Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қ.Ж.Тоқаев «Мениң тапшуруғум билән өлкә башчилири аз болғанда икки айда бир рәт Ассамблея вәкиллири билән биллә этносарилиқ әһвалға мунасивәтлик мәжлисләрни өткүзүш һажәт», дәп тәкитлиди. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бирлик. Риважлиниш. Бәрпакарлиқ» намлиқ ХХХІІІ сессиясидә һакимларға мошундақ тапшуруқ бәрди. Президентниң тәкитлишичә, мундақ ишта жуқарқи лавазимлиқ рәһбәр иш-чарини орунбасарлириға жүкләп қоюштин жирақ болушини, йәни өзи тоғридин-тоғра ишниң жүргүзүлишигә жавапкәр болушини очуқ ейтқан. Бу интайин тоғра пикир. Әлвәттә, һәр қандақ вәзийәттә рәһбәрниң иш бешида өзиниң болғини әвзәл. У чағда иш мәзмунлуқ һәм сүпәтлик болуп, өз вақтида орунлиниду дегән сөз. Шундақ болса, «сән сала, мән сала, қазанға чөпни ким сала» тәмсилидин жирақ болиду дегән сөз. Раст, бүгүнки күндә бәзи лавазимлиқ шәхсләр ишни иккинчи биригә тапшуруп қоюп, у ишниң қандақ әмәлгә ешиватқинидин хәвәрсиз жүргәнләр йетәрлик. Шуңлашқа йә иш пүтмәйду, йә ишта сапа болмай, көпчиликниң ғәзивини қозғайду. Мәсилән, елимиздә йолларниң ясилишидики, имарәтләрниң селинишидики болуватқан камчилиқлар шуларниң ақиветидиндур. Мундақ һаләттә елимиз ихтисадий жәһәттин зәрдап чекиду, бекарға чиқим болиду дегән сөз. Мән бу тоғрисидики Президентниң пикрини қоллап-қувәтлоәймән.
Ассамблея вәкиллири арисида жиғилишниң тез-тез болуши күн санап өзгириватқан мәмликитимизниң қанунлири, ижтимаий-ихтисадий жәриянлири, адәм һоқуқи, қисқиси, елимиздики алаһидиликләрни өз вақтида пухраларға йәткүзүп туриду. Бүгүнки күндики «тормузлинип» қалған идеологиялик сәвийәмиз ойғинип, жәмийәтлик тәрәққиятниң шәкиллинишигә бәрпакарлиқ тонутиши болиду дәп ойлаймән. Һазирқи күндә мәзмунсиз вә әһмийәтсиз жиғинлар өтүлүп келиватқини һеч кимгә сир әмәс. Орунлуқ вә тәсирлик жиғилиш, әлвәттә, өзиниң ижабий тәсирини бериду. Шуниң үчүн жиғинниң мавзуси, әһмийити, көпчиликкә қанчилик һажәтлиги рошән ипадиләнгән болуши керәк. Шу чағда жиғин қатнашқучилири очуқ пикиргә, иш-чарә түзүшкә, утуқлуқ ишләшкә дегән интилиши болуп, қаймуқмай һәрикәт ясайду. Өзигә-өзи жавап берип, паалийитиниң мәзмунлуқ болушиға әһмийәт бериду. Бу йәрдә жутниң һакимлири, жамаәт, жәмийәтик тәшкилат рәһбәрлири вә башқиму шәхсләр һәр бир уюштурмақчи болған иш-чаригә ойлинип иш жүргүзиду демәкчимән.
Хулләс, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси мәмликәт билән биртуташ иш жүргүзгүчи болуп, Президентниң пәрманлирини, мәктүблирини, тәшәббуслирини вә муражиәтлирини пухраға тәрғибат қилип, изгүлүк ишларға жәлип қилиду, дәп ойлаймән.
Нурмәһәммәт АРИПОВ,
наһийәниң баш жигитбеши