Басты бет Рухани жаңғыру ҺӘММИСИ МӘМЛИКИТИМИЗНИҢ ТӘРӘҚҚИЯТИ ҮЧҮН

ҺӘММИСИ МӘМЛИКИТИМИЗНИҢ ТӘРӘҚҚИЯТИ ҮЧҮН

0
2,248

    Өткән жил мәмликитимизниң шанлиқ жилнамисида муһим сәһипә, утуқ-муваппәқийәтләр вә тәғдиранә ислаһатлар жили болди.

    Миллий бирлик вә разимәнлик түпәйли келәчәк энергиясигә беғишланған «ЭКСПО – 2017» Хәлиқ ара ихтисаслаштурулған көргәзмиси вә Универсиада утуқлуқ һәм жуқури дәрижидә өтти.

    Конституциялик ислаһат, Қазақстанни Үчинчи йеңилаш вә «Рұхани жаңғыру» программилири әмәлгә ашурулуп, улар Қазақстанниң дунияниң риқабәткә қабил 30 мәмликити арисида мунасип орунни тәминләшкә қаритилған.

    2017-жил йеңи исимлар жили болди. Жутдашлиримиз Димаш Қудайбергенниң, Динара Сәдуақасованиң, Данэлия Төлешеваниң, Денис Тенниң таланти хәлиқ ара дәрижидә кәң етирап қилинди. «Қазақстандики 100 йеңи исим» лайиһәсини әмәлгә ашуруш болса, өсүватқан әвлатқа мустәқиллик жиллирида пидакарлиқ әмгәк түпәйли қолға кәлтүрүлгән утуқларниң ярқин мисали болди.

    Һәммигә мәлум, Дөләт рәһбири Қазақстанниң сәясий вә ихтисадий тәрәққиятта немиләрни қолға кәлтүргәнлиги, шундақла жумһурийәтниң келәчәккә қандақ режиләрни бәлгүлигәнлиги һәққидә журналистлар билән болған учришишта атап өткән еди. Умумән, Дөләт рәһбири берилгән соалларға «Биз немә қилған болсақ – тоғра қилдуқ. Бу көпму яки азму – уни һаят көрситиду» дегән бирла ибарә билән жавап бәргән еди.

    Келәчәктә ЭКСПО объектлири асасида «Астана» хәлиқ ара малийә мәркизи (АХММ) вужутқа келиду. Шу ишәнчә арқилиқ иккинчи дәрижилик банклар, трансмиллий корпорацияләр вә чоң компанияләр Астанада вакаләтханилирини ечип, Қазақстан ихтисадиға инвестиция сәрип қилиду.

    Президентниң тәкитлиши бойичә, «Рәқәмлик Қазақстан» программисини әмәлгә ашуруш истиқбалини «Йеңи технологияләр жәмийитидики һаят – бу вақит тәливи. Әгәр өткән жили үчинчи йеңилаш тоғрилиқ сөз болған болса, бүгүн Индустрияләштүрүш 4.0 вақти» дәп тәрипләйду. «Рәқәмлик Қазақстан»  программиси Қазақстанни техникилиқ тәрәққиятниң  йеңи дәрижисигә елип чиқишқа қаритилған, у бәш асасий йөнилишкә, жүмлидин, индустрия, билим бериш, аһали үчүн хизмәт вә башқа йөнилишләргә егә.

    Астанани вә умумән, қазақстанниң башқа регионлирини газ билән тәминләш мәсилисидә , бу мәлум вақитни алидиғанлиғини ейтти. Һазирниң өзидә Астанаға суюқлитилған газ йәткүзүш тоғрилиқ келишим түзүлди. Мәмликәтниң баш шәһири пәйдин-пәй электр транспорти билән тәминлиниду, жәмийәтлик транспорт болса – газға көчиду.

    Йеңи жилдин башлап пенсияләр вә бюджет саһаси хадимлириниң иш һәққи көпийиду. Йеңилиқни қоллап-қувәтлигән муәллимләр 30 пайиз ошуқ алиду. БИРИНЧИ ЖИЛИ УНДАҚЛАР 36 ПАЙИЗНИ, 2018-19-ЖИЛЛИРИДА 50 пайизни тәшкил қилиду, – дәп ейтиду Президент.

    Қазақстанлиқларни тәшвишләндүрүватқан йәнә бир мәсилә – пенсия үчүн топланған ахча. Бир нәччә жил илгири Бирпүтүн пенсия топлаш фонди қурулди, буниңда барлиқ хусусий фондлар тарқитилди. Хәлиқ бу фактни чоң қизғинлиқ билән қобул қилди. Бирақ һазир һәммә нәрсә илгәрки схемиға қайтип келиши мүмкин дегән гәпләр тарқалмақта. Н.Назарбаев бу миш-мишларни рәт қилди. У дәсләптә Қазақстанда Чили тәжрибисиниң қоллинилғанлиғини әслитип өтти. Пенсия ахчиси хусусий фондларда сақланди. Бу һәр хил сүйистимал қилишларға елип кәлди. Нәтижидә назарәтни дөләткә қайтуруп бәрди.

    – Дөләт мошу топланған ахчиниң сақлиниши вә униң баһасиниң көпийиши үчүн жавап бериду, – деди Н.Назарбаев вә тәрәққиятниң альтернативлиқ йоли сүпитидә пенсия һәм миллий фондларни бирләштүрүшни көздә тутидиған Норвегия тәжрибиси тоғрилиқ әслитип өтти. – Бизму мошу йол билән маңидиғандимиз, – дегән пикрини ейтти Президент.

    «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» программисиға мувапиқ елимиздә латин графикисиға көчүш қолға елинип, һәтта бәзи жайларда ишлар мәхсәткә мувапиқ әмәлгә ашурушни йолға қойған. Бу болса елимизниң ижтимаий-ихтисадий жәрияниниң тәрәққиятиға зор мүмкинчиликләр яритип, дуниядики илғар дөләтләрниң қатаридин орун тутушимизға зәмин яритиду. Бу чариму пәйдин-пәй өз әксини тапиду дәп ишинимиз.

    Мәжбурий ижтимаий медицинилиқ ғәмсизләндүрүш (МИМҒ) системисиниң тохтап қелиш сәвәвини, Дөләт рәһбири вә жумһурийәттики өз иши билән бәнт болуватқан 2,7 миллион адәмгә бағлиқ мәсилиниң ахириғичә йешилмигәнлигини асасий сәвәпләрниң бири сүпитидә кәлтүрди: улар МИМҒ системисиға тартилмиди, чүнки әмәлиятта «йәр вә асман» оттурисида есилип қалди. Улар йә хадимлар, йә тижарәтчиләр категориясигә, йә ижтимаий жәһәттин ажиз пухралар категориясигә ятқузулмиди. Әмәлиятта болса, уларниң көпчилиги өз участкилирида йеза егилиги билән шуғуллиниватиду. Мал беқип, өзини тәминләватиду, ошуқ мәһсулатини сетиватиду. Ишләватқанлар, бирақ һеч йәрдә тизимға елинмиғанлар бар. Немишкә дөләт улар үчүн төлиши керәк? Н.Назарбаев мошу мурәккәп вәзийәтни үзүл-кесил бир тәрәп қилишни тапшурди. Бу ишларни рәткә кәлтүрүш вақит әнчисидә болуп, пәйдин-пәй әмәлгә ашурилидиғанлиғи жәзмән.

    Алаһидә мәмнунлуқ билән ейтидиған нәрсә, 2018-жилниң 1-қәһританидин (январидин) 31-қәһританиғичә (январиғичә) Қазақстан Жумһурийити өз тарихида дәсләпки қетим Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң Бехәтәрлик Кеңишидә рәислик қилиду. Әнди Қазақстанниң қәһритан ейиға бәлгүләнгән программиси болса Бехәтәрлик Кеңиши әзалириниң мәжлисидә рәсмий тәстиқләнди.

    Умумән, Қазақстанниң БМТ Бехәтәрлик Кеңишигә рәислик қилишиниң дәсләпки иш күни үнүмлүк өтти. Қазақстанниң һәм Президент Нурсултан Назарбаевниң жуқури хәлиқ ара абройға егә екәнлигини йәнә бир қетим тәстиқлиди.

                                                             Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…