Басты бет Әлеумет НАҺИЙӘ ӘЙНИГИ БОЛУП КЕЛИВАТИДУ

НАҺИЙӘ ӘЙНИГИ БОЛУП КЕЛИВАТИДУ

0
185

Һәр жили 28-июнь – алақә вә әхбарат хадимлириниң күни дәп нишанлинип келиду. Шундақ, жил айлинип баһар мәвсүмини сеғиндуруп келидиған жил қушлиридәк БАҚ хадимлириниң, йәни телерадио билән гезит хадимлириниң кәспий мәйрими кәлди. «Жирақ йәрләрдин тез хәвәр йоллиған», дәп шаирлар товлиғандәк, бу мутәхәссислик шу хислити билән әһмийәтлик.

Гезит һазир бирлири «тоталитарлиқ түзүм» дәп атап жүргән Кеңәш Иттипақи жиллири һәқиқий мәнада «пәқәт коллективлиқ тәшвиқатчила әмәс, бәлки коллективлиқ тәшкилатчи» ролини атқуруп кәлмәктә. У әмгәк коллективлири билән әмгәк адәмлирини адил әмгәккә дәвәт қилип, уларни мәнивий рәғбәтләндүргүчи  күчи болмақта. Һәр һәптидә гезитниң биринчи бетидә наһийә егиликлириниң мәвсүмлүк ишлири: төл елиш, мал озуғини тәйярлаш, ашлиқ жиғиштуруш охшаш ишларниң кетип бериши хусусида мәлуматлар берилип келиду. Бу жәриян егилик рәһбәрлиринила әмәс, бәлки аддий дехан-чарвичи, механизаторларниму үлгилик ишләшкә дәвәт қилмақта.

Гезитта бир-бирини мәдһийиләшла әмәс, бәлки орун еливатқан камчилиқлар, йешимини тепиш тәләп қилинидиған проблемилар тоғрисида йезилип, оқурмәнләрниң көңлидики пикирлиридин чиқмақта. Һазир анчила аммибаплиққа егә әмәс «фельетон» жанриму бу күнләрдә дәвиргә маслашқан һалда қәләмдашлар тәрипидин йезилип, вақиәликләрниң әпти-бәширисини ечип көрситип, өз вақтида гезиттин турақлиқ орун алмақта.

Демәк, гезит наһийә тәрәққиятиға зор үлүш қошуп кәлди вә алдинқи вақиттиму шундақ болиду десәм артуқ болмас дәп ойлаймән.

Һазирму гезит заман тәливигә яриша өзигә қойиливатқан тәләпләрниң һөддисидин чиқип келиватиду. Оқурмәнләрниң кейинки вақитларда Баян Мамырбаева, Анар Дүйсенбай қизи, Ақжол Нурдәвләт оғли вә мошу қурларниң муәллипиниң  әхлақ, милләтләр ара достлуқ, әнъәнә вә дәстүрләргә йезилған мақалилирини қизиқиш билән оқуп келиватқанлиғини, гезитханларниң уларға болған тәшәккүрини аңлап жүримиз. Көпчиликниң һәр һәптидә гезитимизни тәшналиқ билән күтүшигә қарап, демәк, оқурмәнләрниң көңлидин чиқип келиватимиз дәп ойлаймән.

Ахирида ейтарим, бизниң мәйрәм, силәрниңму хошаллиғиңлар. Шуңлашқа миңлиған оқурмәнлиримизни, ойи учқур жәмийәтлик мухбирлиримиз билән журналист кәсипдашлиримизни йетип кәлгән кәспий сәнә билән мубарәкләп, барлиғиңларға сағлам саламәтлик, аиләңларға хатиржәмлик вә бәрикәт тиләймиз. Шундақла илһамиңлар жошқунлап, дилларни тәвритидиған материалларни язиду дәп үмүт қилимиз.

                                                                              Худавәди МӘҢСҮРОВ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ШТАБ МҮШЕЛЕРІ ҰСТАЗДАРМЕН ЖҮЗДЕСТІ

Халықтық штаб мүшелері Тасқарасу  орта мектепте болып, мекеменің ұжымымен кездесті. Бұл ба…