ҚҖ Президенти Н.Ә.Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалиси даирисидә, Уйғур наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши вә наһийәлик билим бөлүминиң келишими билән өткүзүлгән көрнәклик мәрипәтчи Һебибуллам Қаһаров намидики наһийәлик бәшинчи «Һошшәрә, яш талантлар!» фестивалиға уйғур мәктәплиридә билим еливатқан оқуғучилар паал қатнишип, һәр хил номинацияләр бойичә мусабиқигә чүшти.
Наһийә-лик мәдә-нийәт өйидә бир күн бойи давам тапқан фестивальға оқуғучилар вә устазлардин бөләк, наһийә һакиминиң орунбасари Д.Деменбаев, наһийәлик билим бөлүминиң башчиси Адилҗан Һаширов, фестиваль тәшәббускари, Һ.Қахаровниң оғли Мәхсәтҗан Қаһаров, наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев һәм жигитбашлири иштрак қилди. Бәшинчи фестивальға И.Молутов (Бәхтия) намидики №3-Чонҗа оттура мәктивиниң муәллимлири П.Турсунова вә А.Розахуновалар қазақ вә уйғур тиллирида риясәтчилик қилди. Биринчи қисим И.Бәхтия намидики №3-билим юртиниң оқуғучилири тәрипидин тәйярланған концертлиқ программиға берилди. Дәсләп, оқуғучилар тәрипидин фестиваль марши орунлинип, кейин мәзкүр мәктәпниң илмий мудири һәм уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлвира Мәңсүрова Һ.Қаһаровниң тәрҗимә һали билән қисқичә тонуштуруп өтти. Болупму, омақ қара көзләрниң ипадилик ядқа оқушидики шеирлар, бабиға йәткүзүп орунлишидики нахшилар, миллий уссуллар қатнашқучиларда чоңқур тәсират қалдурди.
Фестивальдики дәсләпки сөз һөрмити наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаевқа берилди. У 5 жилдин бери давамлиқ өткүзүлүп келиватқан «Һошшарә, яш талантлар!» фестивалиниң яш әвлатқа, болупму, уйғур яшлириниң келәчиги үчүн әһмийти зор иш-чарә екәнлигини тәкитләп, ата изини өчәрмәй, изгү башланмини барлиққа кәлтүргән Һ.Қаһаровниң оғли Мәхсәтҗан Қаһаровқа наһийә башчилиғи намидин чәксиз миннәтдарлиғини йәткүзди. Шундақла, фестиваль уюштурғучилири наһийәлик этномәдәнийәт мәркизигә, Мунира Абдуллаева башчилиғидики И.Бәхтия намидики №3-Чонҗа оттура мәктәп мәмурийитигә рәхмитини ейтип, қатнашқучи оқуғучиларға ақ йол тилиди. Мошундақ изгү тиләкләрни наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мирзәхмәт Җәмиев давамлаштуруп, Президентимиз мақалисидә ейтқандәк, яшларға урпи-адәтлиримиз, мәдәнийитимиз билән мәрипитимизни несиһәтләш милләт келәчиги үчүн роли чоң мәсилә екәнлигини тилға алди.
Буниңдин авал, йәни, фестивальниң биринчи күни И.Бәхтия намидики №3-Чонжа оттура мәктивидә өткүзүлүп, оқуғучилар билим номициялири бойичә күч синашқан болса, мәдәнийәт өйидики кәчтә оқуғучилар спорт, шахмат, тәсвирий сәнъәт, қол һүнәр вә миллий саз, уссул, нахша, ләпәр ейтиш, әсәрләрдин үзүндә сәһниләштүрүш номинациялири бойичә ғалиплар ениқланди. Фестивальда наһийә һакиминиң орунбасари Д.Деменбаев адилқазилар рәиси болуп бәлгүлинип, билим номинацияси бойичә наһийәлик билим бөлүминиң методисти Бахтияр Нурқасимбай, спорт-шахмат бойичә Әнвәр Сәйдуллаев, тәсвирий сәнъәт вә қол һүнәр номинацияси бойичә көрнәклик сүрәтчи Үсән Изимов билән Үсән Җәлиловлар, миллий нахша, саз, әдәбий сәһнилик көрүнүш номинациялири бойичә «Арзу» хәлиқ нахша-уссул ансамблиниң нахшичиси Светлана Қурбаниязова, миллий уссул, ләпәр ейтиш номинацияси бойичә «Арзу» хәлиқ нахша-уссул ансамблиниң уссулчиси Назгүл Һәмраевалар қазилиқ қилди.
Жигирмидин ошуқ билим дәргаһлиридин кәлгән оқуғучилар жуқурида аталған номинацияләр бойичә фестивальға қатнишип, һүнәрлири билән һәммини һәйран қалдурди. Миллий нахша вә саз номинациялири бойичә миллий чалғу-әсваплиримизниң җанлиқ садаси яңрап, сәһнини техиму җанландуривәтсә, қара қашлиқ, сумбул чачлиқ гөзәл қизлиримизниң, сумбатлиқ жигитлиримизниң тәйярлап кәлгән уссуллири көпчиликниң қизғин алқиш-чаваклириға бөләнди. Болупму, ләпәр жанри һәм язғучи-шаирлиримизниң әсәрлиридин үзүндә елинип сәһниләштүрүлгән көрүнүшләр һәммини мәмнун қилди. Атап ейтсақ, «Хаман ашлиққа толғанда», «Чинтөмүр батур вә Мәхтумсула», «Туйғун билән момай», «Назугум», Илья-Бәхтияниң һаятидин елинған көрүнүшләр оқуғучиларниң пухта тәйярлиғини намайән қилип, жуқури дәриҗидә әкис етилди.
Ақтам оттура мәктивиниң уссулчи қизлири тәрипидини тәйярланған «Бөшүк» уссули тамашибинларни бирдин өзигә җәлип қилди. Шундақла, яш рәссамларниң сүрәтлири, қапақларниң безәндүрүлишиму жуқури баһаланди. Қисқиси, қайси тәрәптин елип қарисақму, талантлиқ яшлиримизниң қабилийити қазиларни қайил қилди.
Фестивальниң үчинчи қисмида наһийлик билим бөлүминиң башчиси Адилҗан Һаширов сөзгә чиқип, бүгүнкидәк чоң бир иш-чарини уюштурғучиларға миннәтдарлиғини изһар қилди. Яш әвлатниң қабилийтини өсүрүп, билимгә болған тәлпүнишини күчәйтидиған фестивальниң изчил давам тепишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Кейин, мошу бир иш-чариниң жилдин-жилға тохтимай давам тепишиға түрткә болуватқан Мәхсәтҗан Һебибуллам оғлиға сөз берилди. У уйғур хәлқиниң тарихи узун, мәдәнийити бай, 12 муқам билән аләмгә тонулған мәһшур милләт екәнлигини мәғрурлиниш билған тилға елип, мана шундақ бүйүк хәлиқниң келәчиги болған яш әвлатниң әҗдатлардин мирас дурданилиримизни, есил ғәзнилиримизни унтимаслиғи, баһалиши үчүн ушбу фестивальни йолға қойғанлиғини ейтти. Шуниң билән қатар, фестивальдин алған тәсиратлири билән бөлүшүп, бу новәт Җумһурийәтлик фестивальниң Уйғур наһийәсидә өткүзүлидиғанлиғидин хәвәр бәрди.
Андин көптин күткән мукапатлаш пәйтиму йетип кәлди. Мусабиқә болған йәрдә йеңишму, йеңилишму болиду дегәндәк нурғунлиған талантларниң ичидин жүгрүклири ениқланди. Һәр номинация бойичә бирдин үчкичә мукапатлиқ орунға еришкүчиләргә диплом, яхши қатнашқучиларға рәғбәтләндүрүш грамотилири берилди һәм барлиқ қатнашқучиларға Мәхсәтҗан Қаһаровниң намидин маддий соғилар һәдийә қилинди. Фестивальдин мукапатсиз қайтқан оқуғучи болмиғанлиқтин, пәқәт биринчиликкә еришкән оқуғучиларни атап көрситишни дурус көрдуқ.
Билим номинацияси: умумий тесттин М.Җәлилов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Муқәддәс Карлинова, уйғур тили бойичә тесттин И.Молутов (Бәхтия) намидики №3-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Алянурхан Махмутова, қазақ тили бойичә тесттин Довун оттура мәктивиниң оқуғучиси Дархан Мирзахмет, инглиз тили бойичә тесттин И.Молутов намидики №3-оттура мәктәпниң оқуғучиси Сабина Хакимова; илмий йөнилиш номинацияси: «Қазақстанниң тарихий ядикарлиқлири вә перспективлиқ туристлиқ маршрутлар» бойичә И.Молутов (Бәхтия) намидики №3-Чонжа оттура мәктивиниң оқуғучиси Диана Хамзахунова, «Экономикилиқ вә ижтимаий җәриянларни математикилиқ модельлаш» бойичә А.Розбақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Говхарай Ахмедова, «Таза тәбиий муһит – Қазақстан-2030 стратегиясиниң әмәлгә ашуруш асаси» бойичә №5-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Тахмина Сайдахметова, «Илмий-техникилиқ прогресс-экономикилиқ тәрәққият асаси» бойичә Һ.Искәндәров намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Луиза Союзова; шахмат номинацияси: Ширин оттура мәктивиниң оқуғучиси Заиф Абдуллаев; тәсвирий сәнъәт номинацияси: №5-Чонҗа оттура мәктивиниң оқуғучиси Рамина Ренатова, қол һүнәр номинацияси: Таштиқарису оттура мәктивиниң оқуғучиси Эльянора Самбетова; әдәбий әсәрләрдин көрүнүш номинацияси: И.Молутов (Бәхтия) намидики №3-Чонҗа оттура мәктивиниң 9-синип оқуғучилири; йәккә уссул номинацияси: А.Розбақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Рухсарә Асимҗанова; ләпәр номинацияси: Ширин оттура мәктивиниң оқуғучилири Адиләм Вақасова вә Руфат Рахмановлар; миллий топ уссул номинацияси: И.Молутов (Бәхтия) намидики №3-Чонҗа оттура мәктивиниң «Ғунчә» уссул топи; миллий нахша номинацияси: Кичик Ақсу оттура мәктивиниң оқуғучиси В.Абдуллаев; миллий саз номинацияси: Долата оттура мәктивиниң оқуғучилиридин тәшкилләнгән оркестр топи; ипадилик ядлаш номинацияси бойичә: М.Һәмраев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Гөзәл Амутовалар биринчи дәриҗилик диплом билән тәғдирләнди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА