Һарақ – пәқәт бир адәмниң саламәтлигигила әмәс, бәлки пүтүн аилиниң хатирҗәмлиги вә җәмийәтниң муқимлиғиға сәлбий тәсирини тәккүзүватқан илләтләрниң бири. Униң кесиридин нурғунлиған аилиләрниң течлиғи бузулуп, қанчиму инсан өз саламәтлигидин айрилмақта?! Шуңа алкагольлиқ ичимликкә қарши күрәш җәмийитимизниң әң муһим мәсилилириниң биригә айланди. Биз бу мәсилә билән узун жиллардин бери күришип келиватимиз. Нәтиҗисиму яман әмәс.
Әгәр өткән жиллар билән селиштурма һалда қарайдиған болсақ, һазир һарақ-шарапқа йеқин инсанларниң сани сезиләрлик азайған. Рәсмий мәлуматларға көз жүгәртсәк, елимиздә жилдин-жилға спиртлиқ ичимлик түрлирини истимал қилиш вә сетиш көрсәткүчи төвәнләватқанлиғиға гува болимиз. Бу өз новитидә җәмийәттики тәртип вә хатирҗәмликниң сақлинишиғиму иқбал қилмақта. Болупму, «Ішімдіксіз ауыл» лайиһәси қолға елинғандин бери, елимиздики көплигән йезиларда спиртлиқ ичимликләр сетилмайдиған болди. Мәсилән, бу лайиһә 2021-жили Жамбыл вилайитидә башлинип, бүгүнки күндә ушбу вилайәттики оттуздин ошуқ йезида һарақ сетилмайдикән. Умумән, дөлитимиздики алкоголь сетилмайдиған йезиларниң сани – 280гә йәткән. Мутәхәссисләрниң хәвәрлишичә, шуниңға яриша, җәмийитимиздики җинайәт садир қилиш көрсәткүчиму азаймақта екән.
Хош, Алмута вилайитиму бу әһмийәтлик лайиһидин чәттә қалмиди. Вилайитимиздики жигирмидин ошуқ йезида һарақ-шарап сетилмайду. Шу җүмлидин, наһийәмиздики Шошанай, Шуңқар, Кепебулақ вә Рахат йезилириниң турғунлири алкогольлиқ ичимликләрдин баш тартип, тәвәмиздики җәмийәтлик тәртипни мустәһкәмләшкә вә сағлам һаят тәрзини тәрғибат-тәшвиқат қилишқа зор үлүшини қошмақта. «Ішімдіксіз ауыл» лайиһәси аталмиш йезиларда басқуч-басқучи билән әмәлгә ашурулуп, яш әвлат тәрбийисидә роли чоң башланмиға айланди. Хуласиләп ейтқанда, бу изгү иштин башқа жутларму үлгә алса, нур үстигә нур болар еди демәкчимиз.
Сабирәм ӘНВӘРОВА
