Басты бет Ақпарат ағыны ДАҒДУҒИЛИҚ НИШАНЛАНДИ

ДАҒДУҒИЛИҚ НИШАНЛАНДИ

0
11

    Ушбу жили октябрь ейиниң иккиси күни наһийәмизниң мәдәнийәт өйидә уйғур мәтбуатиниң сәркиси болған «Или вадиси» гезитиниң 90 жиллиқ сәнәси наһийәмиз турғунлиридин ташқири,  вилайәт өлкилиридин кәлгән меһманлар билән биллә дағдуғилиқ атап өтүлди. Бу сәнә наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси вә наһийәлик һакимийәтниң қоллап-қоллиши билән уюштурулған.  Бу күни әтигәнлик саат онлар чамисида мәдәнийәт өйи алдида мәйрәмлик кәйпиятта кәлгән адәмләр бир-бири билән иллиқ саламлишип, көкрәк урушуп, сәмимий көрүшүп, тәнтәниниң башлинишини тақәтсиз күтти.

Саат он бир. Һәммә мәдәнийәт өйиниң залиға жәм болушти. Аздин кейин залда мәйрәмлик сада аһаңи яңрап, ведиороликтин «Или вадисиниң» дәсләпки номерлири, шу мәзгилләрдики ишлигән мәһәррирләр билән редакция хадимлири, кейинки жилларда гезит намлири өзгирип, уларға йетәкчилик қилған инсанлар вә бүгүнки күндә хизмәт көрситиватқан тәһрират хадимлири чүширигән сүрәтләр тамашибинларға һавалә қилинди. Биз бу көрүнүшләрдин «Или вадисиниң» 90 жил ичидә Вәтән, хәлиқ вә уларниң ижтимаий-ихтисадий, мәдәнийәт һәм сәнъәт, колхозлаштуруш, репреция, Улуқ Вәтән уруши, униңдин кейинки течлиқ һаят вә тәрәққият хусусидики тәғдир аламәтлирини көз алдимизға кәлтүрдуқ. Андин риясәтчиләр бу дағдуғилиқ тәнтәниниң дәсләпки сөзини наһийәмизниң һакими Бота Елеусизова бәрди. Б.Елеусизова «Или вадиси» гезитиниң өмүр йолиға қисқичә тохталди. У нутқида:

– Бүгүн 90 жиллиғини нишанлап олтарған гезитимиз шу жилларда болған тәңсизликләр, қалақлиқлар, ачарчилиқ, вәйранчилиқ вә елимиз мустәқиллик алғандин кейинки тәрәққият хусусида тәңдашсиз материалларни йезип, бизгә тарих болуп йәткүзүди. Мошу тәрәққияттин илһам алған бүгүнки гезитимиз жумһурийәтлик мәртивидики гезитқа айлинип, елимизниң барлиқ жайлиридики оқурмәнлириниң сөйүмлүк гезитиған айланған. Мана мошундақ пәллигә йетиштә гезит муһәррири А.Аблизовниң әмгиги зор, – дәп ейтип, бүгүнки нишанлиниватқан мубарәк той билән барлиқ тәһрират хадимлирини вә қатнишип олтарған меһманларни қизғин тәбрикләп, «Или вадиси» гезитиниң Челәк тәвәсидики мухбири Иминжан Тохтияровни, Яркәнт тәвәсидики мухбири Бәхитжан Разиевни, Уйғур наһийәсидики мухбирлири Жуман Матай билән мошу қурларниң егисини наһийәниң «Алғыс хаты» билән тәбрикләп, сүрәткә чүшти.

Униңдин кейин сөзгә чиққанлар бу гезитниң тарихий әһмийитигә кәң тохтилип, өзлириниң иллиқ инкаслирини йоллиди. Тәбрик сөзгә чиққан  «Азия бүгүн» гезитиниң муһәррири Тельман Нурахунов барлиқ қатнишип олтарған нәшриятлар вәкиллири намидин өзиниң сәмимий тилигини билдүрди. Жәмийәтлик тәшкилатлар намидин Долқунтай Абдухъалил сөз елип, бу сәнә һөрмитигә бир миллион тәңгә соға қилса, Чоң Ақсулуқлар қиммәт баһалиқ компьютер вә фотоаппаратни редакциягә  тәғдим қилди. Қисқиси, һәр бир сөзгә чиққучи қуруқ кәлмигән.

Шаирларму чәттә қалғини йоқ. Бақыт Беделхан, «Райымбек» гезитиниң редактори Шыңғыс Турсунов, атақлиқ шаир Жәмшит Розахунов, Қазақстан Язғучилар Иттипақиниң йенидики уйғур бөлүминиң йетәкчиси шаирә һәм алимә Патигүл Мәхсәтова вә башқилар мубарәк тойни мәдһийиләп, шеирлар оқуди. Ахирида «Или вадиси» гезитиниң муһәррири А.Аблизов мошу тәнтәнигә қатнишип, хошаллиғини тәң бөлүшүп олтарған қатнашқучиларға өзиниң миннәтдарлиғини билдүрди. Ахирида тамашибинларға «Жазерке» билән «Арзу» нахша-уссул ансамбльлири өзлириниң жараңлиқ нахша-уссуллири билән көпчиликни хошаллиққа бөлиди.

Тәнтәниниң иккинчи қисми наһийәмиздики «888» номерлиқ ресторанда давамини тапти. У йәрму сәнәгә мунасивәтлик безәлгән болуп, меһманларни зор меһриванлиқ илкидә күтүвалди. Зияпәтлик дәстихан үстидиму тиләк-тәбрикләр ейтилип, маддий һәм мәнивий соғатлар берилди. Шуни алаһидә тәкитләшкә әрзийдуки, «Или вадиси» тәһрирати жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға өзлириниң хатирилик соғилирини бәрди. Арилиқта хәлиқ талантлири орунлиған нахша-сазлар олтиришни жанландуруп турди. Жәмләп кәлгәндә, барлиқ қатнашқучилар өз ара хатирә болуш үчүн рәсимләргә чүшишти.

Бу бәзмигә Ташкәнт, Алмута шәһири билән әтрапидики кәнтләрниң мәдәнийәт мәркәзлири вә тижарәтчилири, Яркәнт шәһири, Райимбек, Әмгәкчиқазақ наһийәлири вә наһийәмизниң түрлүк саһа вәкиллири билән мәдәнийәт мәркәзлириниң әзалири қатнашти. Бу 90 жиллиқ тәнтәнә барчимизда әстә қаларлиқ дәрижидә өтти.

                                                                    Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Пресс-релиз: Ақын Үмбетәлі Кәрібаевтың туғанына 135 жыл

Өтетін күні: 2024 жылғы 11қазан Өткізу уақыты: 10.00 Өтетін орны: Жамбыл ауданы,Үмбетәлі а…