6-март күни, наһийә һакими, «Нұр Отан» партияси Уйғур наһийәлик филиалиниң рәиси Шөһрәт Нурахунов, наһийәлик филиал рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров, «Чонҗа» башланғуч партия уюшмисиниң рәиси Адилҗан Қурбаниязов, партияниң наһийәлик филиалиниң мутәхәссиси Сымбат Туғлуқовалар Чонҗа йезисиниң мөтивәри, йеши йүзгә йәткән нураний ана Мәстүрхан Мурдиновани «Нұр Отан» партияси намидин 8-март мәйрими билән тәбрикләп қайтти.
Ш.Турдахун оғли Мәстүрхан аниға партия рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Әшимбаевниң тәбрик хети билән соғисини һәдийә қилди. Партия вәкиллирини көрүп, изгү тиләклирини аңлап, хурсән болған меһриван ана хошаллиғидин көзлиригә яш елип, рәхмитини ейтти.
1918-жили 5-ноябрьда дунияға кәлгән Мәстүрхан ана «Әмгәк» колхозида әмгәк қилған екән. Бүгүнки күндә 3 пәрзәндидин, 12 нәврә, 22 чәврә вә 15 қәврә сөйгән қәдирдан ана кәнҗә қизи Норузхан һәдиниң ғәмхорлиғида.
«Аниниң разилиғини алған, Алланиң разилиғиға бөләнгән билән тәң» демәкчи, бу күни Мәстүрхан ана тәбриклигүчиләргә анилиқ ақ дугасини бәрди.
Сабирәм
ӘНВӘРОВА