Қазақстан хәлқи Ассамблеяси – жумһурийитимиздики милләтләр ара мунасивәтни мустәһкәмләштә наһайити чоң әһмийәткә егә қурулум. 130дин ошуқ милләт вәкиллиридин тәркип тапқан Қазақстан хәлқиниң өз ара достлуғи билән инақлиғини сақлап, уни техиму мукәммәлләштүрүш, вәтәнпәрвәрлик билән бәрпакарлиқ роһини күчәйтип, дөлитимизниң сүръәтлик риважлинип, ронақ тепишиға әмәл қилиш униң паалийитиниң асаси дәп чүшинимиз. Бу қурулумға вәтән даирисидики кәнтләрдин әзалар сайлинип, һәр бир сессиясигә қатнишип, йеңилиқларни тәшвиқат қилип келиватиду.
ҚЖниң Президенти Қ.Ж.Тоқаев Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бирлик. Риважлиниш. Бәрпакарлиқ» намлиқ ХХХ111сессиясидә сөзлигән нутқида кәлкүн су билән күришишкә зор үлүш қошқан вәтәндаш пухраларға разимәнлигини билдүрди. «Хәлқимиз интайин еғир синаққа дуч кәлди. Қазақстан территориясиниң йеримини кәлкүн су бесивалди. Бизниң ажралмас бирлигимиз мошу күнләрдә рошән көрүнди» дәп өзиниң миннәтдарлиғини тәкитлиди.
Қутқарғучилар, пидаийлар, мәмликәтлик хизмәтчиләр, жәңчиләр, тәртип сақчилири, жәмийәт активистлири, бизнес вәкиллири вә яшлар – һәммиси биллә болди. Һәммигә тәәллуқ болған иштин һеч ким чәттә қанған әмәс. Мошу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, бизниң наһийә пухралириму пидакарлиқ һис-туйғулири билән су апитидин зәрдап чәккән қериндашларға меһирванлиқ туйғулири билән қол учини сунди, һамийлиқ қилди, гуманитарлиқ ярдәм көрсәтти. Шундақла, зәрдап чәккән қериндашларниң балилириға һажәтлик кийим-кечәк, оқуш қураллири, көңлини роһландуруш үчүн түрлүк буюмлардин ясалған оюнчуқ затлар билән тәминләшни унтиғини йоқ. Бу ишлар Ассамблеяниң зор тәшәббуси билән дөләт сәяситини тоғра тәшвиқ қилғанлиғиниң нәтижиси.
Шуни очуқ ейталаймән, Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә уйғур миллитидин бир нәччә иш биләрмән шәхсләр әза болуп кирип, елимизниң ички сәяситигә мунасивәтлик жәриянларни Ассамблея сессияләрдин билип, өз қандашлириға йәткүзүп, униң әһмийитидин мәлуматлар берип келиватиду. Бу қетимқи Ассамблеядә көтәргән барлиқ жәриянларни пухраларға униң маһийитидин чүшиник берип, хәлиқни бирликкә, инақлиққа чақирип, көтирилгән мәсилиләрни бир кишидәк әмәлгә ашуридиғанлиғиға ишәнчим камил. Чүнки, биз һоқуқи билән тәңлиги ярашқан дөләттә бәхтияр яшап келиватқан милләтләрдин. Демәк, Ассамблеяниң 2-бабида ипадиләнгән көрсәтмигә мунасивәтлик елимиздики мустәһкәмләнгән бирлик билән иттипақлиғи ярашқан дөлитимизниң ярқин мисали екәнлигидә шәк йоқ.
Худавәди МӘҢСҮРОВ