Бүгүнки күндә Қазақстанниң адил вә илғар дөләт сүпитидә шәкиллинишидә дөләт башқуруш системисини заман тәливигә маслаштуруш, хизмәт сүпитини ашуруш вә һәрбир дөләт хадиминиң җавапкәрлигини күчәйтиш муһим әһмийәткә егә. Чүнки дөләтниң һәр қандақ ислаһати, әң алди билән, уни әмәлгә ашуридиған кадрларниң кәспийлиги, билими вә вәтәнпәрвәрлик роһиға бағлиқ.
Дөләт хадими болуш дегәнни қандақ чүшинисиз? Бу хәлиқниң ишәнчисигә сазавәр болуш, Вәтән алдида чоң җавапкәрликни зиммәңгә елиш дегәнликтур. Йәни, дөләт хадимлиридин жуқури кәспий маһарәт, заманға лайиқ билим, адиллиқ вә ишиға болған садиқлиқ тәләп қилиниду.
Бүгүнки өзгиришләр дәвридә дөләт хизмити системисини йеңи басқучқа көтириш, униң иш усуллирини заманивий технологияләр билән уйғунлаштуруш муһим. Болупму рәқәмлик технологияләр вә сүнъий әқилниң имканийәтлирини дөләт башқуруш саһасиға кәң җарий қилиш арқилиқ иш үнүмини ашурушқа, гражданларға көрситилидиған хизмәт сүпитини яхшилашқа болиду. Бу йөнилиштә көзбоямчилиққа әмәс, бәлки әмәлий нәтиҗигә асасланған һәқиқий ислаһатларни әмәлгә ашуруш лазим.Бу җәриянда һәрбир дөләт хадими өз вәзиписигә җавапкәрлик билән қарап, хәлиқниң муң-муһтаҗини чүшинип, уларниң ишәнчисини ақлашни асасий вәзиписи дәп билиши керәк. Чүнки дөләт органлириниң паалийити гражданларниң күндилик турмушида өз әксини тепиши, һәрбир ислаһатниң нәтиҗиси аддий хәлиққә пайдилиқ болуши муһим.
Мениңчә, биз арман қилған Адәләтлик Қазақстан – адил мутәхәссисләр арқилиқ бәрпа болиду. Бу мәхсәткә йетиш үчүн пүткүл җәмийәт болуп бирлишип, заманниң синақлириға тәйяр турушимиз, стратегиялик ойлаш вә келәчәккә ишәнч билән қәдәм ташлишимиз керәк. Бепәрвалиқ вә беғәмлик һәр қандақ дөләтниң раваҗлинишиға тосалғу болиду. Шуңа һәрбиримиз өз саһамизда җавапкәрликни һис қилип, умумий мәхсәт йолида әстаидил әмгәк қилишимиз зөрүр дәп ойлаймән.
Хулләс, «адаләтлик идеяси» дөләт сәяситиниңла әмәс, бәлки һәрбир дөләт хадиминиң күндилик паалийитиниңму асасий өлчими болуши керәк. Хәлиқниң мәнпийити һәммидин үстүн турғанда, дөләткә болған ишәнчму күчийиду. Дөләт хадиминиң әмгиги егилигән «лавазими» билән әмәс, бәлки хәлиққә көрсәткән хизмити вә җәмийәткә қошқан төһписи билән өлчиниду. Ишинмәнки, кәспийлиги жуқури, вәтәнпәрвәр, адил вә җавапкәр дөләт хадимлириниң әмгиги арқилиқ көзлигән барлиқ мәхсәтлиримизгә чоқум йетимиз.
Сатирәм БӘХИТҖАНОВА,
Дардамту йеза округи һакими аппаратиниң баш мутәхәссиси
