Басты бет ҰЛЫ ОТАН СОҒЫСЫНДАҒЫ ЖЕҢІС УЛУҚ ҒАЛИБИЙӘТ ҺАРПИСИДА

УЛУҚ ҒАЛИБИЙӘТ ҺАРПИСИДА

0
99

Улуқ Вәтән урушиниң башланғиниға 79 жил толиду. Яз пәслиниң хатиржәм шу күни миңлиған, миллионлиған Кеңәш хәлқи туюқсиз аңланған дәһшәтлик зәмбирәк авазидин чөчүп оханған еди… Уруш әкәлгән интайин еғир қайғу-һәсрәт уларниң қәлбидә һеч қачан унтулмайду. Лекин уруш Гитлер фашизми ойлиғандәк болмиди, һә, у узаққа созулди вә дәһшәтлик болди. Жигирмә миллиондин ошуқ Кеңәш адиминиң һаятини елип кәтти. Әгәрдә шуларниң һәр бириниң ярқин хатирисигә бир минутлуқ сүкүт билән һөрмәт билдүридиған болсақ, у 50 жилға йеқин созулидекән.

Уруштин кейин миллионлиған накалар, тул аяллар, житим балилар қалди. Елимиздә туққанлиридин вә йеқинлиридин айрилип, жүрәклири зедә болмиған бирму аилә йоқ десәк хаталашмаймиз.

Улуқ Вәтән уруши башланған дәсләпки күнләрдинла наһийәмизниң хәлқиму өзлириниң ВӘТӘНГӘ БОЛҒАН САДАҚӘТЛИГИНИ намайән қилди. Мәзкүр жуттинму қиран жигитләр фронтқа кәйни-кәйнидин атланди. Архив материаллириға таянсақ, наһийә бойичә бу урушқа 4460тин ошуқ адәм қатнашқан екән. Лекин көплигән жутдашлиримизға тәғдирниң язмиши башқичә болди, йәни 1780дин ошуқ Уйғур наһийәлик жәңчи Вәтинимиз азатлиғи, хәлқимизниң хатиржәмлик һаяти, бәхит-саадити үчүн әзиз жанлирини қурван қилди. Бүгүнки күндә наһийә аһалиси шиддәтлик жәңләрдә жасурлуқниң, қәһриманлиқниң әжайип үлгисини көрсәткән ата-бовилиримизниң қәһриманлиқлири билән орунлуқ пәхирлиниду.

Шу дәһшәтлик жилларда жәң мәйданида, арқа сәптә болуп, Вәтән азатлиғи, хәлиқ әркинлиги үчүн қурван болғанларниң яки жапа чәккәнләрниң бәдилигә бүгүнки әвлат өсүп-яшнап, шу әждатларниң роһиға тазим қилип кәлмәктә.

Бүгүнки таңда Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин бу ян, өзиниң муқәддәс чегарисини бәлгүләп, уни һимайә қилиш үчүн Қазақстан Қураллиқ һәрбий күчлирини 1992-жили бәрпа қилип, әмәлиятта көрситип кәлмәктә. Бәхитлик дияримизда бизниң һәрбий қуралллиқ күчлиримиз дөләт чегарисини муһапизәт қилиш биләнла чәкләнмәй, Әл рәһбириниң ярқин сәясити арқисида дунияда течлиқни мустәһкәмләш, мәмликәтләр ара пикирдашлиқ мунасивәтни күчәйтиш, хәлқимизниң әркинлик һаятта болуш вә башқиму инсанға мунасивәтлик болған ижабий әнъәниләрни риважландуруш үчүн хизмәт қилмақта. Һәммигә бәлгүлүк,  7-май – Қазақстан Қураллиқ һәрбий күчлириниң мәйрими күни дәп Президентимиз алаһидә пәрман билән жакалиған.

Қиммәтлик Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири, мошу дағдуғилиқ мәйрәмниң өтүлүш һарписида турған 9-май – Ғалибийәт күни вә Қазақстан Һәрбий Қураллиқ күчлири мәйрәмлири билән гезит тәһрирати намидин сәмимий тәбрикләймиз. Бу мәйрәмләр даирисидә милләтләр ара разимәнлик, һисдашлиқ, Вәтәнгә болған муһәббәт туйғуси улғийип, мустәқил Қазақстан хәлқи бәхит-саадәт йолида яшнап, яшавәрсун!

                                                                  Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

Бөлісу:

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…