Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қ.Ж.Тоқаев «Мениң тапшуруғум билән өлкә башчилири аз болғанда икки айда бир рәт Ассамблея вәкиллири билән биллә этносарилиқ әһвалға мунасивәтлик мәжлисләрни өткүзүш һажәт», дәп тәкитлиди. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бирлик. Риважлиниш. Бәрпакарлиқ» намлиқ ХХХ111 сессиясидә һакимларға мошундақ тапшуруқ бәрди. Президентниң тәкитлишичә, мундақ ишта жуқарқи лавазимлиқ рәһбәр иш-чарини орунбасарлириға жүкләп қоюштин жирақ болушини, йәни өзи тоғридин-тоғра ишниң жүргүзүлишигә жавапкәр …