Елимиздә қайтидин карантин башлиниши мүмкин. Чүнки кесәлни жуқтурғанларниң сани күн санап өсмәктә. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң (ДССТ) әхбаратида, кейинки икки һәптә ичидә вирус жуқтуруш көрсәткүчи 30 пайиз өскән. Европа вә Америкида омикронниң «Би-Эй 4 вә 5» дегән түрлири тез тарашқа башлиған. ДССТниң баш мудири Тедрос Адханом Гебрейесус: «Тажисиман вирус йоқап кәтмиди. Әксичә, бәзи дөләтләрдә вирусниң тарилиши күчийиватиду. Һиндстанда вирусниң йеңи …