Басты бет Денсаулық ВӘЗИЙӘТКӘ ЕРӘҢСИЗЛИКТӘ ҚАРИМАЙЛИ!

ВӘЗИЙӘТКӘ ЕРӘҢСИЗЛИКТӘ ҚАРИМАЙЛИ!

0
778

Елимиздә қайтидин карантин башлиниши мүмкин. Чүнки кесәлни жуқтурғанларниң сани күн санап өсмәктә. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң (ДССТ) әхбаратида, кейинки икки һәптә ичидә вирус жуқтуруш көрсәткүчи 30 пайиз өскән. Европа вә Америкида омикронниң «Би-Эй 4 вә 5» дегән түрлири тез тарашқа башлиған. ДССТниң баш мудири Тедрос Адханом Гебрейесус: «Тажисиман вирус йоқап кәтмиди. Әксичә, бәзи дөләтләрдә вирусниң тарилиши күчийиватиду. Һиндстанда вирусниң йеңи түри ениқланди. Һазир әһвални назарәт қилип, тәтқиқ қиливатимиз» дәп вәзийәтниң кәскинлишиватқанлиғини әскәртти.

Мәлуматларға асаслансақ, ағриқ Нур-Султан вә Алмута шәһәрлиридә көпләп байқалмақта. Бу йәрдә ағриғанларниң 78-80 пайизи әмләткә алмиған яки ревакцинациядин өтмигәнләр. Мутәхәссисләр кесәлниң тәкрар күчийишини яз пәсли билән бағлаштурмақта. Аләмниң башқа дөләтлиригә охшаш, биздиму вирусниң «Омикрон» түри тараватиду.

Бизниң наһийәдә кейинки һәптидә төрт адәмдин вирус ениқланған. Атап ейтсақ; Ақтам йезисидин – 2, Чарин йезисидин – 1, Чонжа йезисидин – 1 әһвал тиркәлгән. Саламәтлик сақчилириниң 7-июль күни бәргән мәлуматиға асаслансақ, наһийәдә тажисиман вируслуқ инфекциягә қарши вакцининиң биринчи компанентини – 27585 (76,6 пайиз), иккинчи компанентини 25120 (69,8 пайиз) адәм апту. Шундақла ревакцинация курсидин 8409 адәм өтүпту. «Вирусниң алдини елишниң бирдин-бир йоли – вақтида әмләткә елиш», дәйду мутәхәссисләр.

Бүгүнки таңдики көрсәткүчләр шундақ. Хәтәрдин сақланмисақ, қайтидин карантиндики әһвалға көчүшимиз мүмкин. Бу кесәл һәққидә сөз қозғалғандин буян көпчилик арисида түрлүк әпқачти сөзләр болди. Қисмән адәмләр ағриқниң барлиғиға ишәнмәйду. Улар вирусни қолдин ясалған дегән пикиргә ишинип, әмләткә елиш бу яқта турсун, торбәтлиридин ойдурма хәвәрләрни таритип, хәлиқниң сәвийәсини оғулимақта. Болупму, ахирқи бир-икки һәптидә мундақ «фейк» хәвәрләр интайин көпийип кәтти. Мундақ түркүмдики әхбаратларни давамлаштурсақ, давами түгимәйду. Қазақстанлиқлар техичә «Балиларни әмләткиләш йезилардин башлиниду», «Әмләткә алмиған студентлар офлайн оқалмайду», «Ниқап, ПЦР-тест вә әмләткә бехәтәр әмәс», «Вакцина алған адәм икки жилдин кейин өлиду» дегәнгә охшаш ялған хәвәрләргә алданмақта. Кесәлгә қарши күрәшниң болуватқиниға бир аз жиллар болсиму, ағриқни аримизда йоққа чиқириватқанлар йетәрлик. Уларниң пикричә йәр йүзидики адәм санини азайтиш үчүн ойлап тепилған «кесәл емиш…».

Шуни мукәммәл билишимиз лазимки, ялған әхбарат таратқанлар қануний жазадин қечип қутулалмайду. Кесәл һәққидә бирәр әхбаратни бериштин авал чоңқур ойлинип, раст-ялғиниға көз йәткүзүши әвзәл.  Қисқиси, һәр қандақ вәзийәткә ерәңсизликтә болмайли кия қаримайли!

ХУДАВӘДИ МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АИТВ-ке қарсы антиретровирустық терапия оң нәтежиесін беріп жатыр

Алматы облысында АИТВ инфекциясын емдеу бойынша үлкен жетістіктерге қол жеткізілді. Бұл ту…