Басты бет Саясат ТИҢ ЛАЙИҺИЛӘР БАШЛАМЧИСИ

ТИҢ ЛАЙИҺИЛӘР БАШЛАМЧИСИ

0
142

Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң һәжими вақит өткәнсири кәңәймәктә. Униңда мәхсәтләрму, вәзипиләрму толуқтурулуп келиватиду. Астана саммитиниң тәшкилатчанлиқ паалийити жанлинип, қошумчә вәзипиләр әксини тапмақта.

Қазақстан Президенти алға сүрүлгән барлиқ тәвсийә-пикирләр ШҺТқа әза дөләтләргә ортақ изгү мәхсәтләргә қол йәткүзүшкә төһпә қошушқа дегән хаһиш нийәттин пәйда болғанлиғини атап көрсәтти. Президент сөзини йәкүнлигәч, қоллиғанлири үчүн Тәшкилатқа әза дөләтләрниң рәһбәрлиригә миннәтдарлиғини изһар қилди. Шуниң билән биллә Хитай Хәлиқ Жумһурийитиниң рәиси СИ Цзиньпинни ШҺТқа әза дөләтләр рәһбәрлириниң кеңишигә рәис болуши билән сәмимий тәбриклиши саммит қатнашқучилириға алаһидә мәдәт-тәсират кәлтүрди.

Шундақ қилип, 16 дөләт билән хәлиқ ара тәшкилатларниң қатнишиши билән «ШҺТ плюс» саммити өтти. Мәзкүр баш қошушта сөз новитини алған Беларусь Президенти Александр Лукашенко, Иран Президентиниң вәзиписини атқурғучи Мухаммед Мохбер, ХХЖ рәиси Си Цзиньпин, Қирғизстан Президенти Садыр Жапаров, Пакстан Премьер-министри Шахбаз Шариф, Россия Президенти Владимир Путин, Тажикстан Президенти Эмомали Рахман, Өзбәкстан Президенти Шавкат Мирзиеев, Һиндстан Ташқи ишлар министри Субраманьям Джайшанкар, ШҺТ Баш кативи Чжан Мин, ШҺТ регионлуқ терроризмға қарши қурулуми Ижраий комитетиниң мудири Руслан Мирзаев регионлуқ вә хәлиқ ара күн тәркивидики мәсилиләр бойичә өз ой-пикирлири билән очуқ диалог қилишлиридин жиғилған дөләт рәһбәрлириниң бир нишанға көз тиккәнлигини, телевизордин көрүп-аңлап бәк хурсән болдум. Уларниң мәхсәт-муради жаһанға течлиқ, өз ара һәмкарлиқ, милләтләр ара достлуқни мустәһкәмләштин ибарәт болди.

Астана саммити буниңға қошумчә дуниявий базарниң турақлиғини тәминләш, адәмләрниң турмуш-тирикчилигини яхшилаш йолида бирлишип һәрикәт қилишқа чақириду. Шуниң билән биллә Астана саммитида ШҺТниң 2035-жилғичә болған тәрәққият стратегиясини тәйярлашқа мунасивәтлик қарари вә дөлитимиз рәһбириниң тәшәббуси билән тәшкилатниң 2030-жилғичә болған энергетикилиқ һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш стратегияси қобул қилинмақчи. Шундақла Қазақстан рәислик қилған пәйттә тәйярланған «Үч зулум күч билән» күришидиған 2025-2027-жилларға беғишланған һәмкарлиқ программиси билән 2024-2029-жилларға беғишланға наркотикқа қарши стратегияси тәшкилатқа әза әлләрниң дилидики мәхсәтлиригә йетип, қоллап-қувәтлиди.

Саммитта сөз алған һәм спикер Қазақстанниң ушбу интеграциялик тәшкилатни йеңилаш билән униң күн тәртивини шәкилләндүрүшкә мунасивәтлик алаһидә ролини атап өтти. Дөләт рәһбири Қ.Ж.Тоқаев йолдашлиқ мәмликәтләрниң барлиқ конструктив тәвсийәси Тәшкилатниң буниңдин кейинму сүръәтлик давам етишигә тиң илгириләш беридиғанлиғиға зор ишәнч билдүрүшидә ейтқан сөзлири маңа көп илһам берип, Қазақстан елимниң йүксилишидә аңлиқ сәвийәм билән қелиплишип, дияримниң гүллинишигә өз тәсиримни йәткүзүшкә вә әтрапимдики замандашлиримни адиллиққа, паклиққа дәвәт қилип, саммит тәсиратлиридин илһамлинишқа чақиримән. Бу саммит – тиң лайиһиләр башламчиси болуп, дуниявий бехәтәрлик билән турақлиқни тәминләшниң, елимизниң ташқи сәяситидики асасий бесимлиқниң бири екәнлигини, түркий хәлиқләрниң һәр қачан өмлүктә болуши һажәтлигини чоңқур һис қилдим.

                                                                               Молут ҺЕВИЗОВ,

                                                          Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Алматы облысы: ауылдық округ әкімдерінің жұмысына жаңа серпін беріледі

Алматы облысында ауылдық округтер әкімдерінің бірінші форумы өтті. Шара жергілікті билік ө…