Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәһбәрлиги билән Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бирлик, Бәрпакарлиқ. Риважландуруш» намлиқ ХХХ111 сессиясини өткүзгәнлигини билимиз. Мәмликәт рәһбири су кәлкүнидин зәрдап чәккәнләргә һәр тәрәптин ярдәм көрситилишини һәр бир қазақстанлиқниң әһмийәтлик вәзиписи екәнлигини қәйт қилди. У сөзидә һөкүмәт барлиқ иш-һәрикәтләрни ясаватқанлиғини, һажәтлик хиражәтниң бөлүнгәнлигини, чоң ширкәтләр билән тижарәтчиләр вәкиллириниң қол учини бериватқанлиғини тәкитлиди. Су апитидин вәйран болған имарәтләрни әксигә кәлтүрүш, зәрдап чәккән пухраларниң өз орунлириға қайтип келишини рәткә кәлтүрүш охшаш ишлар бүгүнки күндики әһмийәтлик вәзипә екәнлигини ейтти.
Президент бу тоғрилиқ «Хәлқимизниң бирлиги билән алий пухралиқ жавапкәрчилиги бүгүнки күндә рошән көрүнди. Бир қатар өлкиләр инфрақурулумни вә бузулған өйләрни қелипиға кәлтүрүшкә киришип кәтти. Бу ишқа чоң тижарәт вәкиллири қошулди. Жәмийәтлик активларму зор һәссә қошмақта. Елимиздики компанияләр, хусусий кәсипкәрләр түрлүк ярдәм фондлириға мол ғәзнә авдурди. Хиражәт һәр күни толуқланмақта, ярдәм фонди көпийиду дәп ишинимән. Кәсипкәрләргә зор тәшәккүримни билдүримән», деди.
Мәмликәт рәһбириниң ейтиши бойичә, «Жүрәктин-жүрәккә» дегән акция меңиватиду. Униң һарписида апәт зонилириға 1500 тоннадин ошуқ йемәк-ичмәк вә әң һажәтлик товарлар әвәтилди. Униң умумий хуни тәхминән 770 миллион тәңгигә йәткән. Бу су апити билән болған күрәшкә этномәдәнийәт бирләшмилириниң 12 миңға йеқин вәкили қатнашти. Улар хәйрихаһлиқ вә гуманитарлиқ ярдәм жиғишқа ярдәмләшти. Шундақла, жутни хәтәрдин хәвәрдар қилишқа вә хәтәрсиз йәргә көчиришкә күч селишти. «Буларниң һәммиси – өз ара меһирванлиқ вә бирликниң рошән көрүнүши», деди Қазақстан Президенти Қ.Ж.Тоқаев Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХХ111 сессиясидә сөзлигән сөзидә.
Йәнә бир нәрсә, жәмийәтлик «кесәлләрни» йилтизидин бәрбат қилимиз десәк, һәммимизгә ортақ ишқа бир кишидәк қатнишишимиз шәрт екәнлигини тәкитлиди Президент Қ.Ж.Тоқаев. Әл рәһбири Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалирини жәмийәтлик «кесәлләргә» қарши һәрикәт қилишқа чақирди. Демәк, нәшәхорлуқ, қимарвазлиқ, турмушлуқ зорлуқ-зомбилиқ, вандализм вә исрапчилиқ кәби ижтимаий кесәлләр билән күришиш әң әһмийәтлик ишлардур. Хаватирсиз өмүр сүрүш үчүн мошундақ хәтәрлик һадисиләрдин тамамән айрилишимиз керәк. Улар адәмләрниң роһини зәйип қилип, ижтимаий-ихтисадий паракәндиликкә апириду. Шундақла, ишлар ижавәт болса, әвлатниң келәчиги алаһидә пайдилиқ. Биз балилар билән яшларни баринчә қоғдап, тоғра тәрбийилишимиз керәк.
Миллитигә, диниға, ижтимаий шараитиға қаримастин, униңға барлиғимиз ат селишимиз лазим. «Улуқ йол – ихчам қәдәмдин башлиниду». Шуниңға охшаш парчә-пурат һәрикәтләр чоң өзгиришләргә йол ачиду әмәсму. Президент һәр адәмниң әқил-сәвийәси вә мүжәз-хулқи яхшиланса, туташ жәмийәт яхшилинидиғанлиғини һәм арзу-армини жуқури болса, әлниң роһиму бәләнт болудиғанлиғини чүшинивелиш қийин әмәс.
Униңға йетиш үчүн әлдә «Адил азамат» болуш наһайити әһмийәтлик екәнлиги ениқтур. Биз бу мәхсәтни әмәлгә ашуруш үчүн һәр биримиз ичимиздики сәлбий һис-туйғуларни йоқ қилип, пак дилимиз билән Президент вәсийәтлиригә әмәл қилғандила жәзмән йетимиз. Йетиш үчүн дәсләп өзимизни, аилимизни, әтраптики замандашлиримизни, кәсипдашлиримиз билән тонуш-билишлиримизни реаллиққа, йеңилиққа, бәрдашлиққа, достлуқ билән пикирдашлиққа дәвәт қилишимиз керәк. Мундақ ишларда жәмийәтлик тәшкилатларниң жавапкәрлиги жуқури болуп, һәр қандақ вәзийәттә жуқурида ейтилған муәммиләрдин нәтижә чиқирип, тоғра вә адил хизмәт әткәндила ишлиримиз ронақ тепип, Президентниң ишәнчини вә тапшурмисини орунлиған болумиз.
Кейинки жилларда Ассамблеяниң хизмити ейтарлиқ дәрижидә өз әксини тепиватқинини йошуруш мүмкин әмәс. У асасий әһмийәткә егә болуп, этномәдәнийәт бирләшмилириниң баш штабиға айланған. Ассамблея барлиқ дәрижидики мәһкимиләр билән түрлүк йөнилиштә йолдашлиқ орнитип, башқиларға үлгә болушқа тегишлик. Йәрлик ижраий органлар билән йәнә мәслиһәтләр билән иш жүргүзүш үчүн қолайлиқ усулларни қараштурушқа көңүл бөлгән әвзәлдур. Жәмләп кәлгәндә, Ассамблеяни ижтимаий бирлик билән вәтәнпәрвәрликни йүксәлдүридиған институт ретидә мустәһкәмләнмәктә.
Шундақла, ақсақаллар билән анилар кеңәшлири охшаш һажәтлик қурулумларни тәрәққий әткүзүш әвзәл. Министрликләр вә һакимлар уларниң хизмитини қоллаш керәк. Алаһидә грантларни бөлүп, мәмликәтлик ижтимаий тапшуруқларни бериши лазим. Мәркизий вә йәрлик органлар Ассамблеяниң яшларға, хусусән, пидаийларға мунасивәтлик режиләргә һәр тәрәплимә ярдәм көрситиши шәрт. Һазирқи мурәккәп дәвирдә әлниң бирлиги билән инақлиғини сақлаш – әң зөрүр вәзипә. Биз жәмийәткә «ириткә» салидиған һәр бир һәрикәткә қарши турушимиз керәк. Билимиз, ундақ әски пейилдики адәмләр жәмийәт ичигә «ириткә» селиш үчүн ижтимаий торларда түрлүк «бузақилиқ» йолларға баридиғанлиғи һәқиқәт. Бир сөз билән ейтқанда, улар ялған мәлумат таритиду.
Шуни очуқ ейталаймизки, тәбиий апәттин кәлгән һәр қандақ зәрдапни елимиз хәлқи бирлишип йеңип, қериндашлиримизға ғәмхор болуп, әтики болидиған парлақ күнгә биллә баридиғанлиқлири билән Президентимиз мәвқәлирини әмәлгә ашуриду вә ишәндүриду.
Абдуманап ИЛАХУНОВ,
Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати,
наһийәлик «Су құбыры» коммуналлиқ мәһкимисиниң башлиғи.