Пулға сетивалғили болмайдиған, бебаһа, әң бүйүк ғәзнә – билим десәк, кәсипләрниң падишаси – устазлиқ екәнлиги муқәрәр. Әл башқурған ханму, йеңилиқ ачқан данишмәнму, мәйли кимла болсун, устаздин билим алған. Шу бир заманларда ата-бовилиримиз мәдрисиләрдә оқуп, моллилардин сават ачқан болса, заман авушуп, бу икки уқумниң атилиши өзгәргини билән, берәр мәзмуни йәнила бир. Билим дәргаһи – мәктәпләр болса, тәлим-тәрбийә бәргүчи – муәллимләр. Һә, мәктәпни – билим булиғи десәк, шу булақниң көзини ачқучи – устаздур!
Мәлумки, һазир әл ичидә муәллимлик мутәхәссислигигә аит ейтиливатқан пикирләр сансиз. Ушбу пикирләрниң иҗабий-сәлбий қирлириму йетәрлик. Дәрһәқиқәт, мәрипәт саһасиниң хәлиқ муһакимисигә чүшиши, билим саһасидики өзгиришләргиму бағлиқтур. Қайси бирини йошурайли, муәллимләрниң хизмитини күлкигә айландуруп, түрлүк-түмән ләтипиләрни қураштуруп, тор бәтлири арқилиқ тарқитиш кәң қанат йейип, ақивәттә устазниң җәмийәттики абройи вә шәни төвәнлимәктә. Болупму, бүгүнкидәк муәллим болуш қийинниң-қийиниға чүшкән дәвирдә, маарип саһасиниң жүкини еғир демәй зиммисиға артип, тәрәққият көчини башлап келиватқан устазларни қоллап-қувәтләп, роһландурушниң орниға, муәллимниң хизмитини мәсхиригә айландуруп, миш-миш параңларни қураштурғинимиз әқилгә сиғмайду.
Янтелефонимни ишқа қошушим билән «Бир аз күлүп олтирайли», дегәндәк учурлар бириниң кәйнидин бири келишкә башлайду. Демәкчи болғиним, мана шундақ учурлардики заманивий ләтипиләрниң 10дин тоққузи һаман шу устазлар һәққидә. Күләргә башқа сөз йоқтәк, һәммә гәпкә «муәллим бопту, муәллим дәптуни» қистуривалидиған болдуқ. Зериккәнләрни күлдүрүп, чүшәнгәнләрни жиғлитиватқан мундақ учурлар «һазир һәр биримизниң янтелефонидин тепилиду» десәм хаталашмаймән. Билим саһасидики йеңилиқлар қоли боши, зариққанларниң әмигигә айланди. Һеч ким һеч кимдин әқил соримисиму, һәр ким өз алдиға бир данишмән. Устазниң әмгигини синап, сөз қилишқа уста. Мошундақ муһитта, җәмийәттә өскән шагирт қандақму устазини улуқлайду дәйсиз?
Бурун устазниң көзигә тиклинип қарашқа петиналмиған ата-бовилиримиз, жирақтин көрсиму егилип салам берип, һеч қачан алдидин тоғра өтмигән екән. Әпсус, «бурун» дегән сөзни пайдилинишимниң сәвәви, һазирқи әһвал тамамән башқа. Бара-бара муәллимини һөрмәтләйдиған оқуғучиларниң қатари азаймақта. Буниңға ким әйиплик? Җәмийәтму, ата-аниму яки устазниң өзиму? «Һәр калида бир хиял», демәкчи мәнму өз ой-пикрим билән бөлүшмәкчимән.
Ата-анилар балилириға: «Балам, муәллимиң бир немә десә маңа ейт!», «Һеч кимниң сени җулқуштурушқа, аваз көтиришкә һәққи йоқ. Һәтта у устазиң болсиму», «Оқумисаң, оқума, муәллимиң җениңни алаттиму», «Шу муәллимиңниң өзи бир немә билиду дәмсән», дегәндәк гәп-сөзләрни һеч ойланмай ейтиду. Қанунимизни пәрзәнтлиригә мошундақ сөзләр билән чүшәндүрүп қойидиған ата-анилар муәллимниң бәдилигә нухсан кәлтүрүп, шәхсий мәвқәсигә дағ чүширип, һақарәтлигини үчүн немишкә җазаға тартилмайду?! Яки Қанун пәқәт муәллимләр үчүнмиду дегән ой келиду мошу пәйттә. «Сән!» десиму, ана-анисини башлап келип, мәктәптики гәпни чекит-пешигичә өйигә йәткүзүп, «мениңки раст» дәп чоң болған бала муәллиминиң әқлини қулиғиға қистирипму қоймайдиған болиду. Ечинарлиғи, бүгүн мана шу күн йетип кәлди. Ата-анилар һә, десила балисиниң сөзини сөзләп, устазларниң яқисиға есилса, муәллимниң абройи төвәнлимәй немә қилсун?! Чоңлар:
– Биз оқуған чағларда, ата-анимиз мәктәпкә апирип, устазимизниң қолиға тапшурғанда, «Бүгүндин башлап балам сизниң…» дәп ейтатти. Оқумисақ, таяқниң чоңини йәттуқ. Бирақ, таяқ йегинимизни ата-анимиздин йошуруп қелишқа тиришаттуқ. Чүнки улар оқумай, таяқ йегинимизни билсә, ата-анимиздин қошумчә йәнә таяқ йәттуқ, әмәсму. Төмүрдәк тәртип орниған, һәҗәп, шу заманлар… Лекин бүгүн таяқ йегинимиздин өкүнмәймиз, шу таяқниң күчидин бүгүн яман күнгә қалмидуқ, – дәп сөзләп бериду.
Һазирчу, һазир қол көтәрмәк түгүл, вақирап қойса болди, бечарә устазни сотму-сот сөрәп, оқуғучидин кәчүрүм соритип, униңдин қалса, җәриманә төлигизип, төмүр торға қамитип бирла тиниду. Аччиқ болсиму, һәқиқәт вәзийәт қийинлашқансири бара-бара яшларниң муәллимлик мутәхәссислигигә дегән қизиқишиму төвәнлимәктә. Қолида алий дәриҗилик дипломи болсиму, устазлиқтин баш тартип, өзгә хизмәттә жүргән педагоглар сөзүмгә дәлил болалайду.
«Муәллимлик кәсип сирттин аддий болғини билән – тарихтики әң улуқ ишниң бири», дәп К.Д.Ушинский ейтқандәк, устаз болуш иккиниң бирииң қолидин келивәрмәйду. Муәллимниң абройи қайси заманда болмисун төвәнлимигән һәм төвәнлимәслиги шәрт. Чүнки устазни қәдир тутмиған әлниң келәчиги йоқ.
Хуласиләп кәлгәндә, мәктәпкә берип билим елишниң өзи – муәллимни һөрмәтләштин башлиниду. Сәвәви, Әл-Фараби ейтқандәк, «Тәрбийисиз берилгән билим инсанийәтниң хас дүшминидур!»