ТАЗА ПӘЙШӘНБӘ

0
3

Наһийәмиздә «Таза Қазақстан» акцияси даирисидә көплигән изгү ишлар әмәлгә ашуруливатиду. Җәмийәтлик орунлар, кочилар, сай-өстәң, бағ вә тағбағри қатарлиқ мәнзирилик җайлар әхләт қалдуқлиридин тазилинип, тилсим тәбиәткә егә наһийәмиз техиму аватлаштурулмақта.

Һәптидин һәптигә улушиватқан шәнбиликләрни ейтмиғанда, пәйшәнбә күни наһийә миқиясида «Таза пәйшәнбә» экологиялик акцияси өтидиған болди. Бу күни тәбиәт җанкөйәрлири әтигәнлик саат йәттин башлап йәңни түрүп ишқа киришип,алаһидә акциягә һәрким чамисиниң йетишичә өз үлүшини қошмақта.

Наһийә һакими Бота Елеусизова тәбиәтни сақлап, әтрапимизни таза тутушниң һәрқайсимизға мунасивәтлик вәзипә екәнлигини тилға елип, бу ишта бепәрвалиқ тонутмайдиған турғунларға миннәтдарлиғини билдүрди. Аталмиш башланма җәмийәттә тазилиқ мәдәнийитини қелиплаштуруп, наһийә аһалисини бир мәхсәткә җәм қилди.

Бизни қоршиған муһитни қоғдаш, йезиларниң тазилиғини сақлаш вә турғунларниң экологиялик мәдәнийитини көтириш мәхситидә уюштурулған акциягә наһийәликһакимийәтниң хадимлири, бөлүм вә мәһкимә мутәхәссислириму паал қатнишиватиду. Атап ейтиш керәкки, «Белсенді ұзақ өмір сүру» мәркизиниң әзалири болған яшанғанларму ушбу изгү иштин чәттә қалмай, яшларға үлгә болди. Бир сөз билән ейтқанда, чоң-кичик демәй, һәммә бирликтә туғулған йеримизни аватлаштурушқа ат селишмақта.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

КОННОР ЖӘНЕ ҚОҚЫСТАР. КАРТАДА ЖОҚ «ЖЕРҰЙЫҚ»

Қырғауылды күні күліп ататын, айы толып туатын,тауы асқақ, тасы жұмсақ, тау етегіндегі боя…