Басты бет Әр қилы ТӘДБИРЧАН РӘҺБӘР

ТӘДБИРЧАН РӘҺБӘР

0
1,302

Мән Ташкәнт Хәлиқ егилиги институтиға тапшурған вақитта, йәни 1975-оқуш жили башланғанда, биздин бир курс жуқури оқуйдиған Ғоҗәмбәрди Җанбақиев «бийил Ташкәнттә он бәш уйғур балиси оқушқа тапшурупту. Шулар билән тонушуш мәрасимини өткүзсәк», дегән тәшәббуси билән бир чайханида баш қоштуқ.Улардин бизниң факультеттила Абдурсул Азнибақиев, Иврайим Тохтибақиев, Бәхитҗан Бәхтахунов, Малик Садиров, һели мәрһум Абдумүлүк Җанбақиев вә башқилар бар еди. Аз күнләрдин кейин биз худди қериндашлардәк болуп кәттуқ. Улар жуттики оттура мәктәптә мустәһкәм билим алғачқа, институттиму илғар талиплар қатаридин көрүнүшкә башлиди.


Шуларниң һәммиси бу жили атмиш яшқа толуватиду. Мошу атмиш яшлиқларниң әң «кәнҗиси» Бәхитҗан Бәхтахуновқа тохталмақчимән.
Бәхитжан 1974-жили Ғалҗат оттура мәктивини түгитип, алий билим дәргаһиға кирди.. Ана тилида билим алған Бәхитҗан қисқа вақиттила институт программисини мукәммәл өзләштүрүп, әлачилар қатаридин көрүнди. Җәмийәтлик ишларға паал қатнашти. Билидиғиним, у факультет бойичә студентлар арисида башланғуч кәспий иттипақ тәшкилатиниң рәиси болуп, муһтаҗ балиларға маддий ярдәм бериштә вә ятақхана елишта ғәмхорлуқ қилишни билгән еди. Мән бу жигитниң тутқан йолиға қарап, шу жиллардила уни гезитқа йезип, униң меһриван инсан екәнлигини көрситиш истиги пәйда болған еди.
Институтни муваппәқийәтлик түгәткән Бәхитҗан 1979-жили СССР Дөләт банкиниң Чонҗидики бөлүмчисигә ишқа орунлашти. Арилиқта Кеңәш Армияси қатарида хизмәт қилипму үлгәрди. У иш- паалийитини кредит бөлүминиң хадимидин, бөлүм башлиғиғичә болған басқучни бесип өтти. Мәлумки, өткән әсирниң сәксининчи жиллири, шу вақиттики СССР мәзгилидә, озуқ-түлүк программиси қобул қилинип, йеза егилигини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүнгән еди. Егиликләрдә терилғу мәйданлирини кәңәйтиш, мал бешини өсүрүш, униң үчүн һаҗәтлик мал озуғиниң мустәһкәм базисини бәрпа қилиш, мал қоралири билән бодаш комплекслирини селиш, йезиларниң иҗтимаий-мәдәний қияпитини яхшилаш мәхситидә; мәктәп, балилар бағчилири, ағриқхана, турушлуқ өй қатарлиқ объектларни селиш вәзиписи туратти. Униң үчүн, колхоз-совхозларни малийәләштүрүшниң йеңи шәкиллирини җарий қилмиса, қелиплашқан малийәләштүрүш системисида чоң объектларни селиш мүмкин әмәс еди. Бу ишқа билимлик мутәхәссисләр һаҗәт еди. Мошуни әстә тутқан наһийә рәһбәрлиги Бәхитҗан Бәхтахуновни шу вақитта қайта қурулған наһийәлик агросанаәт бирләшмисигә (РАПО) баш малийә-ихтисатчиси хизмитигә йөткиди. У Дөләт Банки, егиликләрниң вә наһийәлик йеза егилигиниң мутәхәссислири билән вилайәтлик вә җумһурийәтлик Банк рәһбәрлириниң алдида лайиһәләрни һимайә қилишқа һаҗәтлик һөҗҗәтләрни интайин саватлиқ рәсмийләштүрүп, шу жиллири наһийәмиздә чоң қурулушларниң бәна болушиға мунасип һәссә қошти.
СССР парчилинип, дөлитимиз мустәқиллик алған жиллири банк системиси йеңиланди вә йеңичә ишләш тәләп қилинди. Шу вақитта, йәни 1992-1994-жиллири Бәхитҗан Бәхтахунов Чонҗа йезисидики бурунқи наһийәлик статистика башқармисиниң (һазирқи наһийәлик ички ишлар бөлүминиң имарити) имаритигә «Интеринвест» банк филиалини бәрпа қилишқа күч селип, униң һөддисидин толуқ чиқти. 1994-1995-жилллири «Әділетбанк»ниң наһийәлик шөбисини ечип, муваппәқийәтлик башқурди.
Һәммимизгә бәлгүлүк, бурунқи Кеңәш Иттипақи даирисидә Аманәт Кассиси (Сберкасса) алаһидә орунда туратти, лекин униң паалийити чәкләнгән, йәни, хәлиқниң шәхсий мәблиғини аманәткә қоюш униң асасий паалийити еди. Мана мошу идарә «Қазақстан Халық Банкі» болуп өзгәртилип, өз паалийәт даирисини кәңәйткән вақитта, йәни 1995-2000-жиллири, Бәхитҗан Бәхтахунов мошу идарини башқуруп, Уйғур наһийәлик шөбисини җумһурийәттики алдинқи қатарлиқ банклар қатариға көтәрди.
Елимиздә банк системиси қайта қурулуватқан пәйттә, Қазақстан почтисиниңму паалийитидә чоң өзгиришләр болди. Бурун почта десә, пәқәт гезит-журнал тарқитишла көз алдимизға келәтти. Әнди униң паалийитигиму банклар хизмити қошулди. Мана шуниңға билимлик вә тәҗрибилик мутәхәссисләр керәк болди. «Қазпочта» вилайәтлик башқармисиниң рәһбәрлиги мошу саһаға Бәхитҗан Бәхтахуновни лайиқ көрүп, «Казпочта» Уйғур наһийәлик бөлүмигә башлиқ қилип тайинлиди. Мәзкүр хизмәткә кәлгән Бәхитҗан жигирмә бәш жилға йеқин әмгәк етип, тәҗрибилик вә тәдбирчан рәһбәр аталди. У әстаидил киришкән иш-паалийитини түп асасидин өзгәртти десәк мубалиғә болмас. Бөлүм имарити заманивий үлгидә қайта җөндилип, херидарлар үчүн қолайлиқ болуп җиһазланди. Хәлиққә хизмәт көрситишниң йеңи түрлири җарий қилинди. Аһалиға несийә бериш ишлири қолға елинди. Наһийәниң аһалилиқ пунктлирида жигирмигә йеқин бөлүмчә қурулуп, уларда әмгәк һәққи, пенсия, иҗтимаий төләмләрни төләш ишлири жүргүзилиду. Ондин ошуқ аһалилиқ пунктларда заманивий үлгидики йеңи почта имарәтлири қәд көтәрди. Шундақла, Бәхитҗанниң қәрәллик нәширләргә муштир топлаш паалийитини әмәлгә ашуруш җәриянидики мәсъулийәтчанлиғини алаһидә атап өтүшкә әрзийду.
Бәхитҗан Бәхтахунов наһийә тәрәққиятиға чоң үлүш қошқан рәһбәрләрниң бири. Униң әмгиги һөкүмәт вә аһалә тәрипидин мунасип баһаланди. Бәхитҗан көплигән маддий вә мәнивий соғиларни елишқа сазавәр болған. Шундақла, бир нәччә рәт наһийәлик мәслиһәткә депутат болуп, наһийә аһалисиниң мәнпийитини көзләйдиған, яритилған қарарлар билән имтиязлардин толуқ пайдилинип, уларниң әмәлгә ашурулушиға инсанлиқ борчи билән назарәт қилип, паалийәтчанлиқ көрсәткән депутатлардин болуп һесаплиниду.


Бәхитҗан Бәхтахунов бәхитлик аилиниң мустәһкәм түврүги. Ейтмақчи, Бәхитҗанниң рәпиқиси Саһидәм Нурдунова Қазақстан Җумһурийити Малийә министрлиги ғәзничилик комитетиниң Уйғур наһийәлик бөлүминиң башлиғи болуп үнүмлик әмгәк қилип келиватиду. Заман тәрәққиятидин илһамланған Бәхитҗан билән Саһидәм пәрзәнтлирини дәвир тәливигә мувапиқ тәрбийиләп кәлмәктә.
Бүгүнки күнләрдә нишанлиниш һарписида турған 60 яшлиқ тәвәллуди билән Бәхитҗанни сәмимий тәбрикләп, аилисигә хатирҗәмлик, сөйүмлүк ишиға муваппәқийәтләр тиләймиз.
Адилҗан ҺӘМРАЕВ
КИЧИК ДЕХАН

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

УНИҢ ҺАЯТИ ӘМГӘК БИЛӘН ЖУҒИРИЛҒАН

Кеңәш дәвридики өтмүшни әскә алидиған болсақ, түрлүк иш қойнида әмгәк әткән инсанларниң қи…