Мән бу мәктүпни дәрткә толған арман билән йезиватимән, десәм, хата болмиса керәк. Чүнки қериғанда бешимизға чүшкән бу тәшвиштин өзәмни қоярға жай тапалмай қалдим. Келинимниң әйиви түпәйли йолдишим иккимиз нәврилиримизниң дидариға тоюштин қийналмақтимиз.
Йешим атмиш сәккиздә, йолдишим йәтмиш яшни егилигән. Үч нәпәр пәрзәндимиз бар. Ялғуз қизим турмушқа чиқип, өз һәләкчилиги билән өзи болуп кәткән. Чоң оғлумизни жигирмә бир йешида өйләндүрдуқ. Кичик оғлумиз болса техи өйләнмигән. Хулләс, буниңдин он жил бурун чоң оғлумни бизгә жигирмә жилдин ошуқ тонуш болған, кейин көчүп кәткән, хошнамниң қизиға өйләндүрдуқ. Келиним оғлумдин бари-йоқи йәттә айлиқ кичик еди. Тойдин үч күн өтүп, мени ишқа чақиришти. Келин билән өйдә көп олтиралмидим. «Момиси билән яшиған қизғу, өй ишлирини өзи билип қилар», дәп ойлиғандим. Амма келинимиз өй ишиға майил әмәс екән. Бир күн өй ишлирини қилса, иккинчи күни һеч нәрсигә қолини тәккүзмәтти. «Мәйли, техи яш, үгинип кетәр», дәп әһмийәт бәрмидим. Бу арида һамилдар болди. Шуни көтирәлмидиму, бәш-алтә рәт шипаханида йетип, даваланди. Амма биз келинимизни қанчә авайлиғансири, у өз иззитини билмәтти. Оғлум билән көп уришатти, һәтта бирәр сөздин қелишниму билмәтти. Вақти-саати йетип, оғул пәрзәнт көрди. Аридин төрт жил өтүп, йәнә оғул нәврилик болдуқ. Хошаллиғимизда чәк йоқ еди. «Икки пәрзәнтлик болуштиғу, келинимиз билән оғлумиз инақ-иҗил яшашса керәк», дәп ойлиғандуқ. Әпсус, арзулиримиз арманға айланди. Келинимиз аилимизгә меһир төкәлмиди, әр-хотун бир-бирини чүшәнмәтти. Иккилисиниң арисида кичиккинә ошуқ гәп болса, келин дәрру икки балисини елип, бизгә бир еғиз гәпму қилмай, аразлап анисиниң өйигә кетип қалатти. Аридин бир нәччә күн өткәч, аниси яки укиси қайтуруп келәтти. Шундиму мән келинимгә сөз қилмай, нәврилиримни бағримға бесип жүриверәттим.
Тойдин алдин йолдишим маңа: «Келиниңгә қейинанилиқ қилма, достидәк болғин» дәп қаттиқ әскәрткәнди. Шуниң үчүн келингә артуқ келидиған гәпләрни қилмас едим. Әгәр хапа болсам, бир-икки күн сөзлимәттим, халас. Яки қилған бирәр иши яқмиса, өзәм қайтидин қилип кетиверәттим. Оғлум билән урушқан күнлири мән һәр дайим келинимниң йенини алаттим. Амма бу күнлирим бекар болған екән. Әң дәһшәтлик вақиәләр күн санап болувәрди. Келиним һәр шәнбә күни балилири билән ата-анисиниңкигә берип, бир-икки күн туруп келәтти. Шу күниму балиларни елип өйдин чиқип кәттидә, әтиси кәчқурун маңа қоңғурақ қилип: «Йәнә үч-төрт күн ата-анамниңкидә турсам мәйлиму?» дәп рухсәт сориди. «Немишкә?» десәм, «Дадам дуга оқуйдиға бир моллиға апарған еди, әтиму беришим керәк екән», деди. «Моллиға немишкә барисиз?» дедим техиму һәйран болуп. Келиним мүҗимәл җавап бәрди. Гепидин билдимки, оғлум билән көп җаң-җаллашқанлиғи үчүн ата-аниси дуга қилғучи моллиға апармақчи. Аччиғим кәлди. «Хотун тилини шерин қилмиса, йүз дугачи моллиму әр-хотун арисиға иссиқлиқ салалмайду», демәкчи болдим, амма йәнә шәйтанға йол бәрдим. «Кесилиңиз болса, бирә-тола түзүлүп келиң!» дедим җәһлим билән. Шуниңдин кейин келиним шу күни кәчки саат тоққузларда балилири билән өйгә кирип кәлди.
Дүшәнбә күни кәчқурун маңа: «Әтә йәнә моллиға беришим керәк», – деди. Сешәнбә күни сәһәрдә өйдин чиқип кәтти вә шу кәткиничә, саат бирдә кирип кәлди. Чаршәнбә күни йәнә әзәндә чоң оғлини йетәкләп кетип баратти. «Балини немишкә әгәштүривалдиңиз, күн соққу?» дедим. Шунда келиним қараңғуда ялғуз меңиштин қорқидиғанлиғини ейтти. У кәткәндин кейин йолдишим: «Келиниң икки күндин бу ян әзәндә нәгә кетип бариду?» деди. «Моллиға оқутушқа барғидәкмиш», десәм, маңа вақирап кәтти. Сәвәви у киши молла-ешан десә «сәкрәп» кетидиғанлардин еди. Пәйшәнбә күни келиним йәнә сәһәрдә шу моллиға кәтти. Чүшлүк вақитта аял қуда бизниңкигә һасирап келип, қизиниң шу оқуватқан моллиниң өйидә хушти болмай қалғанлиғини ейтти. «Түзәлгичә, бизниң өйдә туриду», деди. Һәйран болуп қалдим. Техи икки яшқа толмиған нәврәм мениң билән қалди. Униң кечилири «Апа», дәп жиғлишиға чидаш қийин еди. Амма аридин бир нәччә күн өтти, келинимдин дерәк йоқ. Йол ариси жирақ болғанлиғи, йәни уларниң туруш жайи 25-30 чақирим екәнлиги үчүн, шундақла өзимизниң жүрүп-турушимизға қерилиқниң яр бәрмәйватқанлиғи сәвәплик, икки-үч рәт алдилириға барғиним болди, халас. Йүз мәртә қоңғурақ қилсақ, қудам бир рәт көтирип: «Бизни аварә қилмаң. Техи яхши болғини йоқ, бу яққа кәлмәңлар!» – деди. Немә болғанлиғини билмәймиз. Ахири бир күни аял қудимиз телефон қилип: «Келиниңиз бир аз яхши болуп қалди, молла һәр күни келип, өйдә оқуватиду», – деди. «Ундақта чоң нәврәмни әкиветиңлар», десәк, «Яқ, уни берәлмәймиз. Уму аниси билән биллә қалиду» дәйду. Хулләс, аридин бир ай өткәч, қудам чоң оғли билән биллә келинимни елип кәлди. Уни көрүп, расти, тоналмай қалдим. Келиним оринивалған қияпәттә болуп, қапақлири ишшип кәткән еди. Көрүнүши сәл ғәлитидәк туюлди. Қудамдин немә болғанлиғини сорисам, очуқ бир сөз қилмиди. Мәйли, кәлгинигә шүкүр, дәп йәнә бурунқидәк яшашни давамлаштурдуқ.
Амма нәзәримдә, келиним интайин ғәлитә болуп қалғандәк көрүнәр еди. «Тави йоқтур», дәп бир еғиз сөзму қилмидим. Өй ишлирини чамамниң йетишичә өзәм бәҗирип жүрдим. Арилиқта шәһәрдә туридиған қизимни көрүп келишкә кәттим. Кечиси саат он иккиләрдә оғлум қоңғурақ қилип: «Чапсан өйгә йетип кәл. Келиниңниң кәйпияти болмайватиду. Кичик укисини чақирип, зорға өзигә кәлтүрдуқ…», деди. Алдирап-салдирап өйгә кәлсәм, келиним инҗиқлап ятқан екән. Оғлум: «Апа, келиниңгә җин тәккән екән. Барған моллиси тәтүр оқуп, шу әһвалға селип қоюпту», – деди.
Мана шу күндин башлап тәшвишлик күнлиримиз башланди. Бәзи чағларда келиним боғулуп қалатти, алликимләр билән сөзлишип, уларни «кәт-кәт!» дәп һайдатти. Қудилиримизниң ейтишичә, келинимиз ахирқи қетим моллиға барғанда шундақ шайтанлап қапту. Дадиси моллиға «Немишкә мундақ болди?» десә, «Қизиңизға җин киривапту, қой қениға елишимиз керәк. Бир қой елип кәлгин. Уни союп қанлаймиз», дәпту. Қойсиңизчу, қудам шу моллиға үч қой апирип, келинимизни қан билән жуйғузупту. Буниң ақиветидә келинимиз техиму вәс-вәскә чүшүпту. Қудилиримиз биздин йошуруп, уни йәнә қәйәрләрдики моллиларға апирип оқутупту.
Дадиси билән иккимиз интайин һәйран болдуқ. Чүнки мундақ вақиәләрни яшлиғимизда пәқәт чөчәк китаплардинла оқаттуққу. Йолдишим: «Қудаңни чақир, немә болғанлиғини ейтсун, келинни давалитимиз», – деди. Чақирдуқ, амма қудимиз қарисини көрсәтмиди. Бу арилиқта келинимизниң бир нәччә рәт «җини» қозғилип, шәйтанлап қалди. Һәр қачан хуруши тутқанда, укисини чақирдуқ. Мошу арилиқта келинимизниң сиңлиси һәдисини көргили кәлди. Амма келинимиз шундақ әһвалда едики, һәтта сиңлисиниму тонимиди. Сиңлиси жиғлап-жиғлап кәтти. Келинимизниң әһвали болса барғансири еғирлишишқа башлиди. Йолдишим: «Дадиси кәлсә кәлсун, болмиса «тез ярдәм» чақирип, җиндиханиға бериветимиз», – деди. Қудимиз өйгә кәлди. Мәслиһәтләштуқ. «Алмутида җин қоғлайдиған бир молла бар екән» деди қудимиз. Оғлум шу моллиниму елип келип, бир һәптә хотунини оқутти. Келинимиз бир аз түзәлгәндәк болди. Шундиму, йәнә башқа моллиларға оқуттуқ. Әһвали хелә яхши болуп қалғандәк…
Бу арилиқта қуда тәрәп той ясап қалди. Келинимдин кейинки укисиниң аилиси бузулған еди. Шуниңға қарши туруп, келин чүширишти. Той күниму оғлум келинимни моллиға апирип, оқутуп кәлди. Кетиватқан мәбләғниң һесавини соримаң. Йолдишим иккимиз: «Қанчә пул кәтсиму, келинимиз түзәлсә болди. Икки балисиға өзи баш-көз болсун», – дәттуқ. Келинимизни биринчи рәт оқутқинимизда аниси, оғлум вә ғоҗайиним биллә беришти. Чүнки хуруши кәлгәндә униңға бир-икки адәмниң күчи йәтмәтти. Хулләс, уни бир амаллап, өзигә кәлтүрдуқ. Амма бир күни анисиниңкигә йетишқа кетип, кәйпияти болмай кәлди. Аридин бир-икки күн өтүп, балилирини ташлап, йәнә кетип қалди. Бир күн күттуқ, икки күн күттуқ, дерәк йоқ. Балилири һәр күни кечиси «Мома, апамға баримән!» дәп жиғлап чиқиду. Телефон қилип, келинимиздин мундақ қилғинини сорисақ, «Балилар керәк әмәс, бир күни чоң болушса, өзлири тонувалиду» дәп биз билән яшиғуси кәлмәйватқанлиғини ейтти. Бир нәччә күн балиларға өзәм қаридим.
Оғлум билән иккиси алаһидә яшиса, тиничлинип қалар, дегән мәхсәттә иҗаригә өй елип, бөлүп қойдуқ. Амма келинимиз оғлум билән төрт ай биллә яшидидә, балилирини елип, йәнә анисиниң өйигә қечип кәтти. Чоң оғли мәктәпкә баратти. Һәтта униңму мәктивини ата-анисиға йеқин җайдики дәргаһқа апарди. Биз, момай-бовайлар болсақ, нәврилиримизниң дидариға зар болуп яшаттуқ. Ерим оғлумға: «Икки балаң бар, қандақ болсиму, шу аялиң билән яшайсән» дәп қаттиқ-қаттиқ ейтатти. Амма биз уларниң аилисини асирап қелиш үчүн қанчилик тиришмайлуқ, келинимиз шунчилик һәддидин ашатти. Бара-бара бизгә нәврилиримизниму көрсәтмәйдиған болди. Әр-аял иккимиз уларниң фоторәсимлиригә қарап жиғлаттуқ. Мәктивигә көрүшкә барғанда, келиним көрүп қалса яки билип қалса, раса җаң-җал чиқиратти. «Уларму бизниң нәвримиз. Уларни сеғинимиз», десәм, «Оғлуңиз билән яшимаймән, шуңлашқа маңиму, балилиримғиму силәр керәк әмәс!» дәтти.
Худавәди
МӘҢСҮРОВ