ШУ БИР КҮНЛӘРДӘ

0
92

Өкүзләрниң тумшуғиға уруп, кәйнигә чекиндүрүп чүшүп келиватқан Матвейниң:

– Вай, Федор, балиға қара! Һарву бесип кәтти, – дегән авази «Тохтибақи» участкисини зил-зилгә кәлтүрди. Биридин кейин бири иштиришип келиватқан қариғай басқан өкүз һарвулар кәйни-кәйнидин ғуюлдап төвән қарап чүшүп кәтти. Муса топиға милинип йол оттурисида дүм ятатти. Һарву чақлириниң оттурисида қалған бала қорқуп кәткән еди. Униң жараһәтләнгән жайи йоқ. Пәқәт биринчи өкүзгә күчи йәтмәй, кәйнигә иштәргәндә өкүз оң путини чәйләп жиқитивәткән. Федор уни турғузуп, кийимлирини қақти.

Бу вақиә 1927-жили Чоң Ачиноқа йезисида «КазЛес» карханисиниң адәмлири қариғай кесип, Или дәриясиға тошуватқан чағда болған. Он икки яшлиқ Муса Ғожәмзәров күнниң еғирлиғидин гөдәк болушиға қаримай, шу карханиға ишчи болуп киргән еди. Муса Чоң Ачиноқида туғулған. У йоруқ дунияға көз ачқанда, аниси Һәжәрхан һаяттин мәңгүгә көз жумған еди. Атиси Зайир бовақни беқишқа көзи йәтмәй, иниси Ғожәмзәгә бериветиду. Муса Ғожәмзә вә униң аяли Салиханниң тәрбийисидә өсиду. Һәдиси Анархан билән акиси Исмайил Зайирниң қолида қалиду.

Акиси Исмайил Илиға кәлтүрүлгән қариғайларни бағлап, сал ясап, Или көрүгигә йәткүзәтти. У шу еғирчилиқ жиллири жигирмә бир йешида қаза болиду. һәдиси Анархан қазақ жигити Айбек билән турмуш қуруп, 30-жилларда Шәрқий Түркстанға өтүп кетиду.

Яркәнттин кәлгән Матвей билән Федор (фамилиялирини унтуп қалған) Мусаниң доғилаң кәлгән, ғоллуқ , қавул жигит екәнлигини көрүп һәм вижани билән ишләйдиғинини билип хурсән болған еди. Мусаға дәсләп ейиға 10 сом, кейин 20 сом берип, өзлиригә ярдәмчи қилип еливалиду.

– Улар яхши адәмләр  еди. Йеңи жәмийәтниң нә қәдәр әвзәллигини ейтип, бизләрни зор ишларға интилдурған еди. Йеңи һөкүмәт һәққидә яхши сөзләрни ейтип берәтти, – дәтти Муса акам өткән жилларни әсләп – улар маңа меһирванлиқ билән қаратти, – дәп өтмүшни әслигән еди.

Ачиноқа йезисида у жиллири «Қизил туғ» колхози қурулған болуп, Муса ака 1933-жилдин 1935-жилғичә колхозниң түрлүк ишлирида ишләйду. 1935-жили колхоз бир трактор алиду. Униңда Муса ака ярдәмчи болуп, та 1937-жилғичә ишләйду. 1941-жили баһарда Түргүнгә комбайнер-трактористларни тәйярлайдиған курсқа әвәтиду. У йәрдә бир ай оқуйду. Улуқ Вәтән уруши башлинип кетип, курсантларға оқуғанлиғи һәққидә гуванамә берип, өз жутлириға қайтуриду. Муса ака келипла механизаторға ярдәмчи болиду. 1942-жилдин башлап, өз алдиға комбайн егиләп ишләшкә башлайду.

Муса ака Улуқ Вәтән урушиға қатнашмиди. Уни йеза тирикчилиги үчүн һөкүмәт аләйтән қалдурған еди. Арқа сәптә жүрүп, жутниң қери-чөри вә балилириға баш-пана болди. Жәң мәйданидики вәтәндашлирини озуқ-түлүк билән тәминлиди. У жуттики терилгән ашлиқни исрапсиз жиғивелип, алдинқи сәпкә әвәтиш билән сәкпарә болатти. Шундақла, хошна колхозлардики терилгән ашлиқни жиғивелишқа комбайн билән берип, ярдәм берәтти. Бәзи чағларда комбайнниң қисимлири кардин чиққанда, Ақсуға берип керәк қисимларни пиядә елип келип, ишни тохтатмасқа тиришатти. Мундақ әһваллар пат-пат болуп туратти. Жилниң башқа пәсиллиридә йеза тирикчилигидә болатти вә  муһтажмән адәмләрниң хижалитидин чиқатти. Умумән, йеза адәмлириниң мүшкүл күнләрдики әһвалиға яр-йөләк болуп һаят кәчүргән.

Еғир жилларниң түрлүк қисмәтлирини баштин кәчүрди: ачарчилиқ дәрдини көрди, яшлар арисидики түрлүк кесәлликләр дәрдиниң гувачиси болди, жутниң намратлашқан пажиәлик тәғдирлириниң һимайичиси болди.

Ачиноқа йезисиниң тәрәққияти, яшларниң өсүши, егиликниң камаләт тепишида Муса акиниң һәр бир иш саһасида қошқан һәссиси бар. Муса ака колхоз қурулуш жиллирида Кеңәш һөкүмитиниң дүшмәнлирини өз көзи билән көрди. Һә, шу еғир жилларни кәйнигә ташлап өтти. У 1933-1935-жиллири колхозниң мустәһкәмлинишигә, ички дүшмәнләрдин тазилашқа актив қатнашти. 1941-жили колхоз рәиси болған Мина Идайәтов билән Улуқ Вәтән уруши жиллиридики дәһшәтлик күнләрни, ачарчилиқниң азап-оқубәтлрини биллә өткүзди. Умумән, шу еғир жилларниң гувачиси болған.

Муса ака егиликниң түнүгүнкиси билән бүгүнки тәрәққиятини селиштуруп, чоңқур ойға чөкүп, һаяжанлинатти. Униңға һәмнәпәс болуп жүргән жүпти Турсунбүви һәдимиз Муса акимизниң еғир-бесиқ мүжәзигә, палвандәк қәдди-қамитигә, тоғра вә кәмтар сөзлүк хисләтлиригә дайим хурсән болидиған. Лекин тәғдир тәқазиси сәксининчи жилларниң бешида Турсунбүви һәдәм чоң оғли Румин билән автомобиль һалакитигә учрап, пажиәлик вапат болиду. Муса акам қалған сәккиз балисиға ата орнида ата, ана орнида ана болуп, һеч кимгә вә һеч нәрсигә хижаләт қилмай беқип, оқутуп, жәмийитимизниң үлгилик адәмлири қилип йетилдүрди. Улар алған билимлири, көргән тәрбийилири асасида һәр қайсиси өз алдиға аилә қуруп, елимизниң тәрәққиятиға бир кишилик үлүшлирини қошуп, аянмай әмгәк әтти.

Кәмтар вә әмгәкчан болған атисиниң изини басқан балилири һәқ сөзлүк, әхлақлиқ, тәрбийилик вә адил әмгәкчанлиқлири билән жут ичидә һөрмәткә сазавәрдур. Балилириниң бу алийжанап хисләтлирини көргән Муса ака 2000-жилларниң бешида һаяттин өтиду.

Муса ака Ғожәмзәров көп жиллиқ әмгәклири түпәйли бир нәччә қетим вилайәтлик, наһийәлик партия комитетлириниң пәхрий ярлиқлири, маддий соғатлири һәм «Әмгәктики жасарити» медали билән тәғдирләнгән.

Адәмгәрчилик есил хисләтлири, жәмийәт үчүн қилған әмгиги билән пүткүл жут һөрмитигә бөләнгән Муса ака Ғожәмзәров жутниң пәхрий мөтивәри болуп, жутдашлириниң қәлбидин чоңқур орун алған. Бу алийжанап инсанниң жуқури дәрижилик мукапатлири йоқ. Әң яхшиси хәлқиниң арисида сөйүмлүк мөтивәр болуп, уларниң көрсәткән сәмимий һөрмитидин артуқ мукапат болмиса керәк.

                                                              Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…