Басты бет Бір шаңырақ астында ДОСТЛУҚ ВӘ ИНАҚЛИҚ МӘЙРИМИ

ДОСТЛУҚ ВӘ ИНАҚЛИҚ МӘЙРИМИ

0
105

1-Май Қазақстан хәлқи үчүн чоң мәйрәмләрниң бири болуп һесаплиниду. Мәйрәмниң мәхсити – әлдики 130дин ошуқ һәр хил милләт вә дин вәкиллириниң бир-бири билән болған һөрмәт-еһтирамини ашуруп, инақлиқ билән иттипақлиқни, умумий қәдрийәтләрни тәшвиқат-тәрғибат қилиштин ибарәт. Һәр жили нишанлинидиған бу мәйрәм күни һәр хил милләтләрниң вәкиллири бирлик, инақлиқ, течлиқ вә разимәнликтә яшаватқанлиғини ипадиләйду.

Шуниму алаһидә тәкитләймизки, бу мәйрәм һәр хил милләт вәкиллириниң өз ара чүшиниши, вәзминлиги, мәдәний вә мәнивий қәдрийәтлиригә һөрмәт барчә этнослар үчүн умумий болған идеал вә пәзиләтләрниң шәкиллинишигә өз тәсирини көрситиду. Уларниң конституциялик һоқуқлири асасида, этник хусусийәтлирини сақлап, Қазақстанниң ижтимаий умумий қурулмисиға уйғунлаштуриду.

Қазақстанниң сәясий түзүмидә муһим дәстәк болған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси барлиқ этник топларниң мәнпийитини умумий қазақстан мәнпийитигә айландурушни, миллий хусусийәтлиридин қәтъий нәзәр, һәммә пухраларниң һоқуқ вә әркинликлирини сақлашни тәминләйдиған жәмийәтлик институт сүпитидә толуқ шәкилләнди.

Ассамблея көп милләтлик Қазақстанда истиқамәт қиливатқан милләтләр вә этнослар қелиплаштурулған әл бирлиги билән турақлиқни сақлашқа қаритилған этнослар ара муәммиләрни йешишниң дуниявий тәжрибисини жарий қилмақта.

Елимиздә һәр бир милләт өзлириниң миллий әнъәнилирини тәрәққий қилдурушқа, уларниң өз мәдәнийити билән әдәбиятини риважландурушқа, ана тилини сақлап қелишқа ғәмхорлуқ көрситилмәктә. Буниң һәммиси дөлитимизниң жәмийитимиздики гражданлиқ һәмкарлиқ билән ички сәясий разимәнликни сақлаш стратегиясини тоғра таллаш, милләтләр ара алақиларни сағлам тәртипкә кәлтүрүшниң нәтижисидә әмәлгә ашмақта.

Бийил хәлқимиз Қазақстанниң бирлиги  күниниң оттуз иккинчи жилини тойлимақта. Биз ишинимиз, наһийәмизниң барлиқ пухралири бу мәйрәмни хошаллиқ илкидә нишанлайду. Миллитидин қәтъий нәзәр, жумһурийитимизниң һәр бир пухраси бир аилидәк, достлуқ билән өз ара разимәнликтә болуп, инақлиқ һәм бирликтә яшап келиватиду. Барлиғиниң басқан изи билән мәхсити бир.

Қазақстан Президенти Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң һәр қандақ жиғилишлирида «Оттуз икки жилниң тарихи – бу турақлиқниң, Қазақстан хәлқиниң достлуғи билән бирлигиниң тарихи», дәп атап келиду.

Бирлик билән инақлиқниң ярқин бир мисали, бийилқи жили тәбиәтниң солхай мүжәзи елимиздики талай өлкиләрни вәйран қилип, пухраларни еғир әһвалға қойди. Нәтижидә зәрдап чәккән һәммә вәтәндашлиримизға барлиқ қазақстанлиқлар уларға меһир билән қарап, өзлириниң чин ихласидин ғәмхорлуқ туйғусини көрситиши, түрлүк амиллар билән ярдәмдә болуши, қол учини бәргәнлиги елимиздики милләтләр ара мунасивәтниң мустәһкәмлигини көрситиду. Бу болса Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Президент сәяситини қоллап-қувәтләп келиватқанлиғиниң ипадисидур.

Нишанлиниватқан «1-Май – Қазақстан хәлқи бирлиги күни» мәйрими қазақстанлиқларниң иттипақини күчәйтиш, елимиз сәяситини тәшвиқат қилиш, яшларни достлуқ вә өмлүктә һаят кәчүрүшкә дәвәт қилиштин ибарәттур.

                                                              Худавәди МӘҢСҮРОВ

 

 

Әскәртиш: май мәйримигә бағлиқ сүрәт берилиш керәк.

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰЛТТЫҚ БОЛМЫСЫМЫЗДЫ ТҮЗЕУІМІЗ ҚАЖЕТ

Қоғамда адам өзгерді ме, әлде заман өзгерді ме білмеймін, кінәмшілдікке көп жол беретін бо…