Өткән жили хәлиқ ара «Түрксой» тәшкилати җариялиған «Қорқыт ата» намидики драматургиялик байқашта язғучимиз Әхмәтҗан Һаширийниң «Чарбағ» намлиқ пьесисиниң баш мукапатқа еришкәнлигини аңлап бешимиз көккә йәткән еди. Хулләс, бу уйғур хәлқиниңла әмәс, бәлки қазақ елиниңму муваппәқийити болди. Сәвәви, Түркий әлләрдин қатнашқан 48 драматургниң ичидә қазақстанлиқ уйғур язғучисиниң әмгиги озуп чиқти, әмәсму. Язғучи Әхмәтҗан Һаширий 1988-жили язған әмгигини қайта ишләп, синақ қаидиси бойичә исмини өзгәртип, байқашқа әвәтиду. Нәтиҗидә, туғулған йәргә болған муһәббәт һәққидә йезилған «Чарбағ» пьесиси әң әла дәп баһалинип елимизгә, хәлқимизгә хуш хәвәр әта қилди.
Җүмлидин, Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалиси даирисидә наһийәмиздики А.Розбақиев намидики оттура мәктәп Әхмәтҗан Һаширий билән учришиш уюштурди. Мәлумки, кейинки вақитларда язғучи-шаирлар билән мәктәп арисидики бағлиниш интайин сус. Шуңлашқиму, бу қетимқи учришишниң устазлар вә оқуғучилар үчүн әһмийити жуқури болди.
Көрнәклик язғучи, драматург, Қазақстан Җумһурийитиниң әмгәк сиңәргән әрбаби, «Құрмет» ордениниң саһиби, Қазақстан язғучилар иттипақиниң вә хәлиқ арилиқ «Алаш» әдәбий мукапитиниң лауреати, «Түрксой» тәшкилати җариялиған «Қорқыт ата» намидики драматургиялик байқашниң ғалиби Әхмәтҗан Һаширийниң 80 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған иш-чарә «Достлуғимизниң тарихи чоңқур» (Достығымыздың тарихы тереңде) дегән мавзуда өткүзүлди.
Иш-чарә давамида оқуғучилар бар һүнирини оттуриға селип, нахша-уссуллири билән көпчиликниң қизғин алқиш-чаваклириға бөләнди. Болупму, 4-«ә» синип оқуғучилири әдипниң «Солмас гүл» намлиқ һекайисидин парчиләрни ядқа оқуп, 9-«ә» синип оқуғучилири «Муқамчи» драмисини, 8-«ә» синип оқуғучилири «Чарбағ» пьесисини вә «Идиқут» романини сәһниләштүрүп, һәммидә чоңқур тәсират қалдурди. Сәһниләштүрүлгән көрүнүшләрдә оқуғучиларниң баринчә образға кирип, әсәрдики вақиәликни тәсвирлиши язғучини хурсән қилди.
Кейинки новәттә оқуғучилар язғучиға «Иҗадий йолуңизда кимләрни устазим дәп тонуйсиз?», «Нур ана» повестиниң сюжетидики нур ана обризини, сизниң өз аниңизниң өмри дәп қарашқа боламду?», «Түркиядә «Чарбағ» пьесиси билән қатнишип баш мукапатни алдиңиз. Сиз нәқ мошу пьесиңизни утуқ әкелиду дәп ойлиғанму?» дегәндәк соалларни қойди. Ә.Һаширий иҗадийәт йолида көрнәклик язғучи Һезмәт Абдуллинни устазим дәп һесаплайдиғанлиғини ейтип, оқуғучилар тәрипидин қоюлған башқиму солларға тәпсилий җавап қайтурди. Андин, мәзкүр иш-чаригә өзи билән биргә Россиядә истиқамәт қилидиған шаир Вильям Садыковниң һәм Астананиң жигирмә жиллиғиға беғишлап йезиватқан йеңи публистикилиқ драмисида баш рольни, йәни Президентимизниң обризини гәвдиләндүридиған Қ.Ғоҗамияров намидики Уйғур театириниң актери Әзиз Искәндәровниң кәлгәнлигини ейтти.
Чарә ахирида Баһар йезилиқ округиниң һакими Қ.Бағбаев, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси М.Җәмиев, А.Розбақиев намидики оттура мәктәпниң мудири С.Имиршаевалар учришиш кечиниң һөрмәтлик меһмини Әхмәтҗан Һаширийға саламәтлик вә иҗадий утуқ тиләп, тәвәллуди билән тәбриклиди.
Сабирәм ӘНВӘРОВА