«Қазақстанимизниң мустәқиллик алғиниға 25 жил болди. Бу тарихта 25 секунд вақиттур. Биз бу аз вақит ичидә пүткүл дунияға тонулған Қазақстанни қурдуқ. Шүбһисизки, бүгүнки күндики тәрәққиятимиз дөләт рәһбиримизниң дана сәясити, йүздин ошуқ милләтниң упримас бирлигиниң йемишидур…».
Мәзкүр сөзләр-ниң муәллипи, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумовтур. У өзиниң Қизил Ғәйрәт йезисидин башлиған иш сәпири давамида бизниң наһийәгиму қәдәм тәшрип қилди.
Ш.Нурумов башлиған топта Талдиқорған шәһиридики “Достлуқ” өйи җәмийәтлик разимәнлик мәркизи рәисиниң орунбасари Жанат Садықов, Мәмликәтлик хизмәт ишлири вә парихорлуққа қарши күрәш агентлиғиниң Алмута вилайити бойичә департаменти башчисиниң биринчи орунбасари Данияр Сабирбаев вә җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовлар болди. Учришиш дәсләп Чонҗа йезилиқ мәдәнийәт өйидин башлинип, Ақтам, Кичик Дехан йезилирида давамлашти. Наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев жиғинни рәсмий түрдә ечип, сөз тизгинини Шаһимәрдан Үсәйин оғлиға бәрди. У жут билән аманлишип, һәммини өткән Астана күни мәйрими билән қизғин тәбриклиди вә өз сөзини иш-паалийити һәм йеқинда Президентимизниң хәлиққә йоллиған мақалисидин башлиди.
«Н.Ә.Назарбаевниң бу мақалисини башта һәммимиз мақалә дәп тонуштурдуқ, лекин әндиликтә һәммимизниң көзүмиз шуниңға ениқ йәттики, бу пәқәт мақалила әмәс, бәлки бу стратегиялиқ әмгәк һәм тарихий һөҗҗәт» дәп баһа бәрди Мәҗлис депутати. Заман тәливигә мувапиқ тәрәққий әткән әлләр билән деризиси тәң болған Қазақстанимизни мәнивий җәһәттин йеңилашниң вақти саати кәлди. Түркий хәлиқләр – қедимий хәлиқләр. Шуңа, биз урпи-адитимиз, мәдәнийитимизни сақлап, кәлгүси әвлатқа йәткүзүшимиз керәк. Дөләтниң, хәлиқниң әвлатқа қалдуридиған әң чоң мираси қойнидики мал-мүлки, байлиғила әмәс, бәлки тили, дини, мәдәнийти, әнъәниси, тарихидур. Дөләт рәһбиримиз мана аталмиш қәдрийәтләрни әмгигидә хәлиққә аддий тилда йезип чиқти. Мәҗлис депутати болса, өз сөзидә бу мақалиниң маһийитигә тәпсилий тохтилип, хәлиққә тәрғибат қилди.
Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси:«Мән хизмәт бабидә пүткүл Қазақстанни арилап чиқтим десәм артуқлуқ болмас. Мәйли Шәриқ болсун яки Ғәрип болсун, бир байқиғиним, Қазақстанда яшаватқан хәлиқләрдәк бәхитлик турғунлар йоқ. Чүнки қазақстанлиқлар әлниң келәчигигә ишиниду һәм бирлик билән алға илгириләйду. Вәтинимиз интайин бай. Йәрниң астидики байлиғимиз Д.Менделеев җәдвилидики 100 дин ошуқ элементлар десәк, йәрниң үстидики байлиғимиз инақлиқни туғ қип тиккән хәлиқләр достлуғидур… Шәхсән өзәм Уйғур авази гезитиға «Әң бәхитлик уйғурлар Қазақстанда яшайду» дәп мақалә язған едим. Бүгүн йәнә шуни қайтилап ейтқум келидуки, Қазақстанниң келәчиги мәңгүлүк болса, Қазақстандики уйғурларниң келәчиги, тили, тарихи, мәдәнийити, урпи-адити, мәңгүлүк болғуси дәп ишәшлик ейталаймән…» дегән инкасини йәткүзди. Демисиму, һеч бир әлдә йоқ вақитта, бизниң рәһбиримиз Н.Ә.Назарбаев Қазақстан хәлқи Ассамблеясини қурди. Хәлқи җәһәттин биринчи орунда турған Хитай елиниң өзидә әллик нәччә милләт яшайду, әнди бизниң Вәтинимиздә 100 ошуқ милләт һаят кәчүрмәктә. Шуңа бүгүнки хатирҗәмлигимиз, бәхтияр турмуш-тирикчилигимиздә, йүздин ошуқ милләтни бир аилиниң пәрзәнтлиридәк инақ қилған парасәтлик Президентимизниң әмгиги бебаһадур.
Сөз ара Шаһимәрдан Нурумов ЭКСПО һәққидә алаһидә тохтилип өтти вә өзиниң Җәнубий Корея, Малайзия қатарлиқ 2-3 павильонниң ечилиш лентисини қийиш һөрмитигә сазавәр болғанлиғини зор хошаллиқ илкидә атап ейтти. Шундақла, ЭКСПО көргәзмисиниң жуқури дәриҗидә өтүватқанлиғини мәғрурлиниш билән тилға алди.
«Депутат» дегән сөзниң тәрҗимиси «хәлиқ хаһиши» дегән мәнани билдүриду. Бу сөзниң асаси хәлиқ ишәнчиси, үмүтидин томур тартиду, мениңчә. Ш.Нурумов ейтмақчи болғинини ениқ һәм қисқа йәткүзүп, көпирәк вақтини хәлиқни тиңшашқа сәрип қилишни тоғра көрди. Һәм сөз тизгинин жиғилған җамәтчиликкә бәрди. Соаллар язмичә һәм еғизчә түрдә қоюлди. Чонҗа йезисиниң турғунлири йәр, газ, йол мәсилилирини йешип беришни мураҗиәт қилса, Ақтам йезисидин ақ яғлиқлиқ ана, күмүч сақаллиқ ақсақаллар мал яйлайдиған җай тоғрилиқ пикрини оттуриға селип, мәлигә йеңи клуб селинса дегән илтимасини изһар қилди. Кичик Дехан вә Чоң Дехан жутлириниң хәлқи Чоң Дехандики су мәсилисини қозғиди. Қоюлған соалларға Ш.Нурумов билән қатар Данияр Сабирбаев, Дәулетжан Деменбаев вә йезилиқ округ һакимлири ян-яқлиқ җавап бәрди. Муһакимигә селинған барлиқ мәсилиләрни Мәҗлис депутатти қолидин кәлгиничә һәл қилип беридиғанлиға хәлиқни ишәндүрди.
Һәммимизгә мәлумки, Шаһимәрдан Үсәйин оғли Нурумов бизниң наһийәмизниң Чоң Дехан мәлисидә туғулуп өскән әзимәт. Шундақ екән, хәлиқ жиғин мабайнида жутдиши, қериндиши билән сөһбәтләшкәндәк, көңлидики ой-пикрини очуп ейтти. Болупму, депутатниң туғулуп өскән йезисида өткән учришишта Ш.Нурумовни турғунлар қучақ йейип қарши елип, жутдишиға болған сеғинишини билдүрди. Ана жутини көрүп, жутдашлири билән дидарлишип, жүригидики һис-туйғусини йошуралмиған Шаһимәрдан Нурумов киндик қени тамған диярда Президентимизниң «Туған жер» программиси һәққидә чоңқур чүшиник бәрди.
Бир күнгә созулған иш-сәпәр әстин чиқмас әбәдийгә айланди. Депутат хәлиқни, хәлиқ депутатни тиңшиди. Әлвәттә, Парламентта жүргүзүливатқан ишларни бир саатта яки бир күндә ейтип түгитиш мүмкин әмәс, лекин Ш.Нурумов «Қандақла қанун чиқмисун яки бир өзгириш болсун дөләт һәр қачан хәлиқ мәнпийити үчүн хизмәт қилиду» дәп ейтти өз сөзиниң ахирида.
Жирақтин кәлгән меһманлар наһийәмиздики милләтләр достлуғи, болупму, қериндаш уйғур-қазақ достлуғидин толиму зоқланди. Әгәрки, бүгүнки бирлигимизниң қаймиғи бузулмисила наһийә болсун, мәмликәттә болсун йешими тепилмайдиған мәсилә йоқтур. Әң муһими инақлиғимизға көз тәгмисун, Вәтәндашлар!
Сабирәм
ӘНВӘРОВА