Оқуш жилиниң ахирлишишиға санақлиқ күнләр қалған бүгүнкидәк пәйттә йәнә бир утуқ әнчимизгә тәгди. Қонаев шәһиридә өткүзүлгән вилайәтлик «Үздік ауыл мектебі 2026» конкурсида Долата оттура мәктиви мукапатлиқ ІІ орунға еришип, наһийәмизниң шәнини қоғдиди.
Һәр жили вилайәт һакиминиң қоллиши билән вилайәтлик билим башқармиси тәрипидин уюштурулуп туридиған мәзкүр конкурсниң тәливигә бенаән униңға вилайәттики һәрбир наһийәдин пәқәт әң илғар дегән бирла мәктәп қатнишалайду. Бу қетим наһийәлик билим бөлүми тәрипидин Долата оттура мәктивиниң таллап елиниши тәсадипийлиқ әмәс. Аталмиш билим юртиниң ахирқи үч жилда қолға кәлтүргән утуқлири көп. Болупму «Агромәктәп» лайиһиси заман нәпәсигә лайиқ тәрәққий етиватқан билим дәргаһиниң асасий алаһидилиги вә артуқчилиғидур.
Мәктәп һойлисиға теплица ясап, оқуғучиларни әмгәксөйгүчлүккә тәрбийиләватқан аддий йеза мәктивидики ахирқи йеңилиқлар көпчиликниң зор қизиқишини ойғитип, қизғин муһакимә мавзусиға айланди. Долата оттура мәктивиниң оқуғучилири Калифорниялик сазан қурутлар арқилиқ төрт түлүк малниң қиғидин ясилидиған «Alkhumus»намлиқ бренд ойлап тапти. Теплицида һәрхил йеза егилиги мәһсулатлиридин бөләк, аләмдики әң илдам өсүдиған баһалиқ дәрәқниң бири –павловния дәриғини өстүрүш ишлириниқолғаелип, өсүмлүкләрни суғиришта тамчилитип суғириш технологиясини қолланди.
– Һазирқи балилар йеңилиқни телефонниң ичидин издәшкә үгинип қалған. Амма йеңилиқ у– бизниң ичимиздә! Биз балиларға билим берипла қоймай, шу билимини һаятта тоғра пайдилинишни үгитишимиз керәк. Билим билән тәҗрибә учлашқандила, йеңилиқ пәйда болиду. Шуни етиварға алған һалда, мәктәп һойлисиға теплица ясаш тоғрилиқ тәклип билдүрдүм. Хуш болғиним, бу оюмни устазлар бирдин қоллап-қувәтлиди. Нийәт болса, бәрикәт бар демәкчи, теплицини ясашқа 1988-жили Долата оттура мәктивини тамамлиған учумкарлар маддий ярдәм көрсәтти. Мәктәпниң әрлири бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, бирдәмдила қурулушини пүтәрдуқ. Мана әнди “Аргомәктәп” – мәктивимиздики функционаллиқ саватлиқни қелиплаштуруш йөнилишидики тәҗрибилик ишниң дәлилигә айланди. Бу бүгүнки күндә пәқәт мәктәпичилик лайиһә әмәс, наһийә даирисидә қолға елинватқан чоң башланма. Биз мәзкүр лайиһиниң муәллипи сүпитидә йәттә мәктәпкә йетәкчилик қилимиз. Хәлиқара, җумһурийәтлик вә вилайәтлик семинар-практикумларда иш-тәҗрибимизни тарқитип келиватимиз,– деди мәктәп мудири Аршалим Дәвләтов.
Натиқ сөз арисида келәчәк режилири биләнму бөлүшти. Атап ейтсақ, алдимиздики үч-бәш жилниң ичидә мәктәп һойлисиға лимонарий (лимон яки шуниңға охшаш цитруслиқ мевиләрни пәрвиш қилишқа беғишланған теплица) селиш, биогумус ишләп чиқириш ишлирини риваҗландуруп, павловния дәриғини бизниң климат шараитиға маслаштуруш қатарлиқ әһмийәтлик ишлар реҗилиниветипту. Шу җүмлидин, мәктәп йениғақошумчә йүз орунлуқ заманивий йеңи мәктәп селиш үчүн һөҗҗәтлириниң ясилип, мәмликәт тәрәптин хираҗәт бөлүнүшини күтүватқанлиғини аңлап, техиму хуш болдуқ.
Долата мәктивидә бүгүнки таңда бари-йоқи 128 оқуғучи оқуйду. Җәми 46 муәллим ишләйду. Өзи кичик болсиму, алға қойған мәхсәт-ғайилири чоң билим ордисиниң наһийә, вилайәт, һәтта җумһурийәт даирисидә өзигә чүшлуқ абройи, даңқи бар десәк хаталашмаймиз. Оқуғучилар вә муәллимләрниң утуқлирини тизип йезип чиқсақ, барлиғини бу бир мақалимизға патқузуш мүмкин әмәс. Дегән билән, униң өткән жили җумһурийәлик 100 олимпиадилиқ мәктәпниң тизимиға киргәнлигини атап өтмисәк болмас.
Аршалим Дәвләтовниң Долата оттура мәктивини башқуруп келиватқиниға техи икки жил болди. Шундақ болсиму, у кәспигәҗандилибилән иштияқ бағлап, башқиларға үлгә боларлиқ дәриҗидә әмгәк әтмәктә.
– Бу утуқлар бир адәмниң яки бир күнлүк әмәгәкниң йемиши әмәс. Тәҗрибилик устазлиримиз, билимлик шагиртлиримиз вә бизни дайим қоллап-қувәтләйдиған шагиртлиримизниң бирләшкән әмгигиниң нәтиҗиси. «Әң илғар йеза мәктиви» конкурсида ІІ орунға еришкинимизгә кәлсәк, мән буни пәқәт Долата мәктивигила әмәс, наһийәмизгә берилгән мунасип баһа дәп қобул қилдим, – дәйду мудир.
Шундақ. Бу бизниң ортақ утуғимиз! Долата оттура мәктиви – өзигә жүкләнгән җавапкәрликниң һөддисидин чиқти. Шу мунасивәт билән, мәктәп коллективини тәбрикләп, алдиму техиму йүсәк чоққиларни беқиндурушиға тиләкдашлиқ билдүримиз!
Сабирәм ӘНВӘРОВА
