Басты бет Әлеумет ИШ АХИРЛИШИШҚА АЗ ҚАЛДИ…

ИШ АХИРЛИШИШҚА АЗ ҚАЛДИ…

0
1,613

Хәлиқни таза ичимлик су билән тәминләш үчүн 2011-2020-жилларға беғишланған «Ақ бұлақ» программисиниң мәхсәт-миннәтлиридә – қолда бар мүмкинчиликләрни пайдилинип, Қазақстанниң барлиқ өлкилиридики су мәсилисини һәл қилиш, шундақла, йезилиқ тәвәләрдә су билән җабдуқлаш вә су бурашниң йәрлик системилирини (септик) селиш вә қайта йеңилаш лазим дәп көрситилгән. 


Шу асаста наһийәмиздә 2011-жилдин та бүгүнгичә новәт-новәт билән йеза-йезиларға таза ичимлик су киргүзүлүп келиватқанлиғи һәқиқәт. Йошуридиғини йоқ, көпчилик турғунларда «Немишкә су киргүзүшни бизниң йезидин башлимайду?» дегән пикирләр туғулиду. Буниңға, наһийәлик мутәхәссисләрниң берәр җавави ениқ. Йәни, су билән тәминләш әң алди билән таза су тапчил, сай-өстәң сүйини истимал қиливатқан йезилардин башлап әмәлгә ашмақта.
Ишниң нәтиҗисигә келидиған болсақ, бийил «Ақ бұлақ» программиси бойичә Қирғизсай, Ардолата вә Кепебулақ йезилирини таза ичимлик су билән тәминләш реҗигә елинған. Бүгүнки күндә мәзкүр йезилардики ишниң тамамлинишиға аз қалди. Шу мунасивәт билән йеқинда турғун өй коммуналлиқ егилиги йолувчи машиниси вә автомобиль йоллири бөлүминиң башчиси Талғат Сайдахметовниң йетәкчилигидики топ Кепебулақ йезисида болуп, ахирлишиш алдида турған ишниң жүргүзүлүш җәриянини өз көзи билән көрүп, лайиһә бойичә ишниң сүпитини тәкшүрүп қайтти. Кепебулақ йезисиниң коча-кочилириға су иншаәтлири киргүзүлүп, өй-өйләргә су трубилири тартилип пүтүпту. Йеқинда һойлисидин жираққа атлимай, таза ичимлик суни халиғиничә истмал қилидиған аһалиниң хошаллиғида чәк йоқ. Турғунлар мана шу күнни тақәтсизлик билән күтмәктә.
2017-жили вилайәтлик бюджеттин «Кепебулақ йезисиниң су билән тәминләш системисини реконструкцияләш вә селиш» лайиһәсигә 111, 834 миллион тәңгә бөлүнүп, «Мәмликәтлик сетип елиш тоғрилиқ» ҚҖ Қануниға мувапиқ җавапкәр болуп «Ақсу» АҖ тепилип 106,4 миллион тәңгигә шәртнамә ясалған. Техникилиқ назарәт қилғучи болуп «Зере Сервис» ҖЧЙ 529 миң тәңгигә, әнди лайиһә муәллипи «ГидротехниЖоба» ҖЧЙ 220,253 миң тәңгигә келишим шәрткә олтарған еди. Сәвир ейиниң он бәшинчи күни башланған қурулуш ишлири реҗигә мувапиқ 30-томуз күни ахирлишиду дәп келишилгән. Бүгүнки күндә иш 95 пайизға орунлинип, мизан ейиниң ахирида қурулуш нишани қобул қилинип, пайдилинишқа берилиду дәп күтүлмәктә. Кепебулақ йезисида 554 адәм – 93 истималчи бар.
Җүмлидин, Қирғизсай, Ардолата йезилириғиму қисқичә тохтилар болсақ, ушбу йезилардиму қурулуш ишлири көкләмдин башлап қолға елинип, ишни тамамлашқа 30-оғлаққичә (октябрьгичә) муддәт берилгән. Қирғизсай йезиси үчүн вилайәтлик бюджеттин 381,891 миллион тәңгә, Ардолата йезиси үчүн 188,784 миллион тәңгә бөлүнүп, Қирғизсай йезисиниң җавапкәри «Асыл-Тау» ҖЧЙ 354,314 миллион тәңгигә келишим шәрт түзүп, йерим жиллиқта 96, 176 миллион тәңгә көләмидә иш бәҗирилди. «Ақсу» АҖ Ардолата йезисиниң җавапкәри болуп тепилип 176,096 миллион тәңгигә, техникилик назарәт қилғучи «Зере Сервис» ЖЧЙ 890 миң тәңгигә, лайиһә муәллипи «ЖетісуГипрооСтрой» ҖЧЙ 371,803 миң тәңгигә келишим шәрт ясиған. Әнди Қирғизсай йезисиниң қурулуш ишлири үчүн техникилиқ назарәт қилғучи болуп «Зере Сервис» ҖЧЙ 1,7 миллион тәңгигә, лайиһә муәллипи «Геодезия Сервис» ҖЧЙ 752, 157 миң тәңгигә шәртнамигә олтарған. Җавапкәр мутәхәссисләрниң ейтишичә, Ардолата йезисиға су киргүзүш ишлири ойдикидәк әмәлгә ашмақта екән.
Әлвәттә, ишниң нәтиҗидарлиғи бөлүнгән хираҗәтниң көләмигила әмәс, җавапкәр шәхсләрниң мәсъулийәтчанлиғиғиму бағлинишлиқ. Мәйли Кепебулақ йезисида болсун яки Қирғизсай, Ардолата жутлирида болсун реҗиләнгән иш нәҗилик болиду дәп ишинимиз. Муһими хәлиқ мәнпийити. Шуңа, бәҗирилгән ишниң сапаси баһасиға мувапиқ кәлсила болғини. Дәрһәқиқәт, аддий хәлиқниң һөкүмәттин күтәриму шу…

Сабирәм Әнвәрова

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…