Басты бет Өңір тынысы СУДИН КЕЛӘР ХОВУП КӨП

СУДИН КЕЛӘР ХОВУП КӨП

0
2,030

Мәлумки, бийил қиш пәслидә биз ойлимиған қаттиқ соғ болуп, күтүлмигән вақиәликләр орун алди. Шуниң тәсиридин зәрдап чәккәнләр аз болмиди. Қишниң соғини кәйнимиздә қалдуруп, баһарниң кәлгинигә шатлансақму, ховуп йоқ әмәс. Сәвәви, апәт ейтип кәлмәйду. Әтиязда күнниң иссиши, қишниң қелин қари ериши һәм ямғур-йешинниң көпләп йеғиши ақиветидин, дәрия-көлләрниң сүйи көтирилип тәвәләрни су бесиш еһтималлиғи жуқурилайду.

Шуни нәзәрдә тутқан һалда наһийәмиздә жилдикидәк тәйярлиқ ишлири пишиқланди. Буниңдики мәхсәт – һәр қандақ вақитта, һәр қандақ вақиәгә тәйяр болуш үчүндур. Наһийә һакиминиң орунбасари Қуралбек Бекмуханбетов һәм наһийәлик пәвқуладдә әһваллар бөлүминиң баш мутәхәссиси Малик Масимовлар тәшкилләнгән топларниң тәйярлиғини назарәт қилип, бәзи бир камчилиқларни атап ейтти. Болупму, һәр қачан техникиларниң тәләпкә мувапиқ болушини әскәртип, көпчиликниң һошияр болушини тәкитлиди.
Мәзкүр чаридә апәтниң алдини елиш, ярдәм көрситиш ишлири, қурал-сайман вә техникилар тәкшүрүштин өтүп, йәккә тәркипниң билими йетилдүрүлди.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СЫР САҚТАҒАН САРЫТОҒАЙ

Адамзатпенбіргежасасыпкележатқанбірдүниеболса, ол – тарих. Тарих – өткеніңді бағамдатар, с…