Қазақстанниң сабиқ мудапиә министри Нурлан Ермекбаев ШҺТ Баш кативи болуп тайинланди. У өткән жилниң қәһритан ейида Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилати Баш кативиниң орунбасари лавазимиға тайинланған еди. Әнди у мәзкүр тәшкилатқа 2025-жилниң 1-қәһританидин 2027-жилниң 31-көнигигичә (декабрь) рәһбәрлик қилиду. Тегишлик қарар Астанада өткән ШҺТ саммитида қобул қилинди. 2022-жилниң 1-қәһританидин башлап ШҺТниң баш кативи хизмитини Хитай вәкили Чжан Мин атқарған еди.
Нурлан Ермекбаев 1963-жили Чимкәнттә дунияға кәлгән. Қазақ, Рус, Инглиз вә Хитай тиллирини йетүк өзләштүргән.
«Һазирқи заманниң түрлүк проблемилириға мунасивәтлик умумий мәвқәниң жарчиси сүпитидә «ШҺТ авази» хәлиқ ара аренида жараңлиқ аңлиниши керәк», — дәп Президент Қасым-Жомарт Тоқаев саммит қатнашқучилириға мошундақ ибарә билән муражиәт қилди. Дөләт рәһбири шундақла интеграциялик бирләшминиң хәлиқ ара мәйданидики ролиға алаһидә тохталди. Униң қәйт қилишичә, «Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилати өз абройи, ихтисадий вә адимий ресурслири билән турақлиқ тәрәққият мәхсәтлиригә қол йәткүзүп, заманивий синақ вә хейим-хәтәрләрни инавәткә елиш үчүн пайдилиқ қарарларни қобул қилалайду» дегән. 16 дөләт билән хәлиқ ара тәшкилатлар рәһбәрлири алдида Президент йәнә қандақ пикир ейтти? 4-чиллә күни ШҺТ ихтисадини риважландурушниң 2030-жилғичә болған стратегиясини әмәлгә ашуруш бойичә ениқ һәрикәт режиси қобул қилинди. «ШҺТ+» шәкли – «Шанхай онлуғиға» қошуп, назарәтчи вә йолдашлиқ мәмликәтләр һесаплинидиған Монголия, Әзәрбәйжан, Қатар, БӘӘ, Түркийә вә Түркмәнстан дөләтлири рәһбәрлириниң учришиши. Униңға хәлиқ ара тәшкилатларниң йетәкчилири, униң ичидә Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң (БМТ) баш кативлириму қатнашти.
Дәсләп ҚЖ Президенти Қ.Ж.Тоқаев Саммитқа қәдәм тәшрип қилған инавәтлик меһманларни «Тәуелсіздік» сарийида күтүвалди. Саммитта «Адил течлиқ вә разимәнлик йолидики дуниявий бирлик тоғрилиқ» шәртнамиси бойичә муназирә болди. Бу – Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң хәлиқ ара аренидики ролиниң күчәйгәнлигини көрсәтсә керәк. Қ.Ж.Тоқаевму өз нутқида регионлуқ вә дуниявий дәрижидики коллективлиқ күч-ғәйрәт арқилиқ течлиқни, турақлиқ билән бехәтәрликни мустәһкәмләш үчүн интайин зор жавапкәрлик жүклиниватқанлиғиға тохталди.
Тәшкилатқа әза дөләтләрниң территорияси арқилиқ 350 миң чақиримдин ошуқ төмүр йол өтиду. Демәк, дуниядики жүк тошушниң үчтин икки бөлүги мошу йолларға тәәллуқ дегән сөз. Шундақ екән, ШҺТ бошлуғи дуниявий содини тәрәққий әткүзүшкә беғишланған Чоң Евроазиялик бәлваққа айлиналайду, дегән сөз.
Билишимчә, Қазақстан Евроазиялик транспортсистемисиниң әң муһим қисимлириниң бири болуп һесаплиниду. Шундақла елимиз «Бир бәлвағ, бир йол» мегалайиһисини,Транскаспий транспорт йөнилишини вә «Шималий-Жәнубий» дәлизини өз ара қошуш, стратегиялик портлар билән логистикилиқ мәркәзләрниң йолдашлиқ йөнилишини қуруш мәсилисидә изгү тәшәббуслар көтириливатиду. Бу жил Қазақстанниң тәшәббуси билән, ШҺТ даирисидә «Экология жили» дәп елан қлинған еди. Ушбу мавзуни һазирқи дуния йүзилик иссиш контекстидиму айлинип өтүш мүмкин әмәс. Президент климатниң өзгиришигә қарши күрәш саһалиридики һәмкарлиқниң актуаллиғи ашқанлиғиниму ейтти.
– Йеқинда Қазақстан илгири-кейин болмиған су кәлкүнини бешидин өткүзди. Мутәхәссисләрниң пикричә, бу тәбиәт апитиниң көләми дуниявий иссиш жәрияни билән беваситә мунасивәтлик. Климатниң хейим-хәтәрлирини ялғуз көтириш мүмкин әмәс екәнлиги ениқ. Дуниявий бирләшмә ихтисатни декарбонизацияләш бойичә дадил қәдимини давамлаштурушқа тегишлик дәп һесаплаймән. Шанхай онлуғи даирисидә мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқму суслишип қалмаслиғи керәк, – деди Қ.Ж.Тоқаев. Дөләт рәһбири бир-биригә мундақ тәсир қилиш «хәлиқләр арисини йеқинлитишқа көрүк болуп, өзиниң тарихий ролини буниңдин кейинму атқуруверишкә тегиш вә шундақ болидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Елимиз ШҺТқа рәис сүпитидә Тәшкилатни һәмкарлиқниң буниңдинму пайдилиқ һәм көп тәрәплимилик механизмиға айландурушни көзләйдиған тиң тәвсийәләрни оттуриға қойди. Атап ейтқанда, биз ШҺТ кативати билән Баш катипниң ролини күчәйтишни қоллаймиз. Саммитниң хәлиқ мәнпийитини ойлап, келәчәктә һур һаят кәчүрүши үчүн ясиливатқан бирдин-бир пайдилиқ иш дәп билип, ясиған лайиһәсиниң мәзмунлуқ өтүшини үмүт қилимиз.
Худавәди МӘҢСҮРОВ,
пешқәдәм устаз