– Турмуштики зорлуқ-зомбилиқниң алдини елиш сәяситини қайта қаришимиз керәк. Аяллар билән балиларниң һоқуқлирини һимайә қилишни қанун даирисидә күчәйтиш лазим. Аиләвий қәдрийәтләрни тәрғип қилишқа алаһидә етивар бәргинимиз әвзәл. Шуни ейтип өтмәкчимизки, биз жәмийәттики, кочидики, һәтта һәр бир өйдики бехәтәрликни тәминлимисәк, тәрәққий әткән әлләниң қатариға киришимиз қийин болиду. пухралиримиз әркин жүридиған жәмийәт қурушимиз керәк, – дәп ейтқан Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев. …