Басты бет Таза Қазақстан ТАҒДА ОЙҒАНҒАН ТАЛАНТ

ТАҒДА ОЙҒАНҒАН ТАЛАНТ

0
27

Бирлик күни һарписида Чарин дөләтлик миллий тәбиий паркиниң уюштуруши билән Чоң Ақсу тағлириниң етигидә «Туғулған өләмниң тәбиити» намлиқ рәсим сизиш конкурси өтти.Тәбиәтниң гөзәллиги билән уйғунлашқан бу чарә-тәдбир яш әвлатқа унтулмас тәсират қалдуруп, уларниң иҗадий иқтидарини ечишқа кәң имканийәт яратти.

Яш әвлатниң туғулған йәргә болған муһәббитини улғайтип, уларни вәтәнпәрвәрликкә вә тәбиәткә ғәмхорлуқ тонутушқа тәрбийиләш мәхситидә уюштурулған мусабиқигә Ғоҗахмәт Сәдвақасов намидики оттура мәктәпниң оқуғучилири паал қатнишип, өз маһарәтлирини намайиш қилди. Тәсвирий сәнъәткә болған қизиқиши жуқури оқуғучилар ой-хиялини, һис-туйғулирини рәңләр арқилиқ ипадиләшкә тиришти. Талантлиқ яш рәссамлар очуқ асман астида, ана жутиниң гөзәл тәбиитини маһирлиқ билән қәғәзгә чүшәрди. Көк билән бой талашқан тағлар, шилдирлап аққан булақ сулири, көкләмниң келиши билән җанланған зимин, рәңму-рәң гүлләргә толған дала мәнзирилири һәрбир рәсимдә өз әксини тапти.

Тәбиәт билән тилсим бағлиниш орнатқан оқуғучилар бу күни пәқәт рәсим сизипла қалмай, чоңқур роһий озуқ алди. Таза һава, тилсим тәбиәтниң  гөзәллиги уларниң илһамини ойғитип, иҗадийәткә болған қизиқишини техиму улғайтти. Бу хил паалийәтләр яшларни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш билән биллә, уларниң әтрап-муһитқа болған җавапкәрлигини ашуридиғанлиғи билән әһмийәтликтур.

Конкурс йәкүни бойичә әң яхши ишлар ениқлинип, қатнашқучилар маддий вә мәнивий соғилар билән тәғдирләнди. Бу күн конкурс қатнашқучилири үчүн мәнивий байлиққа толған, унтулмас бир күн сүпитидә әстә қалди.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Таза Қазақстан” бағдарламасы аясында Қалжат ауылдық округінде кезекті сенбілік ұйымдастыр…