруп, өзәм җәңгә кирип кәттим…», дәп сөзләп бәргән еди бирдә сержант Бешир чоң дадам. Шу әрлиги үчүн у ІІІ дәриҗилик «Шөһрәт» ордениға еришиду. 1982-жили Архангельск шәһиридин чоң дадам һаятини қутулдурған һелиқи сабиқ командири Николай Горнявин уни өйигә издәп кәлди. Чоң дадамниң шу таптики қияпитини сөз билән ейтип йәткүзүш мүмкин әмәс. Иккиси кичик балиларчә хошал болуп, қайта-қайта қучақлишип көрүшкән еди.
Төрт ака-укиниң кәнҗиси, мениң дадам Яқуп Җәмиев1942-жили онинчи синипни тамамлап (он сәккиз йешида), тәңтушлири билән урушқа атлиниду. Долата, Чонҗа, Яркәнт, Сарыөзек арилиғини пиядә бесип өтүп, Сарыөзектә поездға олтирип, топ-тоғра Ашхабат шәһиригә йетиду. Ашхабатта 100м.м Тағлиқ минометчиклар полкиға тәхсим қилиниду. Әйнә шу полкта һәрбий мәшиқләрдә жүргинидә полк комиссари болуп тайинлиниду. Икки ай мәшиқләнгәндин кейин ноябрь ейиниң башлирида уруш мәйданиға атлиниду. Поезд билән Красноводск шәһиригә йәткүзүлүду. Әтиси таң сәһәрдә, йәни түн қараңғулиғида паромларға олтирип Баку йөнилишигә йолға чиқиду. Минометлар билән оқ-дора, снарядларни қотаз, хечирларға артип егиз тағларниң нәччисини ешип чүшүп Қара деңиз тәрәпкә өтиду. Туапсе таш йолини азат қилиш җәңлири билән Маздок, Туапсе шәһәрлири билән чоң-кичик аһалилик җайларни азат етип, илгири басивериду. Аста-аста Новороссийск йөнилишигә бәт алиду. Әйнә шундақ шиддәтлик җәңләрниң биридә миномет расчетиниң йенида снаряд йерилип, дадам Яқуп дала госпиталида һошиға келиду. Дала госпиталида дәсләпки ярдәм көрситилгәндин кейин Майкоп шәһиридики һәрбий госпитальға йөткилиду. Госпитальда сәккиз ай даваланғандин кейин, бир пути ярамсиз болуп қалғачқа жутқа қайтурулиду. Шундақ қилип дадам 1943-жили 25-августта икки таяқни қолтуқлап, нака һаләттә өйигә йетип келиду. Атам анимиз Диләрәм билән турмуш қуруп, йәттә пәрзәнтлик болди. Анимиз 65 йешида, атимиз 78 йешида аләмдин өтти.

Хуласә:

Әпсус, төрт ака-укиға уруштин кейин ата-анисини қайта көрүш бәхти несип болмайду. Момимиз Тохтихан дадам мәйданға атлинип, бир җүмә өткәндин кейин аләмдин өтиду. Бовимиз Җәми 1945-жили бақилиқ болиду. Һаятниң тәқазисини қараң, башқилар урушқа кәткән пәрзәнтлирини күтүп көзи төрт болуватқан пәйттә, Тохтихан момам билән Җәми бовамға җәңдин сақ-саламәт қайтқан төрт оғлини күтивелиш бәхти буйримапту. Уруш һәққидә ейтсақ гәп тола. Хуласиләп кәлгәндә, Җәмиевлар әвлади урушқа қатнашқан ака-ука төрт батурниң исмини һәрдайим мәғрурлиниш билән тилға алидиған болиду.

Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ,
Уйғур наһийәсиниң «Пәхрий пухраси»
ЧОНҖА

 

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…