Дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң «Келәчәккә нишан:мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида «Туған жер» программисини оттуриға қойиду. Униңдики асасий мәхсәт – қазақстанлиқларни вәтәнпәрвәрликкә, туғулған йериниң бар байлиғини баһалашқа тәрбийиләш. Шуни нәзәрдә тутқан һалда, Дардамту оттура мәктивиниң мудири Ваһитҗан Усмановниң уюштуруши билән мәзкүр мәктәп оқуғучилири вә педагог уюштурғучи Абай Оңласынов, география пәниниң муәллими Бағлан Абижанов һәм төвәндики қурларниң муәллипи бирликтә кона заманлардин қалған Кәтмән идирлиридики петроглифлар, Дардамту йезисидин 5 чақирим жирақлиқта орунлашқан «Ялғуз өрүк» чоққисиға бир күнлүк сәяһәткә чиқтуқ. Ушбу сәяһәттә егиз ғар ташларға селинған кона сүрәтләрни, йәни тамғилиқ ташларни көз билән көрүп, бөләкчә тәсират алдуқ.
Президентимизниң мақалисида алаһидә етиварға елинған қедимий, хәсийәтлик орунларниң қатариға киридиған ғар таштики сүрәтләр арқилиқ өлкимизниң өткән тарихини, турмуш тирикчилигини оқуп-үгиништә әһмийити зор екәнлиги талашсиз. Чатқаллар шәриқтин ғәрипкичә созулған болуп, у йәрдә учришидиған сүрәтләрдә көпинчә җан-җаниварларниң рәсимлири тәсвирләнгән, шу заманлардики адәмзатниң о олаш усули ипадиләнгән. Сүрәтләр ихчам ғар таш йүзигә җәнуп вә җәнубий-ғәрипкә қарап ташни оюш усули арқилиқ селинған. Бу ясалған нәқишләрниң сани 100гә йетиду. Сүрәтләрниң арисида адәмниң вә җан-җаниварларниң тәсвири сизилған болуп, көп тәсвирлик чоң композицияләр йоқ. Көпинчә тағ өшкисини олаш көрүнүшлири орун алған.
Жиртқуч җаниварларниң чөп билән озуқлинидиған һайванларға һуҗум ясиғини тәсвирләнгән сюжетларму учришиду. Петроглифларниң көпчилигидә буғилар, буқилар, ат мингән адәмләр, төгиләр, текиләр вә тағ өшкилири тәсвирләнгән. Бизниң болҗалишимизчә таштики сүрәтләр үч түрлүк усул билән селинған. Уларниң биринчиси – үшкүр қурал билән уруп, иккинчиси – ташни оюп сизип, үчинчиси – жуқуридики икки усулини қатар қоллиниш арқилиқ көрситилгән. Һазирқи вақитта бәлгүлүк бир петроглифниң пәйда болған вақтини ениқлаш мүмкинчилиги йоқ. Амма, тарихчиларниң мәлуматлириға нәзәр салсақ, у чағда бизниң жил санишимиз билән тәхминән 2-3 миң жил бурунқи бронза, сақ дәвирлириниң ташқа оюп салған сүрәтлири дегән тәхмин бар. Сизилған рәсимләр мошу өлкиниң шу дәвирдики хәлиқниң турмуш-тирикчилигидин хәвәр бериду.
Мәзкүр сәяһәт давамида 40 оқуғучи тамғилиқ ташларни зиярәт қилип, рәсимгә чүширип, ташлар тоғрилиқ чүшинигини кәңәйтти. Сәяһәт давамидики көргән рәсимләрни язма мәлуматлар билән селиштуруп, сизилиш алаһидилигини нәзәргә елип, Кәтмән идир-қирлириниң қойнида хәлқимизниң бронза, сақ, һун, түркий дәвирләрдин илгәрки тарихи билән тирикчилиги, һаят нәпәси, урпи-адитидин дерәк беридиған тамғилиқ ташларниң қедимий екәнлигигә көз йәткүздуқ.
«Ялғуз өрүк» чоққисидики тәсвирләрни –мошу тәвәни маканлиған хәлиқниң турмуш-дәстүринила әмәс, тәсвирий сәнъәтниң риваҗланғанлиғини ечип көрситидиған роһаний-материаллиқ қәдрийәтләрниң қатариға ятқузушқа асас бар. Сүрәтләр асасән суниң, шамалниң, һава һараритиниң эрозиялиқ һалитигә чидамлиқ ушшақ кристаллиқ ташларниң пақирақ тәкши бетигә сизип селинған. Язма мәлуматларға асаслансақ, тәсвирләрдин иптидаий адәмләрниң төгини жүк тошуш үчүн пайдиланғанлиғини, о олаш усули арқилиқ озуқ тапқанлиғини байқаймиз.
«Ялғуз өрүк» чоққисиға икки чақирим йәтмәй, күн чиқиш тәрәптә «Һасан» дәп аталған өңкүр җайлашқан. Өңкүрниң узунлуғи тәхминән 10 метр. Бу өңкүрниң нами, чоңларниң ейтишичә, ривайәтләр қилинишичә қойчиниң исми билән бағлиқ дегән чүшиник бар. Мәзкүр өңкүр тоғрилиқ башқа толуқ мәлумат йоқ. Бир қизиғи, өңкүрниң ичи истин қарийип кәткән. Мүмкин адәмләр мошу өңкүрни паналиған болуши дегән тәхминләр бар.
Бир күнлүк пиядә сәяһәт оқуғучилар үчүнму һәм биз үчүнму интайин қизиқарлиқ болди. Һәмминиң көңлидин чиқти, әстин чиқмас бир күнгә айланди. Биринчидин, таза һавада тенимизни чиниқтурсақ, иккинчидин, туғулған йеримизниң тарихий җайлириниң бири болған тилсим тамғилиқ ташларни көз билән көрүп қайттуқ.
Хуласиләп кәлгәндә, Кәтмән идирлиқлиридики сай-сайларда тарихий-археологиялик вә илмий-кәшпиятлиқ, экологиялиқ туризмни бәна қилишқа йол ечишимиз керәклигини уқтуқ.
Бәхитҗан КЕБИРОВ,
мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари
-
«Азаматтарға арналған үкімет» мемлекеттік корпорациясы» КЕ АҚ Алматы облысы бойынша филиалының директоры Бекжунусов Ермек Құралбекұлымен сұхбат
Алматы облысында мемлекеттік қызметтердің 71 пайызы электронды форматта көрсетілді Ағымд… -
Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі
Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө… -
Алматы облысында ауыл әкімдерінің алғашқы форумы өтті
Іс-шара «AMANAT» партиясының бастамасымен ұйымдастырылды. Форумға Алматы облысының әкімі М… -
Алматы облысы: «109» бірыңғай байланыс орталығы 12 мыңнан астам өтініш қабылдады
Коммуналдық қызметтерге қатысты өтінімдер мен шағымдарды енді «109» бірыңғай байланыс орта…
БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР
АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ
Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұрпақтың парызы. «Жеті атасын білмеген жетесіз» деп…