Басты бет Кәсіпкерлік ӨЗ КӘСИПИНИҢ МАҺИРИ

ӨЗ КӘСИПИНИҢ МАҺИРИ

0
1,819

Бүгүнки таңда мәйли шәһәр, мәйли йеза – қәйәрдила болмисун, сатрашханиға кирип-чиқидиған әр кишиләрни, балиларни, һәммидин бурун ханим-қизлар билән йеңи һаят башлаш үчүн турмуш қуруватқан яш қизларни байқаймиз. Улар сатрашханиға киргәндә тамамән башқа, һә чиққандизә гөзәл рәңгә бөлүнүп, сатрашларниң хизмитидин бәк рази болуп чиқидиғанлиғи.

Мана шундақ сатрашханиларниң бири Чонҗа йезисидики Кинтал Исламов намидики кочиниң бойида орунлашқан сатрашханидики маһир ханим-қизларниң тинимсиз әмгигигидин турғунлар бәк рази. Бу йәрдики сатраш ханимлар һәққидә яхши инкасларни аңлиғандин кейин, улар билән учришишни мәхсәт қилдим. Унчила йоған болмиған бу сатрашхана икки бөлмилик болуп, биридә әрләргә, иккинчисидә ханим-қизларға хизмәт көрситидекән. Әнди ханим-қизлар ханисида чач ясаштин бөләк, аялларниң аяқ-қоллиридики тирнақлирини тазилап бояйдиған (маникюр, педикюр) бөлүми бар екән. Бу ихчам сатрашханида хизмәт қиливатқан Ая Султанова, Маһирәм Турдахунова, Замира Юсупова вә Ақмарал Сарсенларниң чаққан вә сапалиқ һәрикәтлирини көрисиз. Мән сатрашханидики тили башқа, дини вә мәхсити бир инақ ишләватқан ханимларға чач яситишқа кәлгинимни ейттим.
Чечимни бир қур қарап көргәндин кейин мошу идаридә 30 жилллиқ стажға егә Җимиләм:
– Һәдә, чечиңиз хелила өсүп кетипту, бирақ әнсиримәң, биз һазирла қочақтәк қилип ясап қойимиз, – деди чақ-чақ арилаш күлүмсирәп. Қолиға қайча алған Җимиләмниң һәрикитини әйнәктин байқап олтардим. Шунчә чапсан һәрикәт қилсиму, әзалиримға һеч бир зәхмә йәткүзмәй, асанла ясап қойди. Бу вақит ичидә мән сатрашларниң маһирлиғини, бир-бири билән инақлиғини, келип-кетип барған херидарларниң разимәнлик билән ейтқан тәшәккүрлирини өз көзүм билән көрүп олтарғиним үчүн аңлиғанлиримниң раст екәнлигигә көзүмни убдан йәткүздим. Шундин етиварән бир нәччә қетим келип чач яситип жүрдим. Мана бүгүнму мени көргән қизлар иллиқ сөзлири билән қарши алди. Бу дөрән мән Җимиләмгә кәлгән мәхситимни ейттим вә сөһбәтлишип олтардуқ.
– Исмимни билисиз, фамилиям Дәраева. Дадамниң исми әслидә Мәрвахун, бирақ Мәрүп дәп атилип кәткән, – дәп өзини толуқ тонуштурди Җимиләм. Мән униңдин:
– Сиз Алмутидики Уйғур театриниң артисти Маһмут Дәраевниң туққини әмәссиз? – дәп қизиқип соридим.
– Дурус дәйсиз, һәдә, у яқ мениң бир туққан акам болиду, – деди мәғрурлинип.
– Андақта сизниң Анархан исимлиқ һәдиңиз билән хелидин бери һәм хошна, һәм чай ойнаймиз. Маһмутниму узун жиллардин бери яхши билимән. Сизниңму ғиңшип нахша ейтидиғиниңизниң сәвәви әнди чүшинишлик болди, – дәп күлүшүп кәттуқ.
Җимиләм 1955-жили 20-июль күни Чоң Ақсу йезисида әр-аял сәнъәткарлар Мәрвахун вә Баһарәм Дәраевларниң аилисидә туғулған екән.
– Дадам маһир сазәндә һәм нахшичи болса, апамму дутар челип нахшини бабиға кәлтүрүп ейтатти. Мән аилимиздики сәккиз пәрзәнтниң йәттинчиси екәнмән. Ата-анам охшаш сәнъәтни сөйүп өссәмму, әмәлиятта мошу чач ясаш кәспини таллавалдим. Чүнки инсанларниң көрки чачта екәнлиги мени бәкму қизиқтурди. Болупму, шу мәзгилләрдә Чонҗида бирдин-бир маһир сатраш, һели мәрһум Хасийәт һәдәм Велахунованиң һүниригә қизиқишим көп болди. Қизиқишимни байқиған у, маңа бу ишниң қир-сирини еринмәй үгитишкә башлиди, – дәп әскә алди өткән күнләрни Җимиләм.
Көп балилиқ аилидә өскән Җимиләм Чоң Ақсудики оттура мәктәпни тамамлиғини билән аилә әһвалиға бағлиқ алий оқуш орунлирида билим елиш пурситигә егә болалмайду. 1974-жили «Арзу» ансамбли «Хәлиқ талантлири» намлиқ конкурс уюштурғанда, ансамбльни башқуруватқан Азат Бурһанов Җимиләмни бирдин ансамбльға уссулчи қилип алиду. Амма икки жилдин кейин Җимиләм өзи сөйгән кәспи сатрашлиқни таллавалиду.
У Ташкәнт шәһиридә театр институтини тамамлап келип, Уйғур театрида ишләватқан Сәйдалим Амутов билән аилә қуруп бир оғул, икки қиз сөйүп, қатарға қошиду. Алмутида Җимиләм 12 жил мабайнида сатрашханида ишләп, маһир атилиду. Тәғдир тәқазиси билән Уйғур наһийәсигә қайтип келиду…
Сәйдалим билән Җимиләмниң пәрзәнтлири ата кәспини давамлаштуруп келиватиду. Алмутидики театр институтиниң актерлуқ факультетини тамамлиған чоң қизи Гүлназ Уйғур театрида йолдиши Дилшат Аманбаев билән биллә ишләп, икки пәрзәнтни өсүрүватса, ЖенПИниң хореография факультетини муваппәққийәтлик тамамлиған икки оғулниң аниси Дилназ яш талантлар билән иш елип бармақта. Оғли Расул «Ирадә» ансамблиниң маһир сазәндиси.
Муамилидә сипайә, көрүнүши адәмни җәлип қилидиған, ишиға садиқ, тирикчилигидә маһир аталған бу ханим-қизлар мошу сатрашханини ечип, иш билән тәминләватқан тиҗарәтчиләр Бақыт Жумабеков билән униң рәпиқиси Гүлвәрәмгә миннәтдарлиғини билдүриду.
– Һә, «Һәр кәсипниң өз гөзәллиги бар» демәкчи, өзи мунайим, кәспигә садиқ, херидарларға сипайә болған Җимиләмниң келәчәктә саламәтлиги мустәһкәм болуп, ишида йәниму зор һөрмәтләргә еришип,, көргән нәврилириниң қизиғини көрүш несип болғай, – дегән тиләкни ейтимиз.
Шеринбүви ҖӘЛИЛОВА
ЧОНҖА

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚАМ КӨҢІЛДЕРГЕ КӨЛЕҢКЕ ТҮСІРМЕГЕН

Төрт мүшесі сау болса да кейде пенделер өмірдің ұсақ-түйек кедергілеріне тосқауыл қоя алма…